Голландийә уйғур мәдәнийәт мәркизиниң ечилиш мурасими өткүзүлди
Мухбиримиз әркин тарим
2008.10.30
2008.10.30

RFA Photo / Erkin Tarim
Түркийидин кейин яврупа, шималий америкидики уйғурларму тезла тәшкилатларни қурди. Чәтәлдики уйғурлар өз давасини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш, чәтәлдики иҗтимаий қийинчилиқлирини һәл қилиш, шундақла өз маһийәтлирини қоғдап қелиш үчүн, йәр сетивелип мәдәнийәт мәркәзлири қурмақта.
Бу йил 8 - айниң башлирида голландийә уйғур җәмийити йәр елип мәдәнийәт мәркизи вә мәсчит қурған иди. Улар өткән ай чәтәлликләрни тәклип қилип мәркәзниң ечилиш мурасимини өткүзгән иди.
10 - Айниң 25 - күни голландийә уйғур җәмийити уйғурларни бир йәргә йиғип ечилиш мурасими өткүзүп бәргән. Бу ечилиш мурасимида хәлқара кәчүрүм тәшкилати голландийә шөбисиниң мәсули уйғурларға сияси панаһлиқ тиләшниң йоллири һәққидә қануни сават бәргән.
Биз нәқ мәйданға телефон қилип голландийә уйғур җәмийити баш секритари ғәйрәтҗан, уйғур мәсчитиниң имами абдуллаһ вә бу паалийәткә қатнишиватқан уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әркин таримниң бу һәқтә елип барған сөһбитиниң тәпсилатини диққитиңларға сунимиз.