Хитайниң гуаңҗу шәһиридә җан беқиватқан уйғурларниң инсаний һоқоқиға ким игә?


2006.06.28

Радиомизға хитай өлкилиридики уйғурлардин кәлгән инкасларға қариғанда, хитай өлкилиридә сода вә башқа ишлар билән шуғуллинип яшаватқан уйғурлар интайин һәқсиз муамилә, кәмситишләргә дуч келиватқан болуп, уларниң һәқ һоқуқлири һәтта қанун органлири тәрипидинму қоғдалмайдикән.

Қалаймиқан тутқун қилиш, һәр қандақ уйғурға худди зәһәрлик чекимлик җинайәтчилиригә муамилә қилғандәк муамилә қилиш, сақчилар тәрипидин сәвәбсиз яриландурулуш һәтта өлтүрүлүш вәқәлириму йүз берип турмақта икән.

Вақитсиз җенидин айрилған яш

Биз радиомизда йеқинда техи гуаңҗуниң явтәй базирида бир қанчә уйғур ушшақ тиҗарәтчиләрниң йәрлик хитай сақчилар тәрипидин қаттиқ уруп яриландурулғанлиқи һәққидә хәвәр бәргән идуқ. 6 - Айниң 20 - күни йәнә шу явтәй базирида йигирмә яшлар әтрапидики бир уйғур йигити сақчилар тәрипидин кочидила етип өлтүрүлгән.

Бу вәқәни көргән бир уйғурниң бу паҗиәни сөзләп беришичә, шу күни явтәйниң коча аманлиқини қоғдаш сақчисидин бири туюқсиз бир уйғур яшни тосап сәвәбсизла ахтурушқа урунған. Бу уйғур сақчиға наразилиқ билдүргән. Сақчи уйғурға қопаллиқ қилғандин кейин иккиси җедәллишип қалған. Кейин башқа сақчиларму йетип келип бу уйғурға зораванлиқ қилған. Сақчиларниң өзини урмақчи болуватқанлиқини пәмлигән бу уйғур қачмақчи болған. Бу чағда сақчилар униң арқа меңисигә дәрһал оқ чиқирип өлтүргән.

Инкас қилғучиниң билдүрүшичә, гуаңҗуниң явтәй базирида хели көп уйғур тиҗарәтчи болуп, улар давамлиқ явтәй базири орунлашқан куаңчуән йоли сақчилириниң һәмдә баҗгирларниң йолсизлиқлириға учрап кәлмәктә икән.

Наразилиқ вә мәтбуаттики йеңилиқ

Сақчиларниң бу уйғур яшни бикардин етип өлтүргәнлики әслидинла наразилиқи ешиватқан уйғурларниң ғәзәп ‏- нәпритини қозғиған болуп, 20 - июн күни икки йүзчә уйғур тиҗарәтчи әр ‏- аяллар йиғилип һөкүмәт бинасиниң алдида, йеғиватқан ямғурғиму қаримай олтуруп намайиш елип барған.

Һөкүмәт орнидикиләр бу намайишчиларниң төт вәкилини қобул қилип уларниң "сақчиларниң бигунаһ уйғурни етип өлтүргәнлики сүрүштә қилинсун. Өлгүчиниң аилисигә төләм төлисун, уйғурларниң қануний һоқоқиға кепиллик қилиңлар, бизгә адаләт керәк"дегәндәк әрзлирини аңлиғандин кейин. Йиғилған уйғурларни "биз силәрниң һоқуқиңларға кепиллик қилимиз. Уйғурни етип өлтүргән сақчиларниң җавабкарлиқини сүрүштә қилимиз" дәп кәткүзүвәткән.

Күтүлмигән йәрдин әтиси йәни 21 - июн күни гуаңҗу шәһәрлик һөкүмәт һәмдә сақчи тәрәп гезиткә явтәйдә йүз бәргән сақчиларниң бир уйғурни етип өлтүрүш вәқәсини пүтүнләй бурмилап хәвәр елан қилған.

Бизгә телефон қилған уйғурниң билдүрүшичә, гезиткә чиққан бу хәвәрдә, етип өлтүрүлгүчи уйғур яш булаңчи қилип көрситилгән болуп, "бу шинҗаңлиқ булаңчи, булаңчилиқ қилип қачқанда сақчилар униңға агаһландуруш бәргән, у давамлиқ қачмақчи болғанда сақчилар униңға оқ чиқиришқа мәҗбур болған" дәп йезилған икән.

Уйғурларниң қануний һоқуқиға зади ким игә?

Инсаний һәқ ‏- һоқуқлири капаләтләндүрүлмәй һаяти хәвп ичидә җан беқиватқан уйғурлар йәниму чоң наразилиқ билдүрүш йолини издәватқан пәйттә, йәни бу вәқә йүз берип икки күндин кейинла, илгири сақчилар тәрипидин қолға елинған, алимҗан исмайил, ташполат ғулам, әхмәт таш қатарлиқ үч нәпәр әр, айсәр мәмәт исимлик бир уйғур аял җәмий төт нәпәр уйғурни қанун органлири зәһәрлик чекимлик йөткәш җинайити билән әйибләп етиш буйруқи чүшүрүп, 23 - июн күни дәрһал иҗра қилған. Инкасқа қариғанда, бу өлүм җазасиға һөкүм қилинғанларниң аилилиригә алдин уқтуруш қилинмиған.

Гуаңҗуда арқа-арқидин йүз бериватқан бу вәқәләр, уйғурларда ғулғула қозғиған болуп улар" бу уйғурларға өлүм җазаси берилиши, наразилиқ, қаршилиқ билдүргән барлиқ уйғурларни агаһландурғанлиқи, бу бир тәһдит " дәп һес қиливатқан болуп. Улар "биз уйғурларниң қануний һоқуқиға зади ким игә" дейишип теңирқимақта икән.

Бизгә телефон қилған уйғурниң дейишичә, хитай қанун тармақлириниң җаза һөкүми билән, зәһәрлик чекимлик сәвәбидин һәмдә өз ‏- ара җедәл ‏- маҗира вә башқа намәлум сәвәбтин олүватқан уйғурлар барғанчә көпийиватқан болуп, һазир гуаңҗуда мәхсус уйғурларниң қәбристанлиқи шәкилләнгән. Бу қәбристанлиққа алтә йүздин артуқ уйғурниң җәсити көмүлгән икән.

Бу җәсәтләрниң көпинчисиниң игиси тепилмиғанлиқи үчүн, гуаңҗуда тиҗарәт билән шуғуллиниватқан уйғурлар өзликидин ианә йиғип, игисиз қалған уйғурларниң җәсәтлирини ислам қаидилири бойичә дәпнә қилип кәлмәктә икән.

Чүнки, гуаңҗу шәһәрлик хәлқ ишлар идариси илгири зәһәрлик чекимликни көп истимал қилғанлиқи үчүн өлүп қалған бир уйғурни сүрүштә қилмайла уни көйдүрүвәткән. Уйғурларниң һаят чеғида инсаний һоқуқиниң капаләтләнмәй кәлгинидин сирт һәтта өлгәндин кейинму, әқәллий һөрмәткә, тоғра дәпнә қилинишқиму игә болалмай харлиниватқанлиқи уйғурларниң күчлүк наразилиқини қозғиғандин кейин, даириләр бу уйғурниң аилисигә төләм төлигән.

Шуниңдин кейин, гуаңҗу даирилири қандақла уйғурларниң җәсәтлирини мәйли қандақла сәвәбтин өлгән болмисун бир тәрәп қилиштин өзини елип қечип, бирси келип мейткә игә чиқмиғичә тоңлитип қойидиған болуп қалған. Бәзи уйғурларниң җәсәтлири һәтта йиллап тоңлатқуда қалған. Шу сәвәблик гуаңҗудики уйғурлар бир қанчә йиллардин бери, гуаңҗуда өлүп кәткән уйғурларни аңлиған һаман әгәрдә аилә тавабатлири яки игиси тепилмиса өзлири ианә топлишип дәпнә қилишқа мәҗбур болмақта икән.

Гуаңҗудики уйғурларниң һаяти вәзийити һәққидә гәрчә юқирқидәк учурларға игә болған болсақму, бу мәсилиләр һәққидә гуаңҗу шәһәрлик һөкүмәт һәмдә сақчи орунлири җаваб беришни рәт қилмақта. Биз кейинки програмлиримизда гуаңҗу даирилиридин уйғурлар учраватқан мәсилиләр һәққидә мәлумат елишқа тиришимиз. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.