Гүәнтанамодики бир қисим уйғурлар палав арилиға беришни қобул қилди

Тенч окяндики арал дөлити палав, бу йил 6 ‏- айниң 10 ‏- күни гүәнтанамодики 17 нәпәр уйғурни қобул қилидиғанлиқини елан қилған иди. Әмма гүәнтанамодики уйғурлар палавға бериш тәклипи үстидә ойлишиватқан иди.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.08.05
Palau-Jumhuriyiti-gitmo-uyg-305 Сүрәт, палавниң америка пайтәхти вашингиитонда турушлуқ баш әлчиси херсий кйота әпәнди вә палавниң мәнзирә көрүнүшидин өрнәкләр.
www.visit-palau.com Дин елинди.

Дүшәнбә күни гүәнтанамодики уйғурлар билән америка ташқи ишлар министирлиқиниң алақидар хадимлири арисида бу һәқтә бир музакирә болған. Музакиридә гүәнтанамодики уйғурлардин бир қисми палавға бериш тәклипини қобул қилған. Шу күники музакиригә қатнашқанлардин бири адвокат George Clarke болуп, у бирләшмә ахбарат агентлиқиға, 13 нәпәр уйғурниң аз дегәндә 4 нәпири, көп болғанда һәммисиниң палавға йәрлишидиғанлиқини билдүргән.
 
George Clarke Гүәнтанамодики уйғурлардин давут абдуреһим вә әнвәр һәсән қатарлиқ икки нәпәр уйғур мәһбусниң адвокати болуп, гүәнтанамодики уйғурларниң бүгүнгә қәдәр, уйғурлар көпрәк олтурақлашқан дөләтләргә беришни арзу қилғанлиқини вә мушу сәвәбтин палавға беришта иккиләнгәнликини ашкарилиған.

Йәнә адвокат George Clarke ниң билдүрүшичә, уйғур мәһбуслардин 4 нәпири павлавға беришқа мақуллуқ билдүргән; қалғанлири техи ойлишиш ичидә болуп, буларниң һечқайсиси палавға бериш рәсмийәт қәғәзлиригә техи қол қоймиған. Рәсмийәткә қол қоюлғандин кейин, бу әһвал америка дөләт мәҗлисигә уқтурилиду. Дөләт мәҗилисидә бир тосалғу чиқмиса, йөткәш иши 15 күн ичидә тамамлиниду.

Бирләшмә агентлиқиниң игилишичә, һазирға қәдәр америка һөкүмити нөвәттики йүзлиништин палавни техи хәвәрдар қилмиған. Палав президенти Toribiongниң бир хизмәтчисиниң билдүрүшичә, палав һөкүмити америкидин бу һәқтә уқтуруш күтмәктә. Америкиниң палавдики алаһидә хизмәтчиси Mark Bezner нөвәттә америка тәрәпниң уйғурларниң палавда туруш шәрт - шараитлири һәққидә конкрет материял һазирлаватқанлиқини билдүргән. Америкидики йәнә бир алақидар һөкүмәт хадими гүәнтанамодики уйғурларни павлавға орунлаштуруш ишиниң асасән муқимлашқанлиқини, әгәр уштумтут бир өзгириш болмиса, бу уйғурларниң пат арида палавға йәрлишидиғанлиқини билдүргән.

Хәвәрләрдә баян қилинишичә 21 миң нопуслуқ палавда, 400 әтрапида мусулман болуп, булар асаслиқи бенгаллиқ ишчилардур. Палав, гүәнтанамодики уйғурларни қобул қилиш тәлипи әң күчлүк вә қизғин болуватқан дөләт болуп, 6 ‏ - айниң 10 - күни қобул қилиш қарарини елан қилғандин кейин, палавдин бир вәкилләр өмики уйғурлар билән көрүшүш үчүн гүәнтанамоға йетип барған. Гүәнтанамодики уйғурлардин 8 нәпири палав вәкиллири билән көрүшүшкә қетилған; булардин пәқәт бир нәпири павлавға беришқа қизиққанлиқини билдүргән. Бу мәлуматларни хәвәр қилған йеңи зелландийә радиоси палавдин кәлгән вәкилләр өмики арисида палав президенти Jhonson Toribiong ниңму барлиқини әскәрткән.

Өткән айда хәлқара мәтбуатларда америкиниң палавға орунлишидиған уйғурлар үчүн киши бешиға 12 милйон доллардин пул аҗратқанлиқи һәққидә сөз тарқалған, буниңға қарита палавниң б д т әлчиси изаһат берип, америкиниң, павлавға баридиған һәр бир уйғур үчүн 90 миң доллар пул айриғанлиқини, бу пулниң пәқәт бу уйғурларниң палавға йөткилиш вә орунлишиш хираҗити икәнликини, палавниң уйғурларға саһип чиқишиниң, америкиға достанилиқни йәткузүш, уйғурларға болса инсаний ярдәм қилиш икәнликини билдүргән иди.

Палав тенч окяндики бир арал дөлити болуп, у у шәрқи җәнубий асиядики филиппин дөлитидин 800 километир шәрқтә, йирақ шәрқ дөлити японийидин 3200 километир җәнубта орун алған. Палав 2 - дуня урушидин кейин америкиниң башқурушида болуп кәлгән; 1994 - йили мустәқиллиққә еришкән. Павлавниң иқтисади асаслиқи саяһәт, деһқанчилиқ вә белиқчилиққа тайиниду, райондики иқтисади гулләнгән дөләт һесаблиниду.

Палав қануни чәтәлликләрниң рәсмий палав вәтәндиши болушиға йол қоймайду. Буниңға асасән, палавниң гүәнтанамодики уйғурлар үчүн өткүнчи бир җай болидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.