Голландийидә уйғур яшлири паалийәт елип барди
Мухбиримиз пидаий
2010.05.26
2010.05.26
RFA Photo / Irade
Шу күни 30 дин артуқ уйғур йигитлири җүмә намизидин кейин өзлири тәйярлап кәлгән йемәклири билән ғизалинип, нахша - усул, күлкә - чақчақлири билән йигитләргә хас қизғин кәйпиятта сорунни қиззитипла қалмай, голландийидики оқуш вә турмуш кәчүрүшниң түрлүк йоллири һәққидә пикир алмаштурди.
Йирақ - йеқиндин кәлгәнләр өз - ара тонушуп достлашти. Велисипит маһири таһирҗанниң маһаритидин зоқланди. Паалийәт җәрянида уйғурчә нәшр қилинған түрлүк жанирдики китаблар тарқитилди.
Голландийидә қурулған "Алға бас путбол командиси" Тонуштурулди. 7 Саәт давам қилған бу йиғилишта, йәнә давамлиқ учришип туруш, өз - ара өгиниш, һәмкарлишиш һәққидә тәклипләр сунулди.
Биз бу мунасивәт билән бу қетимқи уйғур яшлар йиғилишиниң актип паалийәтчилири билән сөһбәт илип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.