Голландийә парламент әзаси харрй фан боммил: 'мән уйғурларға ярдәм беришкә һәрқачан тәйяр'

Явропаниң язлиқ тәтил дәм елиши ахирлишип нормал хизмәт тәртипиниң әслигә келиши билән тәң уйғурларға ярдәм бериш гурупписиму йеғин чақирди.
Мухбиримиз пидаий
2010.09.16
Uyghur-wekiller-Harri-ependi-bilen-bille-sehnide-305 Сүрәт, голландийә парламент әзаси харрй фан боммил вә уйғурларға йардәм бериш гурупписиға қатнашқанлар биргә чүшкән хатирә сүрити.
RFA Photo / Pidaiy

Голландийиниң амистердам шәһәрлик һөкүмәт бинасида қәрәллик йеғин уюштуруп, уйғурларниң инсаний һоқуқ мәсилисигә йеқиндин ярдәмдә болуватқан бу гуруппиниң қурғучиси голландийә парламент әзаси вә христиан демократ партийисиниң асаслиқ башлиқи харрй фан боммил әпәнди уйғурлар мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп кәлмәктә.     
    
Бу қетимқи йиғинда илгирики хизмәтләр хуласилинип, кәлгүси йеңи пиланлар һәққидә пикирләр болунди. Биз бу гуруппиниң йеқинқи тәсири вә тәрәққияти һәққидә әһвал игиләш үчүн у йәрдә зиярәттә болдуқ. Парламент әзаси харрий фан боммил әпәнди зияритимизни қобул қилип, соаллиримизға җаваб бәрди.

Һөрмәтлик харрй фан боммил әпәнди. Уйғурларға ярдәм бериш гурупписиниң тәрәққияти қандақ болуватиду? голландийидики һәр саһә кишилиригә бериватқан тәсиричу? дегән соаллиримизға харрй фан боммил әпәнди мундақ деди:
RFA-muxbiri-Pidaiy-we-Harry-ependi-305
Сүрәт, голландийә парламент әзаси харрй фан боммил мухбиримиз пидаийниң зийаритини қобул қиливатқан көрүнүш.
RFA Photo / Pidaiy

"Мәнчә уйғурлар саниниң аз болушиға қаримай, бир яқидин баш чиқирип, миллий дәвасини илгири сүрәлигүдәк һалға кәлди. Голландийидики әһвалға қарисақму кичик бир гуруппа болушиға бақмай, иттипақлишип мукәммәл пилан - лайиһилирини түзүп чиқалайдиғанлиқиға ишинимән. Бу йилму мәлум нәтиҗиләр қазандуқ. Йәнә йеңи бир паалийәт пиланлаватимиз. Уму илгирикидәк амистердам әркинлик университетида болиду. Мәнчә уйғур мәсилисигә голландийидә ярдәм беришимиз лазим. Мән христиан демократ партийиси намидин уйғурларға ярдәм беришкә һәрқачан тәйяр."

Гуруппиниң асаслиқ әзалиридин гөкхан әпәндиму зияритимизни қобул қилип, уйғур мәсилисиниң оңушлуқ елип берилиши үчүн, уйғур қериндашларниң өзара иттипақ вә инақ болушини тәкитләп мундақ деди:

"Уйғур мәсилиси болмиған болсиму қандашлиқимиз сәвәбидинму йәнә һәмкарлишишимиз лазим иди, дәп қараймән. Шәрқий түркистанлиқ қериндашларниң әһвали еғир болғанлиқи үчүн бу һәмкарлиқ техиму зич вә кәң көләмлик болуши керәк. Буниң үчүн алди билән уйғур қериндашлиримиз өз ичидә иттипақ болуши һәммидин муһим орунға қоюшини үмид қилимән."

Зиярәт давамида җәмийәтниң уйғур әзалириму сөз қилди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.