Голландийә уйғурларни һимайә қилиш гурупписи уйғур муһаҗирлириға алақидар ишларда издәнмәктә

Амистердамдики дуня мәдәнийәтлири өйи бинасида, йеңи фондилар күни темисида паалийәт өткүзүлгән болуп, бу йиғилишқа голландийидә яшаватқан һәр милләт муһаҗирлири тәшкилатлири қатарида уйғурларни һимайә қилиш гурупписи тәшкилатиму тәклип билән қатнашти.
Мухбиримиз пидаий
2010.06.09
Gollandiye-Gheyret-Rozi-Igilik-tiklesh-yighinida-305.jpg 30 - Април күни, голландийиниң амстердам шәһири дунйа күлтүр мәркизидики "уйғур соппорт гуруп" ишханисида, "өз алдиға игилик тикләш пилани" дегән темида муһаҗирлар җәмийәтлири ара пикир алмаштуруш сөһбәт йиғини чақирилған болуп, сүрәттә, "уйғур соппорт гуруп" рәиси ғәйрәт рози әпәнди йиғин қатнашқучилири билән биргә.
RFA Photo / Erkin Tarim

Голландийидики 5 чоң фонд қатнашқан бу йиғинда амистердамдики һәр қайси муһаҗирлар тәшкилатиниң мәвҗуд фондилардин қандақ қилғанда үнүмлүк пайдилиналайдиғанлиқи, тәшкилатларниң өз пилан-лайиһилирини қандақ йезип, қандақ сунғанда қоллашқа еришәләйдиғанлиқи һәққидә муһакимә қилинди вә пикир алмаштурулди.

Бу мунасивәт билән актип паалийәтчи ғәйрәтҗан рози әпәндини зиярәт қилдуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.