Голландийидә бирләшмә йиғин ечилди

"Голландийә уйғурларға ярдәм бериш җәмийити" вә "голландийә тибәтләрни қоллаш җәмийити "ниң һәмкарлиқида, "голландийә уйғурларға ярдәм бериш җәмийити" ниң ишханисида хитай комунистлириниң ортақ зиянкәшликигә учриған хәлқ вә гуруһларниң тунҗи қетимлиқ һәмкарлиқ йиғини болуп өтти.
Мухбиримиз йалқун
2009.09.30
Gollandiye-Uyg-Tibet-Xitay-paaliyiti-305.jpg Сүрәт, "голландийә уйғурларға йардәм бериш җәмийити" вә "голландийә тибәтләрни қоллаш җәмийити "ниң һәмкарлиқида елип берилған, хитай комунистлириниң ортақ зийанкәшликигә учриған хәлқ вә гуруһларниң тунҗи қетимлиқ һәмкарлиқ йиғинидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Yalqun

Йиғинға "голландийә уйғурларға ярдәм бериш җәмийити", хитай демократчилири, тибәт җәмийити, голландийә инсан һәқлири тәшкилати, голландийә тибәтләрни қоллаш җәмийити, фалунгоң муритлири қатарлиқ бирқисим тәшкилатларниң мәсуллири иштирак қилған болуп, улар баравәр, иттипақлиқ, бир - бирини һөрмәт қилған асаста һәмкарлиқ орнитип, кәлгүси хизмәтләрни қандақ елип бериш һәққидә бир мәслиһәткә келишкән.

Йиғинда "голландийә уйғурларға ярдәм бериш җәмийити" тәрипидин тәйярланған 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқиға даир филим көрситилип хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан зиянкәшликлириниң һәқиқи маһийити ечип берилгән. Йиғин җәрянида телефон зияритимизни қобул қилған "голландийә тибәтләрни қоллаш җәмийти "ниң мәсули йиғин һәққидә тәсиратини сөзләп мундақ дәйду: " хитай коммунистлириниң ортақ зиянкәшликигә учриған тәрәпләрниң бир ариға келиши бизниң арзуйимиз иди, бүгүнки бу тунҗи қәдәмдин мәмнунлуқ һес қилдим. Зиянкәшликкә учриғучиларниң ортақ дүшмини пәқәтла бир, у болсиму хитай комунистлири. Өз алдиға айрим паалийәт елип бериватқанларниң аридики оқушмаслиқларни түгитип, ортақ һәмкарлишип иш елип бериши йиғинға қатнишиватқан һәрқайси тәрәпләр үчүн толиму муһимдур."

Йиғинға хитай демокиратчилириға вакалитән қатнашқан тибәт һәрикитиниң күчлүк қоллиғучилириниң бири болған мав шавмиң мундақ дәйду: "бизниң бүгүн бу йәргә йиғилишимиздики мәқситимиз өзара тонушуш, өзара чүшиниш һасил қилиш, мән бу йәрдикиләрдин шуни байқидимки биз һәммимиз хитай коммунистлириниң зиянкәшликигә учриғучилар икәнмиз."

У сөзидә йәнә, 5-июл үрүмчидә йүз бәргән вәқә һәққидә тохтилип мундақ дәйду: "бу күлпәт бүгүн уйғурларниң бешиға кәлди, өткән йили тибәтләрниң бешиға кәлгән болса бурун фалунгоң муритлириниң, тийән әнмен оқуғучилириниң бешиға кәлгән иди, ким билиду әтә йәнә кимләрниң бешиға келиду? хитай коммунистлири һәр даим милләтләр арисиға зидийәт селип улардин өзлири пайдилип кәлди. Бу қетим хитай коммунистлири уйғурлар билән хитайлар оттурисиға зиддийәт селип, хәлқниң өзлиригә болған наразилиқини милләтләр арисиға иштирип қойди. Бу хитай коммунистлирниң әң чоң җинайәтлириниң биридур."

Йиғин тәшкилатчилириниң бири болған ғәйрәт рози әпәнди зияритимизни қубул қилип, йиғин һәққидә сориған соаллиримизға җаваб бәрди.

Ғәйрәт әпәндимниң билдүрүшчә бүгүнки бу йиғиндин кейин голландийә телевизийиси уйғурлар һәққидә мәхсус бир программа сүрәткә алған болуп, буни хитай һөкүмити 1- өктәбир дөләт байримини тәбрикләватқан бир мәзгилдә телевизийә қаналлирида тәрқитидикән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.