Гуаңдуңдики қанлиқ тоқунуш һәққидә учур вә инкаслар
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.06.29
2009.06.29

video.sohu.com Дин елинди.
Сахта хәвәр арқилиқ вәқәгә от яқти дәп қаралған җу пәмилилик бир хитай қолға елинған. Әмма көрситилгән сәвәб кишиләрдә гуман пәйда қилмақта. Бу һәқтә, хитайниң шаңхәй шәһиридә тиҗарәт қиливатқан бир уйғур гуманлирини оттуриға қойди.
Хитай вәқәдики тоқунушта башламчилиқ қилғанлар вә икки уйғур ишчини өлтүргән қатиллар һәққидә һазирғичә мәлумат бәргини йоқ. Хитай вәқәгә алақидар учур вә инкасларни изчил һалда қамал қилмақта.
Нөвәттә уйғур яридарларниң қайси дохтурханида икәнлики вә завуттин йөткиветилгән 600 уйғурниң қәйәргә орунлаштурулғанлиқи мәлум әмәс; бүгүн радиомизниң гуаңдуңчә бөлүми шавгуән наһийисидики дохтурханилардин әһвал игилигән. Мәлум бир дохтурхана хадими өзи ишләватқан дохтурханида хәнзу яридарлар барлиқини билдүргән, йәнә бир дохтурхана хадими болса, яридарларниң әһвалиниң еғир икәнликини билдүрүш билән биллә, яридарлар билән тил уқушалмайватқанлиқини әскәрткән.
Мәлум болушичә, мәзкур вәқә завутта наһайити чоң вәһимә пәйда қилған болуп, вәқәдин кейин 4000 дин артуқ ишчи завуттин айрилған.
Мәзкур оюнчуқ завути, хоңкоңлуқ бир карханичиға тәвә болуп, завутта 10 миңдин артуқ ишчи барлиқи мәлум. Буниң ичидә, бу йил 5 - ай вә 6 - айда болуп қәшқәр кона шәһәр наһийисидин 800 нәпәр ишчи қобул қилинған.
Мухбиримиз завутниң хитай ишчилиридин бирини зиярәт қилғанда, у , уйғур ишчиларниң йүрүш - турушлиридин завуттики хитай ишчиларниң нарази икәнликини ашкарилиған.
Вәқә йүз бәргәндин кейин, кона шәһәр наһийиси гуаңдуңға мәхсус хизмәт гурупписи әвәткән. Кона шәһәр наһийилик һөкүмитиниң ишхана мудири маһинур бүгүн вәқә һәққидә сөз қилған; у сөзидә уйғур ишчиларниң, тунҗи қетим юртидин айрилғанлар икәнликини, уларниң садда вә ишчан балилар икәнликини билдүргән. Әмма уйғур ишчиларни өлтүргән вә яриландурған зораванларни әйиблимигән һәм җазалаш тәлипиниму қоймиған. У, бу вәқәниң айрим вәқә икәнликини, милләтләр иттипақлиқиға тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини әскәрткән.
Бизгә хитайниң мәлум шәһридин мәлумат бәргән бир уйғур тиҗарәтчи болса, гуаңдуңдики тоқунушни ялғуз сахта хәвәр кәлтүрүп чиқарған вәқә дәп қаримайдиғанлиқини, асаслиқи у йәрдики йәрлик хәлқниң 800 нәпәр уйғур ишчиниң завутқа ишқа орунлашқанлиқини һәзим қилалмиғанлиқини билдүрди.
Һөрмәтлик оқурмәнләр, вәқә һәққидә давамлиқ мәлумат беришкә тиришимиз. Оқурмәнлиримиз ичидә вәқә һәққидә тәпсилий яки пәрқлиқ мәлумати барлар болса, биз билән алақилишишини үмид қилимиз.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.