Йәнә икки нәпәр уйғур гуәнтанамодин қоюп берилди
Ихтияри мухбиримиз әкрәм
2012.04.20
2012.04.20
Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң 19 - априлдики баянатида абдулразақ қадир вә һаммад мәмәт исимлик икки уйғурни гуәнтанамо қолтуқидин салвадорға йөткигәнлики билдүрүлди.
2001 - Йили америка әскәрлири тәрипидин тутулуп гуәнтанамо түрмисигә қамалған уйғурларниң сани җәмий 22 киши болуп, улардин төт нәпири албанийигә, бирси шиветсийигә, иккиси шиветсарийигә, төт нәпири бермудаға, алтә нәпири палавға орунлашқан иди. Бу қетим йәнә икки нәпәр уйғур салвадорға орунлишип, гуәнтанамо түрмисидә йәнә үч нәпәр уйғур қалди.
Америкидики уйғур зиялийси рошән аббас ханимниң 19 - април кәчтә билдүрүшичә, абдулразақ қадир вә һаммад мәмәт исимлик бу икки уйғур 33 - 34 яшларда болуп, улар салвадорға бериштин илгирила һәрбийләрниң орунлаштуруши билән гуәнтанамода испан тили өгинишкә башлиған. Уларниң адвокатиниң рошән аббас ханимға ейтишичә, 19 - април күни америка әскәрлириниң айропилани билән салвадорға чүшкән абдулразақ қадир вә һаммад мәмәтләр чирайлириға күлкә йүгүргән һалда әркин нәпәс елип, йеңи һаятни күтүвалған. Абдулразақ қадир вә һаммад мәмәтләр америка федирал сот мәһкимиси тәрипидин 2008 - йили 7 - айда гунаһсизлиқи испатланған 17 уйғурниң ичидә иди.
Д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди, бу икки уйғурниң қоюп берилгәнликидин көп хурсән болғанлиқини билдүрди. У сөзидә, хитай һөкүмитининиң сүйиқәстлириниң бәрбат болғанлиқини, өз - һәқ һоқуқлири үчүн күрәшкән инсанларниң һечқачан террорчи болмайдиғанлиқини тәкитлиди.
20 - Април б б с қанилиниң бу һәқтә елан қилған хәвиридә, “хитай һөкүмити гуәнтанамо түрмисидики бу 22 нәпәр уйғурни қайтуруп кетиш үчүн көп теришчанлиқ көрсәткән болсиму, мәқситигә йетәлмиди” дәп язди. Германийә ахбарат агентлиқи 20 - априлдики хәвиридә “улар мусулман уйғурлар иди. Хитайға тапшуруп берилгән болса қаттиқ җазаға учрайтти, һәтта өлүп кетиши мумкин иди” деди. Салвадорниң ташқи ишлар министирлиқи 19 - април күни ахбарат саһәсигә бу икки нәпәр уйғурни қобул қилғанлиқини тәстиқлиди. Әмма хитай тәрәп 20 - април чүшкичә бу һәқтә инкас билдүрмиди.
Ениқ болған мәлуматларға асасланғанда, гуәнтанамо түрмисигә қамалған бу 22 нәпәр уйғур афғанистанда әскирий тәрбийә көргән кишиләр болуп, хитайға қарши күрәш қилип, өз вәтинини азад қилиш йолини таллиғанлардур. Бу сәвәблик хитай һөкүмити уларни террорчилар һесабида санап америка һөкүмитидин хитайға қайтуруп беришни тәләп қилған. Әмма америка федирал соти “дүшмән җәңчиси әмәс” дәп һөкүм чиқирип, уларниң гунаһсизлиқини тәстиқлиған. Шундақ болушиға қаримай, бу уйғурларни башқа дөләтләргә орунлаштуруш тосалғуларға учрап кәлгән. Гуәнтанамо түрмиси вә у йәргә қамалған мәһбуслар мәсилиси узун йиллардин бери хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири җиддий көңүл бөлүп кәлгән мәсилә болғачқа, бу йәргә қамалған 22 уйғур хәлқараға уйғурлар мәсилисиниң тонулуши үчүн төһпә қошқан.