Голландийидә уйғур мәдәнийәт күни өткүзүлди (2)

RFA Photo / Irade
Биз бу паалийәт һәққидә голландийә уйғурларни һимайә қилиш җәмийитиниң башлиқи ғәйрәтҗан әпәндим вә голландийә алмир шәһәрлик паалийәт уюштуруш мәркизидин коләтте фабир ханим билән сөһбәт елип бардуқ.
Коләтти фабир ханим бу мәдәнийәт - сәнәт паалийитини көргәндин кейин өзиниң уйғурлар һәққидә нурғун нәрсиләрни өгәнгәнликини ейтип мундақ деди: "уйғурлар интайин әдәплик, башқиларни интайин һөрмәт қилидиған хәлқ икән. Мән бурун уйғурлар тоғрисида җиқ нәрсә билмәйттим. Лекин бу паалийәтни уюштуруш җәрянида уйғурларниң тарихи, йемәк - ичмәклири, уларниң һазир хитай зулуми астида икәнликигә даир җиқ нәрсиләрни өгәндим. Маңа охшаш паалийәткә қатнашқан нурғун кишиләрму уйғурлар һәққидә җиқ нәрсә билмәйтти. Улар һәтта аңлапму бақмиған. Лекин шу күндики паалийәттә улар уйғурлар һәққидә нурғун нәрсиләрни өгәнди, уйғурларни билди. Уларниң мәдәнийити билән тонушти."
Коләтте ханим паалийәт қатнашқучилириниң сәнәт номурлирини қизиқип көргәнликини вә бу хил паалийәтләрни уюштуруштики мәқсити үстидә тохтилип мундақ деди: "бу сәнәт номурлири интайин яхши иди. Һәммимиз интайин қизиқип көрдуқ. Һәммимиз уйғур музикилирини интайин диққәт билән аңлидуқ. Бизниң асаси мәқситимиз кишиләргә бу мәдәнийәтни тонуштуруш, билмигәнгә билдүрүш иди. Бәзи кишиләрдә хата чүшәнчиләр бар. Биз бу хил паалийәтләр арқилиқ мана бу хил хата чүшәнчиләрни йоқитишни, уйғурларниң мана мушундақ гүзәл алаһидиликлирини, мәдәнийитини, сәнитини тонуштурушни мәқсәт қилдуқ."
Қәдирлик оқурмәнләр, силәр юқирида голландийидә өткүзүлгән уйғур мәдәнийәт - сәнәт күни һәққидики сөһбәт программиси билән тонуштуңлар.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.