Голландийидики уйғурлар рамизанниң 21‏-кечиси ибадәт билән таң атқузди

“шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң орунлаштуруши билән үтрихт вилайитидики бир җамәдә топлашқан 50 кә йеқин уйғур, рамизан ейиниң 21‏-кечисини 22‏-күндүзигә туташтурған шәнбә күни иптар вақтидин башлап, әтиси соһурғичә бир сәп болуп, ибадәт билән таң атқузди.
Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2012.08.13
gollanidiye-uyghur-ramizan-ramzan-305.jpg Голландийидики уйғурлар рамзанниң 21‏-кечиси ибадәт билән таң атқузди. 2012-Йили 11-авғуст.
RFA/Pidaiy

Аллаһқа бағланған қәлблири, исламға уйғун әмәллири, өзи, миллити вә һәтта пүтүн инсанийәткә беғишланған дуайи-саламлири, халислиқта бәсләшкән чин ихласлири билән ибадәт қиливалған бу уйғурлар, бу кечиниң бәрикитидин бир үлүш несивисини алғанлиқини изһар қилди.Уйғурлар иптар вақтини күтмәктә. 2012-Йили 11-авғуст, голландийә.

Кечә саәт 12 йеримдин башланған қеямулләйли арисида вәз-нәсиһәтләр, соал-җаваблар вә дуайи-тәкбирләрниң һозури таки соһур вақтиғичә давам қилди. Соһурлуқтин кейинки қисқа пурсәттә зияритимизни қобул қилғанлики уйғур өзиниң бу қетимлиқ паалийәттин интайин рази болғанлиқини ейтти.

Паалийәт тәшкиллигүчи “шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң мәсуллириму, иштиракчи қериндашларниң сәмимийликидин тәсирләнгәнлики вә бундин кейин бу хил паалийәтләрни техиму кәң көләмдә тәшкилләшкә теришидиғанлиқини билдүрди.

“явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” рәһбири обулқасим әпәнди алдимизда келиватқан роза һейт байрими пиланидин учур берип: бу йилқи һейт паалийитини башқичә қилмақчимиз. Пүтүн голландийиниң һәрқайси шәһәрлиридә олтурақлашқан уйғурлардин өзлири турушлуқ даиридә гуруппиларни уюштуруп, һәр бир шәрқий түркистанлиқларниң өйлиригә һейт пәтиси қилишни пиланлаватимиз. Аллаһ несип қилса чоқум яхши бир һейт болиду... Деди.

Улар өткән һәптиму 400 кишилик ифтар зияпити бәргән вә өткән йилқи рамизанниңму ахирқи бир тақ кечиси мушундақ ибадәт паалийити тәшкилләп, голландийидики уйғурларниң алқишиға еришкән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.