Гүәнтанамодики 4 нәпәр уйғур бермуда тақим араллириға орунлашти
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2009.06.11
2009.06.11
from the CIA Factbook
Әркинликкә еришкән 4 нәпәр уйғур абдулла абдуқадир 30 яш; хелил мамут 31 яш; абликим турахун 38 яш; салаһидин абләһәт 32 яш ; улар бүгүн икки нәпәр адвокат вә бир тәрҗиман һәм бир түркүм америка һөкүмәт тармақлириниң хадимлири билән бирликтә, мәхсус айрипилан билән бермуданиң һамилтон шәһиригә йетип кәлди.
Бермуда, шималий атлантик окяндики әнгилийә һамилиқидики бир арал. Бермуда тақим араллири америка қошма иштатлириниң шәрқи қирғиқидин 1770 километир узақлиқта; бермуда тақим араллири җәмий 138 аралдин тәшкилләнгән, йүз өлчими 53 квадират километир, нопуси 61 миң. Бермуданиң асаслиқ иқтисади кирими саяһәт ишлири болуп, 2005 - йилиллиқ киши беши оттуричә кириму дуня бойичә алдинқи қатарға өткән.
Түнүгүн гүәнтанамодики уйғурларниң җәнубий тенч окяндики палав арилиға орунлаштурулидиғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқалған иди.
Хитай баянатчиси чин гаң бүгүн, бу һәқтә ипадә билдүрүп гүәнтанамодики уйғурларниң, шәрқи түркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң әзалири икәнликини, бу тәшкилатниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң террорчилар тизимликидә икәнликини, шуңа америкиниң, гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғурни хитайға дәрһал қайтуруши керәкликини, һәр қандақ бир дөләтниң бу уйғурларни қобул қилишиға қарши икәнликини билдүрди.
Бүгүн йәнә америка адаләт министири әрик һолдәр мухбирларға сөз қилип, бермуда тақим араллириниң, 4 нәпәр уйғурни қобул қилғанлиқиға миннәтдарлиқини билдүрди; у йәнә қалған 13 нәпәр уйғурни, палавға орунлаштуруш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқини, палавға орунлишидиған һәр бир уйғур үчүн америкиниң 100 миң доллар хираҗәт аҗратқанлиқини билдүрди.
Бүгүн йәнә , бермуда арилиниң баш министири Hon Ewart F Brown сөз қилип, бермудаға орунлашқан уйғурларниң бигунаһ кишиләр икәнликини, уларниң өзлири тәвә болған дөләттики түзүлмигә қарши болғанлиқи үчүнла, җинайәтчи саналғанлиқини, уларниң бүгүнгә қәдәр һечбир дөләттики бигунаһ инсанларға зиян - зәхмәт йәткузмигәнликини, инсанпәрвәрлик нуқтисидин бу 4 нәпәр уйғурни қобул қилғанлиқини билдүрди.
Баш министир бравн йәнә, америкиниң бу 4 нәпәр уйғурниң бермудаға орунлишиш, турмуш вә хизмәт тепиш қатарлиқ җәһәтләрдики мәсулийәтниму үстигә алғанлиқини әскәртип өтти. Бравнниң билдүрүшчә, бермудаға орунлашқан уйғурларниң, бермудада вәтәндаш болуш, вәтәндаш болғандин кейин һәр қандақ бир дөләткә саяһәткә бериш һәтта башқа дөләтләргә көчүп йәрлишиш һоқуқи барлиқини билдүрди.
Гүәнтанамодики уйғурлар мәсилиси, муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлириниң йеқинқи йиллардин бериқи муһим хизмәт нуқтиси болуп кәлгән иди. Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса, 4 нәпәр уйғурниң бермудаға йәрлишиш вә қалған 13 нәпириниң палавға орунлаштурулушқа планлинишини, уйғур миллий һәрикити үчүн бир хушхәвәр дәп билдүрди.
Юқирида биз силәргә, гүәнтанамодики 4 нәпәр уйғур мәһбусниң әнгилийә һамийлиқидики бермуда тақим араллириға орунлашқанлиқи вә униңға қарита һәр қайси тәрәпләрниң инкаслирини йәткүздуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.