' Тутқунларниң дилоси америка үчүн бир әхлақи мәғлубийәт '
2008.11.26

AFP Photo
Мақалисдә Richard Bernstein әпәнди йәнә мундақ дәйду " сән уларни кәлгән дөлитигә әвәтәлмәйсән, чүнки уларниң дөлити бир диктаторлуқ дөләт, әгәр улар дөлитигә қайтурулса уларни қийниши, һәтта өлтүрүветиши мумкин. У адәмләрни алидиған башқа бир дөләт тепишқа тириштиң, әмма алидиған һечким чиқмиди. Нимә қилишиң керәк?
Буниң җаваби ундақ тәс әмәс болса керәк, болупму бу йәрдики йәнә бир пакитқа қарисақ : бу йәрдә бир қисим тәшкилат, орунлар уларға туридиған җай вә башқа җәһәттә ярдәм беридиғанлиқини билдүрүп, оттуриға чүшти. Әслидә уларни әң башта түрмигә ташлиған кишиләрниң дәл өзи, у адәмләрни бу мәмликәт вә хәлққә зиян салмайду дәп қариған икән, уларни түрмидин қоюп берип, америкида йеңи бир һаятни башлишиға йол қоюши, бәлки йилларчә наһәқ түрмигә соланғанлиқи үчүн азрақ төләм төләп бериши әқәлли бир әхлақ өлчимигә уйғун әмәсму? "
Richard Bernstein Әпәнди, буш һөкүмитиниң әң ахирқи һәл қилиш йоли болған гуәнтанамо түрмисигә соланған 17 нәпәр хитай пуқрасиниң ғәлитә вә кишини биарам қилидиған делосини әгәр мән болсам юқирида дегинимдәк һәл қилған болаттим дәп көрситиш арқилиқ, " бирақ буш һөкүмити бу йолни таллимай, алдинқи айда вашингтон районлуқ федерал сотиниң хитайниң ғәрбий қисмидики аз санлиқ милләт мусулман уйғурлиридин болған бу кишиләрни дәрһал америкиға қоюп бериши керәк дегән буйруқиға күчлүк қарши турмақта " деди.
Гүәнтанамо түрмисидә тутуп турулуватқан уйғурлар тоғрисида қисқичә чүшәндүрүш бәргән Richard Bernstein мақалисидә йәнә, " у адәмләр асасән қумлуқлардин тәркип тапқан кәңри земин шинҗаң уйғур аптоном районидин болуп, бу земинда йүргүзүлүватқан бейҗиң һакимийитиниң башқуруш усули кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка дөләт министири тәрипидин үзлүксиз тәнқидлинип кәлгән. Америка һөкүмитиниң хәлқара йиллиқ кишилик һоқуқ мәсилиси үстидә елип барған тәкшүрүшигә асасланғанда, уйғурларниң еғир дәриҗидә езиливатқанлиқи, уйғурларниң мутләқ көп қисминиң шинҗаңниң мүстәқиллиқини қоллиғанлиқи үчүн, муддәтсиз қамақ җазаси яки өлүм җазаси билән җазалиниватқанлиқи ениқ " дәп тәсвирлигән.
17 Нәпәр уйғурниң қолға елиниш сәвәблири һәққидә тохталған аптор, гуантанамо түрмисидә тутуп турулуватқан уйғурларниң, 2001 - йилиниң оттурилирида шинҗаңдин чиқип кетип, хитай билән ғәрбтә қисқа бир ортақ чегриси болған афғанистандики бир уйғур лагириға келип туруп қалған 22 нәпәр уйғурларниң бир қисми икәнликини, буларниң бәзилириниң милтиқ етиштин дәсләпки сават чиқарған һәмдә афғанистандики уйғур мүстәқилчилиригә қетилип қалған болуши мумкинчиликини оттуриға қоюп, әмма америка һөкүмитиниң мәҗбурлинип етирап қилғинидәк уларниң террорчи болғанлиқи, әлқаидә яки талибан билән һәр қандақ бир мунасивити болғанлиқи яки америкиға яман ғәрәздә болғанлиқини испатлайдиған һечқандақ бир пакитиниң йоқ икәнликини чүшәндүргән, шуниңдәк 2001 - йилидики 11 - сентәбир вәқәсидин кейин, афғанистандики уйғур лагири бомбардиман қилинғанда бу 22 нәпәр уйғур пакистанға қечип барғанлиқини, уларниң америкилиқ адвокатлириниң дейишичә, пакистан тәрәп уларни америкиға сетивәткәнликини оттуриға қойған.
Мақалидә йәнә, әдилийә министирлиқиниң адвокатлириниң 17 нәпәр уйғурни орунлаштуруш мәсилисидики қарашлириму қисқичә тилға елинған болуп, әдилийә министирлиқиниң адвокатлириниң ейтишичә, америкиға кимни киргүзүш қанун органлириниң һоқуқ даирисидә әмәс, бәлки иш беҗиргүчи тармақ йәни һөкүмәтниң даирисидики иш икәнлики, шуңа 17 кишиниң бихәтәрлики үчүн болупму, йәнә бир дөләт уларни қобул қилғичә гүәнтанамоға орунлаштурғанлиқи тәкитлиниш билән биргә апторниң буниңға қарита наразилиқи мундақ тәсвирләнгән.
" Тутқунларниң адвокатлири бу йәрдики " орунлаштурулди" дегән чирайлиқ сөзни мәсхирә қилиштин өзини тутувалалмай, " улар гүәнтанамода түрмигә солақлиқ, һәргизму мәртлик билән яхши орунлаштурулғини йоқ дейишти."
Уйғурларниң адвокатлириниң " беҗиргүчи тармақ йәни һөкүмәт тәрәпниң һәтта өзи гунаһсиз дәп етирап қилған адәмләрни мәңгү қамап қойидиған һоқуққа игә әмәс " дәп чиң туруватқанлиқи мақалидә алаһидә тәкитләнгәндин сирт, мақалиниң ахирида юқирида тилға елинған гәпниң мәйли әхлақ өлчимидин болсун, мәзкүр делониң негизи икәнлики нөвәттә бу 17 кишиниң америкиға хәтири йоқ дәп қарилип туруп, хәтәрлик террорчиларға ясалған түрмидә өзлириниң ирадисигә хилап һалда " орунлаштурулған" лиқи муәййәнләштүрүлгән.