Гуәнтанамодики уйғурларниң тәқдири йәнә муәлләқтә қалди

Америка алий соти алдинқи һәптә гуәнтамода тутуп турулуватқан 5 уйғурниң америкиға орунлишиш тәлипини рәт қилди.
Мухбиримиз ирадә
2011.04.25
guantanamo-jinayetchiler-305.jpg Гуантанамодики җинайәтчиләр. 2002-Йили 11-январ.
AFP

Америка алий сотиниң бу қарари немини ипадиләйду? бу, уларниң америкиға йәрлишиш арзусиниң йоққа чиққанлиқиниң ипадисиму? биз америка алий сотиниң 5 уйғур һәққидә чиқарған қарари һәққидә вашингтондики адвокат нури түркәл әпәндини зиярәт қилдуқ. Төвәндә мухбиримиз ирадә тәйярлиған программиға диққәт бәргәйсиләр.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, 2001-йили америкиниң афғанистандики һәрикәтлири җәрянида қолға елинип, кубадики гуәнтанамо түрмисигә соланған 22 уйғурниң америка дүшмини болмиғанлиқи, уларниң “хата вақитта, хата җайда туруп қалған” гунаһсиз кишиләр икәнлики ениқланғандин кейин, америка уларни орунлаштуридиған 3-дөләт издәп кәлгән. Америкиниң бир қисим дипломатийилик паалийәтлири нәтиҗисидә бу уйғурларниң 17 нәпири илгири -кейин болуп, албанийә, палав, бермуда вә шветсарийә қатарлиқ дөләтләргә орунлаштурулған иди.

Һазир гуәнтанамо түрмисидә қалған йәнә 5 уйғур болса, тинч окяндики арал дөлити палавниң вәтәндашлиқ сиясәтлири қатарлиқ бир қатар сәвәбләр түпәйлидин палавға беришни рәт қилған вә америка федерал сотиға әрз сунуп, өзлирини америкиға орунлаштурушини тәләп қилған иди. 2008-Йили америкидики районлуқ федерал сот уларниң бу тәлипини қобул қилған болсиму, әмма кейин оттура сот мәзкур қарарни ағдуруп ташлиған иди. Уйғурлар буниңға наразилиқ билдүрүп, қайта әрз сунғандин кейин америка алий соти мәзкур давани көрүп чиқишқа қарар қилған. Әмма алдинқи һәптә йәни 4-айниң 18-күни америка алий соти давани көрүп чиққандин кейин рәсмий қарар чиқирип, бу уйғурларниң америкиға йәрлишиш тәлипини рәт қилди. Ундақта америка алий сотниң чиқарған бу рәт қарари немидин дерәк бериду?

Юқирида бизгә чүшәнчә бәргән вашингтондики уйғур адвокат нури түркәл әпәндидур. У америка алий сотиниң мәзкур рәт қарарини чиқиришиға сәвәб болған амиллар үстидә тохтилип мундақ деди.

5 Уйғурниң америкиға орунлишиш тәлипи рәт қилинғандин кейин бу һәқтики хәвәрләр америкида чиқидиған даңлиқ гезитләрниң һәммисидә дегүдәк елан қилинип, бу һәқтә мулаһизиләр елан қилинди. Ню йоркер, лос-анҗелис вақти, вашингтон почтиси гезити қатарлиқ ахбарат васитилиридә елан қилинған обзорларда бу 5 уйғурниң америкиға орунлишиш тәлипиниң рәт қилинғанлиқиға әпсуслиниш туйғуси һаким болди. Униңда ақланғандин кейинму 9 йилғичә гуәнтанамода туруватқан бу уйғурларниң америкиға орунлаштуруши керәклики, америка президенти барак обаманиң өзиниң алаһидә һоқуқини ишлитип туруп, бу уйғурларни америкиға әкелиши керәклики оттуриға қоюлди. Нури түркәл әпәндиниң билдүрүшичә, америкиниң асасий қанунида америка президентиға алаһидә әһвалларда америка дөләт мәҗлиси билән бирликтә әскирий вә көчмән мәсилисидә алаһидә қарарларни чиқириш һоқуқи берилгән. Йәни америка президентиға әскири вә яки көчмән мәсилисидә алаһидә қарар чиқириш, қоманданлиқ қилиш, әмир бериш имтиязи берилгән. Гәрчә бу 5 уйғурниң мәсилисидиму обаманиң шундақ имтиязи болсиму, әмма америка дөләт мәҗлисиниң обаманиң қарарини қоллап -қоллимайдиғанлиқи ениқ әмәс. Нури түркәл әпәндиниң қаришичә, әгәр обама 5 уйғурни америкиға әкелимән дегән тәқдирдиму, америка дөләт мәҗлисиниң буни қоллиши еһтималдин бәк узақ болуп, америкидики һазирқи сиясий вәзийәтму бу 5 уйғурға пайдилиқ йөнилиштә әмәс икән.

Йәни, юқиридики сөзләрдин мәлум болғандәк, 5 уйғурниң даваси дуняниң омумий вәзийити шундақла америкиниң һазирқи ички сиясәт вәзийитиниң қурбани болуп кәткән. Америка алий сотида қарар чиқиридиған әзаларниң көпинчисиниң интайин консерватип әзалардин тәркиб тапқан болуши, бу уйғурларниң әһвалини билидиған әзаларниң болса аз санда бопқелиши бу5 уйғур һәққидә рәт қарариниң чиқишиға сәвәб болған. Ундақта әмдики қәдәм немә, уларниң тәқдири қандақ болмақчи? нури түркәл әпәндиниң көрситишичә, дава йәнә кәлгән җайиға қайтип кәткән болуп, ахирқи һесабта америкилиқ дипломатлар америкиниң дипломатийилик күчини ишлитип туруп, қачан бу уйғурларни қобул қилидиған һәм шундақла бу уйғурларму беришқа қошулидиған 3-бир дөләт тапқанда андин бу мәсилә һәл болидикән. Йәни, “хата вақитта хата җайда” туруп қалған бу уйғурларниң тәқдири уларға һесдашлиқ қилип, уларни қобул қилишни халайдиған яки америка билән болған дипломатийилик мәнпәәтлири үчүн уларни қобул қилидиған 3-бир дөләтниң қолида қалди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.