Гүәнтанамодики уйғурларни америкиға қоюп беришкә йеқинлишип қалди

Гүәнтанамодики уйғурларни америкиға қоюп бериш мәсилиси йәнә америка мәтбуатлиридики қизиқ темиларниң бири болуп қалди. Америка һөкүмәт даирилириниң әскәртишичә, гүәнтанамодики уйғурларни америкиға қоюп беришкә йеқинлишип қалған.
Мухбиримиз әркин
2009.04.29
Obama-guantanamo-305 Йеңи сайланған америка президенти барак обама сайлам риқабити җәрйанидила, президент болуп вәзипә тапшурувалғандин кийин гуантанамони тақайдиғанлиқини оттуриға қойған иди.
AFP Photo

Лекин қачан қоюп берилидиғанлиқи, қанчә адәмниң қоюп берилидиғанлиқи болса һазирчә мәлум әмәс.

Америка мәтбуатлириниң гүәнтанамодики уйғурларға даир әң йеңи хәвәрлиридә, обама һөкүмитиниң уйғур тутқунларни америкиға қоюп бериши муқимлишип, уларниң пат йеқинда қоюп берилидиғанлиқи, пайтәхт вашингтон әтрапидики вирҗинийә штатиға орунлаштурулидиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Әнгилийә әдлийә министири җәк страв: "биз обама һөкүмитиниң гуантанамони тақаш сияситигә керәклик ярдәмдә болимиз вә уни қоллаймиз. Әгәр бизгә тутқунларни қобул қилиш тоғрисида тәләп кәлсә бизни бу тәләпни ойлишимиз,"
Һөкүмәтниң гүәнтанамодики уйғурларни америкиға орунлаштуридиғанлиқиға даир бу хәвәр америкида йәнә муназирә қозғап, бу мәсилә йәнә бир қетим америка сияси сәһниси вә ахбарат вастилиридики қизиқ темиларниң бири болуп қалди.

Обама һөкүмити гүәнтанамодики уйғурларни америкиға қоюп бериш мәсилисиниң пүтүнләй муқимлашқанлиқини ашкара елан қилмиған болсиму, лекин америка мәтбуатлири обама һөкүмитиниң америка дөләт мәҗлис рәһбәрлиригә уйғурларниң америкиға қоюп берилидиғанлиқини уқтурғанлиқини илгири сүрмәктә.

Америка ABC телевизийә қанили "һәптилик" программисиниң хәвиригә қариғанда, обама һөкүмити йеқинда америка дөләт мәҗлиси рәһбәрлиригә гүәнтанамодики уйғурлар тоғрисида мәлумат берип, уйғурларниң вирҗинийә штатиға орунлаштурулидиғанлиқини билдүргән. Мәзкур штаттики уйғур җамаәтчилики болса тутқунларға керәклик ярдәмдә болуп, уларниң өз турмушини тепивелишиға яр - йөләк болидиғанлиқиға кепиллик бәргән иди.

Америка пайтәхти вашингтондики криштайин & яң қанун мулазимәт ширкитиниң адвокати Nuri Turkel уйғурларни қоюп беридиған вақит йетип келиватиду дәп қарайдиғанлиқини, чүнки обама һөкүмитиниң уйғурларни қоюп беришкә мәҗбур икәнликини билдүрди.

Игилишимизгә қариғанда, гүәнтанамодики уйғурларниң адвокати сәйбин виллет ярдәмчилирини елип, йәкшәнбә күни гүәнтанамоға қарап йолға чиққан. Сәйбин виллет вә униң ярдәмчилириниң гүәнтанамо сәпириниң адәттики хизмәт сәпири яки уйғур тутқунларниң қоюп берилишигә мунасивәтлик һөкүмәтниң орунлаштурушидики бир сәпәр икәнлики айдиң әмәс.

Лекин бу саһәдики адвокатлар уйғурларниң пат йеқинда қоюп берилидиғанлиқиға даир хәвәрләргә баһа беришни рәт қиливатиду.

Җорҗ кларк гүәнтанамодики әнвәр һәсән вә байит абдуреһимларниң адвокати. У, уйғурларниң пат йеқинда вашингтонға йөткәп келиниш еһтимали бар ‏- йоқлуқиға даир суаллимизға җаваб беришни рәт қилип, нөвәттики әһвалда уйғур тутқунларға даир баянларда болушниң тоғра болмайдиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: "мән һазирчә сизгә бу дило тоғрисида һечқандақ баянларда болалмаймән. Бундақ дейишимдә өзигә чушлуқ сәвәбләр бар. Һазирқи әһвалда сизгә һечнимә дәп берәлмәймән, буниң үчүн әпу қилғайсиз."

Адвокатлар гүәнтанамоға қарап йолға чиққан шу күни, америка әдлийә министири әрик холдер явропаға қарап йолға чиққан болуп, униң бу сәпириниң нигизлик темиси йәнә шу гүәнтанамо мәсилиси иди.

Холдер сәпәр үстидә мухбирларға баянат елан қилип, америкиниң гүәнтанамодики бир түркүм тутқунларни қандақ бир тәрәп қилиш үстидә қарар чиқиришқа аз қалғанлиқини билдүргән. У, "биз буни тәртипкә асасән беҗириватимиз. Мениң қаришимда бизниң қарар чиқиришимизға аз қалди," дегән.

Нөвәттики мәсилә, 17 нәпәр уйғурниң һәммиси америкиға орунлаштуруламду яки бир қисими қобул қилинип, йәнә бир қисими 3 ‏- бир дөләткә тәқсим қилинамду дегән мәсилидур. Америкидики бәзи мәтбуатларниң җүмә күнки хәвиридә 7 нәпәр уйғурниң америкиға орунлаштурулидиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Явропа әллириниң уйғурларни қобул қилиш мумкинчилики наһайити аз дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән Nuri Turkel, америкиниң уларни түркүмгә бөлүп қобул қилиш еһтимали барлиқини, бу консирватипларниң пикирини пәсәйтиштики тактика икәнликини билдүрди.

Америка әдлийә министириниң явропа сәпиридики нигизлик вәзипә явропа әллириниң қалған тутқунларға баш панаһ болушини қолға кәлтүрүш. Әрик холдер бу сәпиридә лондон, прага, берлинларни зиярәт қилиду. У алдинқи күни лондонни зиярәт қилғанда, әнгилийә баянат елан қилип, америкини үмидсиз қоймайдиғанлиқини билдүргән, лекин кимләрни қобул қилидиғанлиқини ашкара ипадә қилмиған иди.

Әнгилийә әдлийә министири җәк страв америка әдлийә министири билән сөһбәткә олтурушниң алдида елан қилған баянатида "биз обама һөкүмитиниң гуантанамони тақаш сияситигә керәклик ярдәмдә болимиз вә уни қоллаймиз. Әгәр бизгә тутқунларни қобул қилиш тоғрисида тәләп кәлсә бизни бу тәләпни ойлишимиз," дегән.

Гүәнтанамодики уйғурларни америкиға қоюп бериш тоғрисидики хәвәр америка авам вә кеңәш палатасидики бәзи консирватип әзаларда охшашмиған пикир ‏- инкасларни қозғиған болуп, кеңәш палатасидики җумһурийәтчиләр McConnell обама һөкүмитиниң бу мәсилидики сияситини тәнқидлигән. У, гүәнтанамодики уйғурларни "террорчилар лагирида тәрбийә алған тутқунлар" дегән шундақла "америка пуқралириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш"ни тәләп қилған иди.

Адвокат җорҗ кларк McConnell ниң баянатини тәнқид қилди. У мундақ дәйду: "бир түрлүк бихәтәрлик хәвпи үстидә сөз болуватиду. Бу кишиләр архипни ечип көрүп беқиши, зуванини йиғиши керәк. Мән баянатни оқудум, баянатта уларниң тинч кишиләр әмәсликигә даир ишарәтләр бар, дәйду. Қени у ишарәтләрни көрситип бақмамду ? уни елан қилип бақмамду ? көләңгүниң арқисиға йошурунивалмаслиқи керәк. Сиз уруш хитабатиға тайинип, бу кишиләрниң инавитини вәйран қилдиңиз, тинч яшаш имканийитини йоқаттиңиз. Мән уларниң дилосини билимән, мән уларниң архипини көргән."

Холдер сәйшәнбә күни прагани зиярәт қилип, явропа иттипақидики дөләтләр әдлийә министирлириниң йиғиниға қатнашқан иди. Чаршәнбә күни берлинда гүәнтанамо тоғрисида доклат бәргән.

Явропа комитетиниң бир вәкилләр өмики бу йил 3 ‏- айда вашингтонни зиярәт қилип, америка һөкүмити билән гүәнтанамо мәсилисини музакирә қилғанда явропа иттипақи вәкили гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғурни америкиниң өзидә елип қелишини тәләп қилған иди.

Австирийигә охшаш явропадики тутқунларни қобул қилишни халимайдиған дөләтләр болса, "гүәнтанамо америка пәйда қилған мәсилә, буни америка өзи бир тәрәп қилиши керәк," дегән сәвәбни илгири сүрмәктә.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.