Шавгуәндики қанлиқ вәқәдә қаза қилғучниң бирси йетим бала һашимҗан әмәт

Шавгуән шәһиридики оюнчуқ завутида йүз бәргән қанлиқ вәқәдә һазирчә өлгән уйғур саниниң икки нәпәр икәнлики вә буларниң қәшқәр конашәһәр наһийиси зәмин йезидин икәнлики ениқланди.
Мухбиримиз җүмә
2009.06.30
Uyghur-dixan-guangdong-toqunush-305 Бу сүрәт, video.sohu.com Дин елинған, бир уйғур қиз ишчиниң ундин артуқ хитай ишчилири тәрипидин рәһимсизләрчә калтәклинип, еғир зәхимлинип, өлүк һаләттә йатқан көрүнүши билән бир уйғур бовайниң сүрити.
video.sohu.com Дин елинди.

Мәлум болушичә, өлгәнләрниң һәр иккиси оғул болуп, улар юртиға елип келингәндин кейин дәрһал йәрликигә қоюветилгән вә мейит узитилғанда йиға - зари қилишқа йол қоюлмиған.

26 - Июн җүмә күни, гуаңдуң өлкиси шавгуән шәһиригә җайлашқан шүри оюнчуқ завутида уйғур ишчилар билән хитайлар арисида қанлиқ тоқунуш йүз бәргән болуп тоқунушта бир нәччә адәмниң өлгәнлики, буларниң һәммисиниң уйғур икәнлики илгири сүрүлгән иди.

Вәқәдә һадисигә учриғучиларниң һәқиқий сани һәққидә һәрхил мәлуматлар мәвҗут болуп, шавгуән шәһәрлик һөкүмәтниң бу һәқтики баянатиға қариғанда, вәқәдә яриланғанлар 120 нәпәр, қаза қилғанлар икки нәпәр. яридарлар ичидә 89 нәпәр уйғур бар болуп, өлтүрүлгәнләрниң һәммиси уйғур.

Һалбуки, хитайчә башқа тор бәтлири вә гуаңдуң өлкисидики башқа завутларда ишләйдиған уйғур балилар тәминлигән учурларға қариғанда, өлгүчиләр иккидин көп болуп, буларниң арисида уйғур қизларму бар икән.

Кәнт секретари: " вәқәдә өлгүчиләр санини 5 - 6 нәпәргә йетиду"

Бу һәқтә тохталған зәмин йезидики мәлум бир кәнт секретари вәқәдә өлгүчиләр санини 5 - 6 нәпәргә йетиду дәп аңлиғанлиқини билдүрди.

Әмма, опал йезиси вә ташмилиқ йезисидики мунасивәтлик хадимлар өз йезилиридин кәткән балиларниң аман - есән икәнликини, өлүм ‏ - йетим һадисилири көрүлмигәнликини илгири сүрүшмәктә.

Әскәртиш:   бу син - алғу филими Youtube.com Дин елинған. Нәширят һоқуқи Youtube.com Ниң. Мәзмуни вә көрүнүшләрниң тәпсилатиға RFA ниң мәсулийити йоқ.

Бүгүн игилигән дәсләпки мәлуматларға қариғанда, тоқунушта өлгүчиләрниң икки нәпири қәшқәр конашәһәр наһийиси зәмин йезисидин болуп, һөкүмәт тармақлириниң вә йәрлик деһқанларниң билдүрүшичә, қаза қилғучиларниң җәсити юртиға йөткәп келингән вә 29 - июн дүшәнбә күни йәрликигә қоюлған.

Юқириқиси зәмин йезилиқ сақчихана хадиминиң билдүргәнлири болуп, у бу һәқтә давамлиқ тохтилишини халимиған болсиму, әмма йәрлик деһқанларниң билдүрүшичә, мейит узитилғанда мәлум дәриҗидә хупиянилик садир болған.

Вәқәдә қаза қилғучниң бирси йетим бала һашимҗан әмәт

Вәқәдә қаза қилғучниң бири зәмин йезиси 16 - кәнтидин болуп, исми һашимҗан әмәт, ата - аниси өлүп кәткән йетим бала икән.

Кәнт секретариниң билдүрүшичә, һашимҗан өткән йили вә илгирики қарар ишчи йөткәш долқунидин қечип вә башқа сәвәбләрни қоюп қутулған болуп, бу нөвәт бу йил6 - айниң 16 - күни шүри завутиға йолға селинған икән.

Һашимҗан әмәтни йәрликигә қоюш вә башқа ишларға арилашқан 16 - кәнт секретариниң ейтқанлириға қариғанда, һашимҗанниң өлүп кетиш сәвәблири уруқ ‏ - туғқанлириға тәпсилий уқтурулмиған болуп, нөвәттә һашимҗанниң аилә - тавабиатлири һөкүмәттин бу һәқтә чүшәндүрүш беришни тәләп қилмақта икән.

Вәқәниң садир болуш сәвәблири һәққидә һәрхил инкаслар мәвҗут. Гәрчә хитайчә тор бәтлиридә вәқәниң уйғур оғуллириниң хитай қизлириға чеқилип қоюш сәвәбидин келип чиққанлиқи илгири сүрүлгән болсиму, әмма алдинқи күни хитай мунасивәтлик органлири баянат елан қилип, басқунчилиқ вәқәсиниң садир болмиғанлиқини, мәзкур өсәк сөзни тарқатқан җу фамилилик хитайни қолға алғанлиқини билдүргән иди.

Зәминлик деһқан: " хитайлар уйғур қизлариға җинсий паракәндичилик салған"

Вәқә йүз бәргән завуттики уйғур ишчилар башқа җайға йөткәп кетилгән вә уларниң барлиқ алақә қаналлири қамал қилинған болғачқа, уларниң нөвәттики әһвали вәқәниң һәқиқий келип чиқиш сәвәблири һәққидә мәлумат игиләш мумкин болмиди.

Гуаңдуң өлкисидики башқа шәһәрләрдә ишләватқан уйғур пәрзәнтлириниң билдүрүшичә, вәқә йүз бериштин илгири улар шүри оюнчуқ завутидики уйғурлар билән аз ‏ - тола алақә қилған болсиму, вәқә йүз бәргәндин кейин алақә пүтүнләй үзүлүп қалған.

Бу һәқтә өз аңлиғанлирини баян қилған зәминлик деһқанниң билдүрүшичә, вәқәниң келип чиқишиға уйғур қизларниң башқа хитай ишчилар тәрипидин җинсий паракәндичиликкә учраш әһваллири сәвәбчи болған икән.

Юқириқи деһқанниң баянлири пәқәт у аңлиған учурлар болуп, биз бу һәқтә толуқ мәлумат елиш үчүн давамлиқ тиришчанлиқ көрүшимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.