Амистердамда уйғурларға ярдәм бериш кулуби 2‏ - қетимлиқ йеғин уюштурди

6 - Айниң 14 - күни сан - санақсиз кишиләр голландийә путбол командисиниң хәлқаралиқ мусабиқисидин кәйип сүрүватқанда, голландийә парламент әзаси харри фан боммил әпәнди башчилиқида қурулған уйғурларға ярдәм бериш кулуби җиддий йеғин ачти.
Мухбиримиз пидаий
2010.06.15
Gollandiye-Uyghur-yardem-kulubi-305 Сүрәттә, голландийә парламент әзаси харри фан боммил әпәнди(оттурида) башчилиқида қурулған уйғурларға йардәм бериш кулуби әзалири.
RFA Photo / Pidaiy

Йиғинда 5 - июл күни өткүзүлидиған наразилиқ намайиш паалийитиниң конкрет пилан - лайиһәлири мақуллинип, мунасивәтлик хадимларға хизмәт тәқсим қилинди. Һәммә бирдәк иттипақлишип бу қетимқи паалийәттә уйғурларниң авазини юқири пәллигә көтүрүшкә вәдә бәрди.

Юмилақ үстәлгә йиғилған һәр қайси саһәниң актиплири бәс-бәстә пикир баян қилип, уйғурларниң дуч киливатқан мәсилилиригә йеқиндин ярдәмдә болалайдиған һәр саһә әһлилири билән мунасивәт орнитиш, иқтидарлиқ шәхсләрни тәклип қилип һәмкарлишиш һәққидә мәслиһәтләшти.

Йеғинға кулуб әзалиридин 20 дин артуқ адәм қатнашти. Йеғин шу йәр вақти 7 дә башлинип бир йерим саәттин артуқ давам қилип, келәр қетимлиқ учришиш вақтини бекиткәндин кейин ахирлашти.

'Уйғурларға ярдәм бериш кулуби'' голландийидики ә с п сотсиял партийисиниң асаслиқ ролчилиридин болған харри фан боммил әпәндиниң тәшкиллиши билән бу йил 4 - айниң19 - күни амистердам шәһәрлик һөкүмәт бинасиниң йеғин залида қурулған иди.

Биз бу мунасивәт билән кулуб әзалирини вә харри фан боммил әпәндини зиярәт қилдуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.