Хитайда байрам, чәтәлдә намайиш
Мухбиримиз пидаий
2010.10.02
2010.10.02
RFA Photo / Pidaiy
Һәр йили өктәбирниң 1 - күни җуңгода түрлүк ясалма кәйпиятлар билән байрам өткүзүлсә, чәтәлдә яшаватқан уйғурлар арисида ғәзәп - нәпрәтлик намайиш қилиш һәрикәтлири давам қилип кәлмәктә.
Җүмлидин голландийидә яшаватқан уйғурларму амистердам шәһириниң дам мәйданида топлишип намайиш қилип, хитайларниң шәрқий түркистанни мустәмликә қиливалғанлиқиға қарита наразилиқни билдүрди.
Паалийәттә түрлүк шоарлар товланди. Баянатлар аңлитилди. Хитайларниң бәш юлтузлуқ қизил байрақлири көйдүрүлди.
Милләтниң кәлгүси игилири болған кечик уйғур балилириниңму ата - анисиға әгишип, көк байрақни ләпилдитишлири, һәммәйләнни һаяҗанға салди.
1" - Өктәбир уйғурлар үчүн матәм күни болди" дегән бу сөзгә қарита өзини ашкарилашни халимайдиған бир зиялий пикир баян қилип мундақ дәйду: "бу йәрдә матәм сөзини қоллиниш тоғра кәлмәйду. Матәм демәк өлгәнләргә қилинидиған бир әмәлниң нами. Уйғур түгимәйдикән, бизниң вәтинимиз шәрқий түркистан һәргиз өлмәйду. Вәтәнни өлди дейиш хата. Вәтән өлмәйду. Әгәр дейишкә тоғра кәлсә бүгүн вәтинимиз шәрқий түркистанниң хитайлар тәрипидин иккинчи қетим мустәмликә қилинған хатирә күн дейилиши керәк. Шундақтиму вақит мәсилисидә йәнә инчикилисәк, бу хатирә күн 1949 - йили 1 - өктәбир әмәс, бәлки 1955 - йили 1 - өктәбир дейилиши лазим. Чүнки хитайларниң өзиниң иқрари бойичә ейтқандиму 1955 - йили вәтинимиз шәрқий түркистанни шинҗаң уйғур аптоном райони дәп җакарлиғанлиқи әқәллий пакит."
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.