Гуаңдуңдики вукән мәһәллисидин коммунист әмәлдарлири пүтүнләй қоғлап чиқирилди
2011.12.15
“волт стерт” гезитидә баян қилинишичә, хитай һөкүмити һазир гуаңдуң өлкисидики вукән мәһәллисини қораллиқ сақчи қисимлири билән муһасиригә еливелип, бу мәһәллиниң йемәк, су тәминатини үзүп ташлиди. Бу, хитай һөкүмитиниң буниңдин кейин җәмийәттики муқимсизлиқни бир тәрәп қилиш модели икәнликидин дерәк бериду. Бу җиддийлик вукән мәһәллисидә намайиш қилған хәлқниң бир вәкили түрмидә өлгәнлики үчүн хәлқ қаттиқ ғәзәпкә кәлгән, хитай әмәлдарлири хәлқниң ғәзәп-нәпритидин қорқуп мәһәллини ташлап қачқан әһвал астида йүз бәргән. Буниңдин кейин хәлқниң, демократик сайлам билән әмәс, бәлки өзлири болувалған коммунист әмәлдарлириға қоллинидиған ахирқи чарисиму мушундақ болуш еһтимали бар.
“хитайға нәзәр тор гезити”ниң баян қилишичә, гуаңдуң өлкисидики луфең шәһәрчисигә тәвә вукән мәһәллисидә, хитай һөкүмитиниң әмәлдарлири терилғу йәрләрни сиртқа сетишқа башлиғандин кейин, бу мәһәллидә коммунист партийә секретарлири, малийә хадимлири вә уларниң уруқ-туғқанлириниң һәшәмәтлик туралғулири пәйда болуп, коммунистлар билән авамниң оттурисидики иқтисадий пәрқ наһайити тез чоңлап кәткән. Бу мәһәллидики авам хәлқ адаләтсизликкә қарши наразилиқ ипадиләшкә башлиған. Хәлқ бу мәһәллидики терилғу йәрләрниң ахирқи бир қисми бу йил 9-айда пүтүнләй сетилип болғанлиқидин хәвәр тапқандин кейин, қаттиқ ғәзәплинип, йәр-земинини һәргиз биркимгә бәрмәйдиғанлиқини ипадиләп намайиш қилишқа башлиған.
Мақалидә баян қилинишичә, вукән мәһәллисидә һөкүмәтниң йәрләрни тартивелишиға наразилиқ билдүргән намайишчилар хитай һөкүмитиниң қораллиқ қисимлири тәрипидин көп қетим һақарәтләнгәндин кейин, ахир өткән һәптидә, хитай һөкүмитиниң миң кишилик қораллиқ сақчи қисимлирини мәғлуп қилған. Нәччә он йилдин буян бу мәһәллигә һөкүмранлиқ қилип келиватқан хиянәтчи коммунист партийә секретарлирини қоғлап чиқарған. Шуниңдин кейин 20 миңға йеқин нопуси бар бу белиқчилар мәһәллиси коммунист һөкүмити болмиған мәһәллигә айланған.
Хитай һөкүмити өткән пәйшәнбә күни вукән мәһәллисини муһасиригә еливалғандин кейин, һазир бу мәһәллидики қозғилаңчилар өз мәһәллисини қаттиқ муһапизәт қилип, мәһәллиниң мәмури йиғин залида паалийәт елип бериватиду. Мәһәллидә яйма-дуканлар очуқ. Тиҗарәт қилидиған ашханиларму очуқ. Бу мәһәллидики бир тиҗарәтчиниң хоңкоң учур васитилиригә ейтишичә, вукән мәһәллисидики деһқанлар йәрлирини һөкүмәттин пүтүнләй қайтуруп алмиғичә кәйнигә чекинмәйдикән, әмма бу мәһәллиниң һазирқи йемәк, су записи аран он күнгә йетидикән, сирттин мотоскилит билән йемәк вә су тошуп келидиған чариму мәсилини қисимән һәл қилалиши мумкин икән. Бу, һазир мәһәллидики хәлқни күтүп турған бир чоң риқабәт икән.
Фирансийә хәлқара радио истансисиниң баян қилишичә, хитай һөкүмити гуаңдуң өлкисиниң вукән мәһәллисидики йәр-земини булап кетилгән деһқанларниң қозғилиңини “чегра сиртидики дүшмән күчләр билән тил бириктүргән” дегән төһмәтни қоллинип бастурмақчи болған, шундақла бу мәһәллидин һөкүмәт билән сөһбәтлишишкә әвәтилгән вәкилләрни, аяллар тәшкилатлириниң вәкиллирини сақчиханиға соливалған. Уларни “қозғилаң пәйда қилғучилар” дәп җазалимақчи болған.
Бүгүн бирләшмә агентлиқи, фирансийә агентлиқи қатарлиқ учур васитилири вукән мәһәллиси муһасиригә елинғандин буян нәқ мәйдандин тартилған намайиш көрүнүшлирини елан қилди. “нюйорк таймис”, “телеграф” қатарлиқ учур васитилириму хәвәр, мулаһизиләр елан қилди. Учурлардин қариғанда, вукән мәһәллисидики деһқанларниң шоари баштин-ахир “хиянәтчи-черик әмәлдарларни йоқитимиз”, “йәр-земинни қайтуруп алайли”, “башлиқни өзимиз сайлайли” дегәндин ибарәт.
Бүгүн “хитайға нәзәр тор гезити”дә вукән мәһәллисиниң муһасиригә елинғанлиқи һәққидә елип берилған муназириләрдә, хитайда демократийини тинчлиқ билән қолға кәлтүрүш еһтималға йеқин әмәс, вукән мәһәллисиниң коммунист партийини қоғлап чиқириш модели әқилгә мувапиқ дегән күз қараш үстүнлүкни игилиди.