Голландийә шәрқий түркистан бирлики хитайларға қарши намайиш өткүзди

6 - Айниң 18 - күни голландийә вақти чүштин кейин саәт 1 дә голландийиниң пайтәхти дәнһак шәһридә турушлуқ хитай әлчиханисниң алдида намайиш өткүзүлди. Бу намайишни голландийә шәрқий түркистан бирлики оюштурған болуп, намайишқа голландийидә яшаватқан көп санда уйғур қатнашқан.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.06.18
Gollandiye-namayish-305 6 - Айниң 18 - күни голландийә вақти чүштин кейин саәт 1 дә голландийиниң пайтәхти дәнһак шәһридә турушлуқ хитай әлчиханисниң алдида өткүзүлгән намайиштин көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Қоллирида шәрқий түркистан байриқини көтурушкән бу намайишчилар, `хитайлар юртуңға қайт`! `хитайлар вәтинимизни қайтуруп бәрсун`!, `уйғурларға әркинлик` дегәнгә охшаш шуарларни товлашти.

Бәхтияр әпәндиниң дейишичә намайиш җәрянида кочиларда кетиватқан кишиләргә 500 әтрапида шәрқий түркистан тонуштурулған тәшвиқат варақчилириму тарқитилған.

Биз бу намайиш һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн нәқ мәйданға телефон қилип, намайишни оюштурған голландийә шәрқий түркистан бирлики башлиқи бәхтияр насир вә намайишқа қатнишиватқан кишиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.