Гүәнтанамодики уйғурларға йоруқ дуня көрүнмәктә
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2009.06.16
2009.06.16
Фатимә ибраһим мәнуфи ханим мундин бурун уйғурлар вә уларниң ана вәтини һәққидә көплигән қиммәтлик мақалиларни язған иди. " Уйғурларниң келип чиқиши ", " шәрқий түркистанға исламниң кириши", " шаңхәй иттипақиниң арқа көрүнүши"," уйғурлар дуч келиватқан паҗиәләр"," гүәнтанамодики уйғурлар " дегән мавзуларда язған мақалилири ислам дунясида кәң қоллашқа еришип кәлгән иди.
2009 - Йили 13 - июн күни униң " гүәнтанамодики уйғурларға йоруқ дуня көрүнмәктә" дегән темидики мақалиси"әл һаят" гезитидә елан қилинған болуп, әрәб дунясидики ентернет торлири бу мақалини арқа - арқидин торлирида елан қилишқа башлиған.
Язғучи фатимә ибраһим мәнуфи ханим мақалисидә мундақ дәп язиду:" икки йилдин көпрәк вақиттин бири гүәнтанамо түрмисидики 17 нәпәр уйғурни қутқузуш вә уларни инсан һәқлиригә һөрмәт қилидиған, әркин дөләтләрдин бирәрсигә орунлаштуруш һәққидики тәләпләр, инсанпәрвәрлик һес - туйғулиридин көтүрүлгән авазлар һәммила йәрдә яңрап кәлгән болсиму, мундин бурун албанийә һөкүмити 5 нәпәр уйғурни дөлитигә қобул қилғинидин башқа, һазирғичә қалған 17 нәпәр уйғурни қобул қилидиған дөләт оттуриға чиқмиған иди. Мәлумки, гүәнтанамодики уйғурлар 2002 - йили афғанистандин хаталиқ билән тутуп келингәнләр болуп, улар әслидә, дөлитидики җәбир - зулум түпәйли қошна дөләткә һиҗрәт қилишқа мәҗбур болған, террорлуқ билән һечқандақ алақиси болмиғанлиқи испатланған, бигунаһ уйғурлар иди. Улар әмдила афғанистанға чиқип, арам алай дәп турған вақтида, америкиниң әлқаидә вә талибанға қарши уруши башланған, улар пакистанға қечип берип, шу җайда панаһлинишқа мәҗбур болған болсиму, пакистан әскәрлири ичидики бир тийин үчүн адәм бешини сатидиған бир қисимлири көп миқдарда пул елиш бәдилигә ялғандин бу уйғурларни әлқаидәниң әзалири сүпитидә, америка қошунлириға сетивәткән иди."
Гүәнтанаму түрмисидики уйғурлар гунаһсиз иди
язғучи мақалисидә йәнә мундақ дегән:" гүәнтанамо түрмисигә тутуп келингән бу уйғурлар нурғун қийинчилиқларни вә зор күнләрни башлиридин кәчүргәндин кейин, уларниң гунаһсизлиқи испатлинип, уларни қоюп бериш қарари чиққан болсиму, улар һазирғичә бу түрмидин қутулалмиған иди. Буниңдики сәвәб шуки, америка һөкүмити бу уйғурларни хитайға қайтуруп беришни халимайду. Чүнки уларни хитай дөлитидәк өлүм җазаси бар бир дөләткә тапшуруп беришниң өзи уларни өлтүргәнлик һесаблиниду. Шуңа америка һөкүмити бу 17 нәпәр уйғурниң һаятини капаләтләндүрүш үчүн уларни әркин дөләтләрниң қобул қилишини күткән иди."Обама қолға кәлтүргән нәтиҗиләрдин бири уйғурларға қилған ғәмхорлиқидур
язғучи фатимә ибраһим мақалисидә йәнә мундақ дегән :" обама гүәнтанамо түрмисини япидиғанлиқини сөзләп, тунҗи иши уйғурларниң иши болди. Обама даирилири гүәнтанамодики уйғурларни һөр дөләтләрдин бирсигә орунлаштуруш үчүн күч чиқириватқан мушу пәйтләрдә, хитай һөкүмити мәзкур уйғурларни қайтуруп беришини тәләп қилмақта. Америка гүәнтанамодики уйғурларни хитайға һәргиз қайтуруп бәрмәйдиғанлиқини бурунла ениқ җакарлиған иди. 4 Нәпәр уйғурни палав дөлитиниң қобул қилишқа һазир болғанлиқи обама сияситиниң аввалқи ғәлибилиридин бири болди вә гүәнтанамодики қалған уйғурлар үчүн чиқиш йоли һазирланған болди. Дунядики һөр дөләтләрниң бу уйғурларниму дөлитигә қобул қилип, уларни вәтәнсизлик дәрдидин қутқузушини арзу қилимән. Чүнки гүәнтанамо түрмисидә қалған уйғурларму һөр дөләтләрниң меһрибанлиқини вә инсаний һесдашлиқини күтүп турмақта. Уйғурлар миң йилдин көпрәк вақиттин бири мусулман хәлқ. Улар мусулман дөләтләрниңму қериндашларчә ярдимигә муһтаҗ."Қатарниң" әл җәзирә" телевизор қанили 14 - июн күнидики аңлитишида, обаманиң қолға кәлтүрүшкә башлиған иҗабий нәтиҗилири һәққидики хәвиридә, гүәнтанамо түрмисидики 4 нәпәр уйғурниң һөр дуняға чиқиш алдида туруватқанлиқини баян қилип мундақ деди:" америка һөкүмити һәқиқий тинчлиқни әмәлгә ашурушни асаслиқ истратегийиси қилған һалда, йеңи дәвргә өткән болди, гүәнтанамо түрмисидики уйғурлардин бәзисиниң азадлиққа еришкәнлики бу сиясәтниң әмәлий ипадилиридин бири санилиду."