Голландийиә уйғур тәшкилатлири намайиш вә паалийәтләрни уюштурмақта
Мухбиримиз ирадә
2009.07.09
2009.07.09
RFA Photo / Irade
Голландийә уйғурлар бир қәдәр көп олтурақлашқан дөләтләрниң бири болуп, 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқлири башланғандин бери, голландийидики уйғурлар интайин актип паалийәтләрни елип бармақта. Улар арқа - арқидин намайишларни уюштуруп һәм бир яқтин голландийиниң парламент әзалири билән учришип уларни бу қетимқи вәқәләр һәққидә хитайға бесим ишлитишкә чақирмақта.
8 - Июл күни голландийә аместирдамдики дан мәйданида голландийилик университет оқуғучилири уйғурларға һесдашлиқини билдүрүш үчүн намайиш елип барди. Бу намайишқа голландийидики уйғур яшлириму иштирак қилди.
Кейин бу намайишни уюштурған голландийилик университет оқуғучиси дәвид зияритимизни қобул қилди. У мундақ деди:"мән бүгүн уйғур достлиримға ярдәм қилип бу намайишни уюштурдум. Хитайлар уйғурларға өзиниң әркинликини бериши керәк. Бу қирғинчилиқни тохтитиши, хәлқарадики тәрәпсиз тәшкилатлар районға берип тәкшүрүш елип бериши керәк."
Намайиш мәйданида уйғур допписи кийип вә әтләс шарписи артип намайишқа қизғин аваз қошқан голландийилик карла ханим зияритимизни қобул қилип:"мән бүгүн уйғурларниң йенида болуш үчүн намайшқа чиқтим. Хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулуми узундин бери давам қилмақта. Әмма буни һечким билмәйтти. Дуня тибәтләрни яхши билиду. Лекин уйғурларни билмәйтти. Әмма бу қетим дуня хитайларниң зулум қиливатқанлиқини билди. Уйғурларни билди. Мәнчә бу наһайити яхши иш. Пүтүн дуня уйғуларға һесдашлиқ қиливатиду," деди.
Голландийидики һәр қайси тәшкилатлар бирликтә намайишларни уюштуруп актип паалийәт елип бармақта. Улар паалийәтлири давамида йәнә, голландийә парламент әзаси һаррий ван бомме биләнму учришиш елип барған болуп, улар бу учришишида уйғур диярида йүз бәргән қирғинчилиқларни алаһидә тилға елип улардин ярдәм сориған.
Ғәйрәтҗан әпәнди бизгә бу һәқтә мәлуматлар бәрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.