Гүәнтанамодики уйғур мәһбусларниң адвукати сейбин вәлит билән сөһбәт (1)
Сейбин вәлит, гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң қануни вәкили болушни өз ихтияри билән һөддисигә алған вә бир нәччә йилидин бери гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларни қутулдурушни өзиниң әң алдинқи нишани қилип, бу йолда һармай - талмай вә өз хираҗити билән меңиватқан америкилиқ бир адвокат.
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.06.25
Сейбин вәлит бир тәрәптин америка сотлирида гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларни ақлап, сотчиларға гүәнтанамодики уйғурларниң қандақ қилип афғанистанға берип қалғанлиқини чүшәндүрүшкә тиришқан болса, америка вә ғәрб мәтбуатида мақалиләр елан қилиш вә түрлүк йиғинларни тәшкилләш вә йиғинларға қатнишиш арқилиқ америка вә ғәрб җамаәтчиликигә уйғурларни вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан нөвәттики сияситини аңлитишта һалқилиқ рол ойнимақта.
Сейбин вәлит бу йил април ейида вашингтон райондики америка федерал әрзийәт сот мәһкимисидә гүәнтанамо түрмисидә тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларниң бери болған пәрһат һузәйфә һәққидә ечилған сот җәрянида пәрһатниң хәлқара террорлуқ тәшкилатлири билән мунасивити йоқлуқини вә униң гунаһсиз икәнликини испатлаш билән бирликтә, шәрқий түркистан исламий һәрикитини ақлап, бу тәшкилатниң террорлуқ паалийәтлири елип барғанлиқи тоғрисида һечқандақ пакит йоқлуқини билдүрди.
Сейбин вәлит әпәнди билән америка федерал әрзийәт сот мәһкимисиниң дүшәнбә күнидики қарари һәққидә сөһбәт өткүздуқ.
Соал: һөрмәтлик сейбин әпәндим, алди билән америка федерал әрзийәт сот мәһкимисиниң сизниң пәрһат һәққидә сунған әрзиңизни қобул қилип, президент буш һөкүмити тәрипидин қурулған һәрбий сотниң пәрһатни дүшмән җәңчиси дәп бекиткән қарарини рәт қилип, униң қоюп берилиши һәққидә чиқарған қарари үчүн сизни тәбрикләймән. Сотниң бу қарариниң сизчә пәрһат үчүн әһмийити немә, бу қарар немини ипадиләйду?
Җаваб : сотниң бу қарари бизни толиму сөйүндүрди. Лекин пүтүн уйғурлар һәмдә пүтүн дуня бу қарардин хәвәр тапқан бир әһвалда, пәрһатниң техи бу ғәлибидин хәвәр тапалмиғанлиқи бизни әпсусландурмақта. Чүнки у һелиму ялғуз һоҗрида тутуп турулуватқанлиқи үчүн, биз һазирғичә униңға бу хәвәрни йәткүзәлмидуқ. Әмма сотта бундақ бир ғәлибигә еришкәнликимиз үчүн биз наһайити хурсән. Сотниң бу қарари билән иш түгимиди. Әлвәттә техи қилишқа тегишлик нурғун иш бар.
Соал : сотниң җүмә күнидики қарари немини өзгәртти? бу қарар гүәнтанамода тутуп турулуватқан мәһбусларниң әһвалида қандақ бир өзгириш пәйда қилиду?
Җаваб: бу ай ичидә икки муһим вәқә йүз бәрди. 12 - Июн күни америка алий соти гүәнтанамода тутуп турулуватқан мәһбусларниң тутуп турулушиниң қанунсиз икәнлики һәққидә америка сотлириға әрз сунуш һоқуқи барлиқи һәққидә қарар чиқарди. Америка алий сотиниң қараридин 8 күн өткәндә америка федерал әрзийәт соти пәрһат һузәйфәниң әрзи тоғрисидики һөкүмни елан қилди. Сотниң чиқарған бу қарари билән һөкүмәтниң пәрһатниң дүшмән җәңчиси икәнликини испатлиялмиғанлиқини очуқ - ашкара оттуриға қойди. Әмди биз дәрһал сотқа әрз сунуп, соттин биринчи қәдәмдә гүәнтанамода тутуп турулуватқан пүтүн уйғур мәһбусларни дәрһал түрминиң шараити яхширақ бөлүмигә йөткәш тоғрисида қарар чиқиришни тәләп қилимиз. Андин гүәнтанамодики пүтүн уйғур мәһбусларниң қоюп берилишини тәләп қилимиз. Әгәр һөкүмәт уларни қобул қилидиған бирәр дөләт тапалмиса, уларниң америкиға киришкә рухсәт берилишини сораймиз. Әлвәттә һөкүмәт бу тәлипимизни рәт қилиши мумкин. Биз қайта сотқа әрз сунушимиз мумкин. юқирида дәп өткинимдәк федерал әрзийәт сот мәһкимисиниң парһат һәққидики қарари биз үчүн чоң бир ғәлибә һесаблиниду. Лекин техи қилидиған нурғун иш бар. (Давами бар)