Голландийигә панаһлиқ тиләп кәлгән уйғурлардин бәзилириниң кәтмәкчи болғанлиқи муназирә қозғиди
Ихтияри мухбиримиз пидаий
2011.12.09
2011.12.09

Photo: RFA
Әтрапимиздики вәтәндашлиримизниң ярдими болмиғач қайтип кәткәнләр һәққидә толуқ мәлумат алалмайватқан идуқ. Тосаттин, йәнә йеңидин қайтип кетишкә тәйярлиниватқанлар һәққидә йеңи учурлар пәйда болди.
Издиниш арқилиқ, башқиларниң тәң күч чиқириши нәтиҗисидә, барлиқ рәсмийитини беҗирип болуп, қайтип кетиш алдида турған меһрибан абләт исимлик бир қизниң дерикини алдуқ вә уни зиярәт қилдуқ.
Мәлум болушичә, меһрибан абләт қәшқәр вилайити маралбеши наһийисидин болуп, қизниң ата - аниси намәлум мәктәпниң мудири вә мәлум бир дохтурханиниң юқири дәриҗилик башлиқи дегәндәк мәнсәптики мәмурлар икән. У бундин тәхминән йерим йил илгири голландийигә кәлгән болуп, илтиҗа тәләп қилиш сөһбитидә мәғлуп болған вә икки айчә түрмигә соланған. Кейин үсти очуқ лагерға чиқирилған вә иккинчи, үчинчи қетимлиқ сөһбәтлиридиму ғәлибә қилалмай, рәткә учрап еғир зәрбә йегән. Ахири ялғанчилиқни қамлаштуралмай қайтип кетишкә мәҗбур болған.
Ениқсиз мәлуматларға асасән, бу қиз голландийидә панаһлинип туруватқан бир йигит билән турмуш қурушқа пүтүшүп кәлгән болуп, йигит, қизниң түрмә вә лагерлардики азаблиқ күнлиригә лайиқида һәмдәм болмиған вә һәтта мунасивитини пүтүнләй үзгән. Шуниң аччиқида пәймани толған қиз қәтий қайтип кетиш қарариға кәлгән икән, дегәндәк учурларни аңлап, бу һәқтә ениқ учур игиләш үчүн йигит тәрәптин инкас алғинимизда у бу ишларни инкар қилди вә өзиниң у қизға халисанә ярдәмдә болғанлиқини, қиз билән һечқандақ мунасивити йоқлуқини билдүрди.
Биз қиздин бу хил қайтип кетиш қарариниң ақивити һәққидә сориғинимизда, бу һәқтә қорқунчиниң йоқлуқини билдүрди. Һалбуки, мусулманниң муһим бир сүпити “башқиларға қоли вә тили арқилиқ зиян йәткүзмәсликтур” дейиливатқан болсиму, қиз өзиниң қайтип кетишини ислами чүшәнчиси вә имани туйғуси билән “аллаһқа тәвәккүл қилғанлиқи” ни билдүрди.
Биз сөһбәт еливатқан вақтимизда бу қиз аптобуста кетиватқаникән. Аптобус алмишивелишни баһанә қилип телефонни үзди. Кейин биз қайта - қайта телефон қилған болсақму, қобул қилмиди
Йәнә бир қисим көзәткүчиләр буниңға қарап: голландийә һөкүмитиниң инчикә көзитиш вә тәкшүрүш нәтиҗисидә чиқириватқан бәзи қарарлири, у хил каззапларниң чәтәлләрдә катта яшаш хам - хиялиға берилгән әҗәллик тәбир бопту. Әмма бу хил шәхсийәтчиләрниң зиянкәшлики, һәқиқий панаһлинишқа тегишлик көп қисим уйғурларниң панаһлиқ ишлириға, мөлчәрлигүсиз тосқунлуқларни елип келиши һәммидин еғир зиян болди, дәп қаримақта.
Голландийидики бир қисим кишиләрниң тәшәббускарлиқ билән әһвал мәлум қилиши вә маслишиши нәтиҗисидә һес қилғанлиримизға асасән, юқириқидәк әһвалларниң тәкрарлиниши билән барғансери тәслишиватқан илтиҗа ишлириниң узунға созулуши, ана вәтинидин вә өз қовм - қериндашлиридин айрилип яшашниң аччиқ азаблири еғир келип, ят бир мәдәнийәткә көнәлмәйватқан, яшаш шараитлириниң түрлүк азаблириға бәрдашлиқ берәлмәйватқан вә әйни чағда издәп чиққан хияллиридин көп пәрқлиқ һалда учратқан бу хил реаллиқни қобул қилалмайватқан бәзибир ирадиси аҗиз кишиләрни аздуруп қоярму? йәнә биз билмәйдиған қанчилик наданлар өзиниң һәқиқий мәқситини ашкарилап вәтинигә қайтип кетишкә оруватқанду? голландийә һөкүмити уйғурларниң илтиҗа тәләплирини топ - топ рәт қиливетиштә, шу хил сахта илтиҗачиларниң вәтинигә қайтип кәткәндин кейинки һаят капалитини дәстәк қиливатамдиғанду? бир қанчә йилдин бири хәлқара җәмийәттә,“сиясий панаһлиқ тилигүчи уйғурлар вәтинигә қайтурулса болмайдикән” дәп йәкүнлинип кәлгән қарарларда өзгириш боларму? дегәндәк түрлүк еһтималлиқлар нөвәттики қизиқ нуқтиға айланди.
Һазир лагерда илтиҗа тәлипи рәт қилинған көплигән уйғурлар бир нийәткә келип, бу хил кишиләрдин ада - җуда болушқа, уларға вә хитайларниң һийлә - микирлиригә қарши намайиш қилип, голландийә һөкүмитиниң алданмаслиқи үчүн пикир топлап, уларға тәләп сунушқа җиддий тәйярланмақта.