Рабийә қадир ханим: уйғур қериндашлиримниң түзүмгә қаттиқ риайә қилидиғанлиқини голландийидә көрдүм

Рабийә қадир ханим кириш сөзи қилип мундақ деди: соғуққа вә йолниң узақлиқиға бақмастин, биз билән көрүшкили кәлгән барлиқ қериндашларға рәһмәт.
У бу қетимқи зияритиниң мәқситини ипадиләп мундақ деди: "явропадики тәшкилат вә шәхсләрниң бирдәк иттипақлиқини қолға кәлтүрүш үчүн бу йәргә кәлдуқ.
Д у қ ниң муавин рәиси сейт тумтүрк әпәнди рабийә ханимниң сөзини тәстиқлап мундақ деди: "вәтәндики қериндашлиримизниң төкүлгән қанлириниң һөрмити үчүн болсиму, иттипақлишайли!"
Д у қ ниң баш катипи долқун әйса: "уйғур дәвасиниң дунядики әң күчлүк орни голландийә болуп қалғуси... " Деди.
Д у қ тәшвиқат мәркизиниң мәсул мудири пәрһат йоруңқаш: "өзимизниң вәтинигә нисбәтән бир муһәббитимиз, вәтән-миллитимизниң дәвасиға нисбәтән бир бәдилимиз болмиса, һайвандин пәрқимиз йоқ." Деди.
Зияпәткә голландийидә яшаватқан түрк системисидики һәрсаһә билим адәмлиридин нәччә йүз адәм қатнашқан болуп, улар голландийиниң сиясий, иқтисади вә мәдәнийәт саһәлиридики ғоллуқ адәмләрдин икән. Һәммиси дегүдәк рабийә ханимниң шәрипигә сөз қилди вә рабийә қадир ханимниң тәсирлик нутуқини көңүл қоюп аңлиди.
Рәһбәрләр бу зияпәттин қайтип, голландийидики уйғур дәвасиниң йеңи бир бурулуш нуқтисини бәлгиләш үчүн кәчлик йеғин уюштурди.