Австиралийә гүәнтанамодики уйғурларни қобул қилиш илтимасини ойлишиду

Гүәнтанамодики уйғурлар америка һөкүмитиниң мәзкур лагирни тақаш пиланини бәлгиләнгән вақит ичидә ишқа ашуруш яки ашуралмаслиқидики һәл қилғуч мәсилә болуп қалди.
Мухбиримиз әркин
2009.06.01
GuantanamoBay-305 Гуәнтанамо түрмисиниң сирқи көрүнүшлиридин бири.
AFP Photo

Обама һөкүмити америка сот мәһкимисиниң қарариға қаримай лагирдики уйғурларниң һәммисини америкида елип қалалмаслиқи мумкин. Улар лагирдики уйғурларниң болмиди дегәндә көп қисимини 3 - бир дөләткә орунлаштуруш үчүн тиришмақта. Бу дөләтләрниң бири болса австиралийә. Канберра һөкүмити обаманиң илтимасини ойлишип көридиғанлиқини билдүргән.

Сабиқ америка президенти буш һакимийәт сориған мәзгилдә америка һөкүмити гүәнтанамодики уйғурларни қобул қилишни тәләп қилип, австиралийә һөкүмитигә 2 қетим илтимас сунған иди. Лекин австиралийә һөкүмити һәр иккила қетимда буш һөкүмитиниң илтимасни рәт қилип, тутқунларни қобул қилалмайдиғанлиқини билдүргән.

Обама һөкүмити бу қетим йәнә илтимас сунуп, австиралийә һөкүмитиниң америка сот мәһкимисидә гунаһсиз дәп ақланған, лекин америка дөләт мәҗлисидики консирватип әзалар америкиға қоюп беришкә қарши чиққан уйғурларни қобул қилишини тәләп қилған иди.

Бирләшмә агентлиқи бу һәқтики бир хәвиридә президент обаманиң йеқинқи илтимасида кәвин руд һөкүмитиниң гүәнтанамодики уйғурлардин 10 кишини австиралийигә қобул қилишини сориғанлиқини илгири сүргән. Австиралийә ташқи ишлар министири стефен симит болса австиралийә һөкүмити америка билән болған йеқин мунасивитини нәзәрдә тутуп, бу мәсилини ойлишидиғанлиқини, лекин һәр бир кишиниң материялини"бир - бирләп көрүп чиқидиғанлиқи"ни билдүргән.

Симит, австралийә 10 ‏ - телевизийә тори қанилиға бәргән бу һәқтики баянатида мундақ дәйду": биз илгири буни бу тәртипкә асасән бир тәрәп қилған вә улар рәт қилинған иди. Биз бу қетимқи илтимасни йәнә шу тәртипкә асасән бир тәрәп қилимиз."

Австиралийә шәрқий түркистанлиқлар әң бурун җамаәтләшкән ғәрб әллириниң биридур. "Австиралийә" гезити дүшәнбә күни елан қилған бу һәқтики бир мәлуматида канберраниң гүәнтанамодики уйғурларни орунлаштурушни ойлишиватқанлиқиға даир хәвәр, австиралийидики уйғур җамаәт әрбаплирини сөйүндүргәнликини вә уларниң қарши елишиға еришкәнликини илгири сүргән. Лекин америка криштайин вә яң қанун мулазимәт ширкитиниң адвокати нури түркәл әпәнди, австиралийиниң уйғурларни қобул қилиш - қилмаслиқи йәнила обама һөкүмитигә берип четилидиғанлиқини билдүрди.

Обама һөкүмити уйғурларни австиралийигә тәвсийә қилиш билән биргә, америка алий сот мәһкимисигә илтимас сунуп, гүнтанамодики уйғурларни америкиға қоюп бериш һәққидики әрзни көрүп чиқишни рәт қилишни тәләп қилған.

Америкиниң төвән дәриҗилик бир федиратсийә соти 2008 - йили 10 ‏- айда қарар чиқирип, гүәнтанамодики уйғурларни америкиға қоюветишни буйриған иди. Лекин америка һөкүмити федиратсийәлик оттура сот мәһкимисигә әрз сунуп, төвән сотниң қарарини иҗира қилишни тохтатқан. Оттура сот гүәнтанамодики тутқунларни орунлаштуруш һоқуқи америкиниң президентиниң илкидики һоқуқи икәнликини билдүргән. Бу әһвалда давагәрләр алий сот мәһкимисигә әрз сунған иди.

Криштайин вә яң қанун мулазимәт ширкитидики нури түркәл обама һөкүмити мәсилини сот мәһкимисидә һәл қилишни ойлишиватқан болуши мумкин, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Австиралийә ахбарат саһәси болса әгәр кәвин руд һөкүмити обаманиң илтимасини қобул қилип, уйғурларни австиралийигә орунлаштурса бу назук һаләттики хитай - австиралийә мунасивитидә йеңи мәсилә пәйда қилидиғанлиқини тәкитлигән.

Гүәнтанамо мәсилиси бейҗиң билән канберра арисидики ихтилап хитайниң һәрбий күчи вә астиралийә канчилиқиға мәбләғ селиш пилани сәвәблик күчәйгән мәзгилгә тоғра кәлгән иди. Америка криштайн & яң қанун мулазимәт ширкитиниң адвокати нури түркәл әпәнди, гүәнтанамодики уйғурлар хитайниң сияси " оюни" ға қурбан кетиватқанлиқини билдүрди.

Кәвин руд һөкүмити гүәнтанамо вәқәсидә ялғуз хитайниң бесимиға дуч кәлмәслики мумкин. У дуч келидиған йәнә бир бесим австиралийидики өктичи партийә - гуруһлардур. "Австиралийә" гезитиниң хәвиригә қариғанда, авситиралийә өктичи партийә рәһбири малколм тернболл америкиниң илтимасини рәт қилишни тәләп қилип, "әгәр америкилиқлар уларни седний, милборен, брисбан шәһириниң кочилирида хәвп - хәтәрсиз йүрәләйду, дәп қариса, у һалда улар америкидики һәр қандақ бир шәһәрниң кочилирида хәвп - хәтәрсиз йүрәләйду дегәнлик" дәп тәкитлигән.

Австиралийиниң кәвин руд һөкүмити бу қетим обама һөкүмитиниң илтимасиға бир қәдәр иҗабий инкас қайтуруп, уйғурларни қобул қилиш мәсилисини ойлишидиғанлиқини, лекин һәр бир кишиниң материялини айрим - айрим көрүп чиқидиғанлиқини билдүргән.

Австиралийә ташқи ишлар министири стефен симитниң ашкарилишиға қариғанда, австралийә буш һөкүмитиниң ахирқи қетим 2008 ‏- йили 12 - айда сунған гүәнтанамодики уйғурларни қобул қилиш һәққидики илтимасини кейинки йили 1 - айда йәни бушниң вәзипә муддити тошқан мәзгилдә рәт қилған.

Бу қетим обама һөкүмитиниң сунған илтимаси америкиниң австиралийигә сунған 3 - қетимлиқ илтимасидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.