Америка сотчилириниң гүәнтанамо делосидики мүҗимәллики әдлийә тармақлирида талаш - тартиш қозғиди
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.05.01
2008.05.01
Бирләшмә ахбарат агентлиқи пәйшәнбә күнки бир хәвиридә америка әдлийә министирлиқидики әмәлдарлар билән америка сотчилириниң өз - ара йезишқан хәт - чәклиридә бу мәсилә талаш - тартиш қилинғанлиқини,гүәнтанамодики давагәрләрниң әрзини көрүп чиқидиған сотчиларниң һоқуқи даириси қайси саһәләрдә чәклиниду, дегән мәсилидә сотчилар билән буш һөкүмитидики әмәлдарларниң пикир ихтилапини елан қилди.
Мәзкур теминиң диққәткә сазавәр тәрипи бу талаш- тартишниң гүәнтанамодики уйғур тутқуни хузәйфа пәрһатниң дилоси билән мунасивәтлик икәнликидур.
Буш һөкүмити федератсийә әрзийәт мәһкимилириниң һоқуқиға чәклимә қоймақчи
Гүәнтанамодики уйғур тутқунларниң бири болған хузәйфа пәрһат, америкиниң вашингтон районидики бир федератсийә әрзийәт сот мәһкимисигә әриз сунуп, америка дөләт мудапиә министирлиқиниң өзини қанунсиз тутуп туруватқанлиқи, өзиниң гунаһсиз икәнликини илгири сүргән иди.Америка федератсийә әрзийәт мәһкимиси 4 - айниң 4 - күни пәрһатниң әрзини көрүп чиққан, лекин сотниң дилоға мунасивәтлик һөкүми һазирға қәдәр чиқирилмиған иди. Адвокатлар пәрһатниң әрзини алақидар қанунлиридики гүәнтанамодики тутқунлар әрзини пәқәт федератсийә әрзийәт сот мәһкимилиригә суналайду, дегән бәлгилимигә асасән, вашингтон районидики мәзкур федератсийә әрзийәт мәһкимисигә сунған иди.
Буш һөкүмити 2007 - йили 12 - айда америка али сот мәһкимисигә гүәнтанамодики тутқунлар әгәр өзиниң адаләтсиз тутуп турулуватқанлиқини һес қилип әрз қилса, уларниң әрзини федератсийә әрзийәт мәһкимилириниң пүтүнләй көрүп чиқалайдиғанлиқини билдүргән. Лекин бирләшмә ахбарат агентлиқиниң пәйшәнбә күнки бир хәвиридә , федератсийә әрзийәт мәһкимилириниң гүәнтанамодики тутқунларға мунасивәтлик дилоларни бир тәрәп қилиштики һоқуқи даирисидә мүҗимәллик барлиқини, буш һөкүмитиниң бу мәсилидә бир - биригә зит пикирләрдә болғанлиқини вә буш һөкүмити федератсийә әрзийәт мәһкимилириниң гүәнтанамоға мунасивәтлик дилоларни бир тәрәп қилиш һоқуқи даирисигә чәклимә қоймақчи болғанлиқини билдүрди.
Буш һөкүмити гүәнтанамо мәһбуслири мәсилисидә зиддийәткә дуч келиватиду
Хәвәргә қариғанда , бу һәқтики талаш - тартиш хузәйфа пәрһатниң делосида өз ипадисини тапқан. Хәвәрдә федератсийә әрзийәт сот мәһкимиси 1 - делони тиклигәндә америка әдлийә министирлиқи сотчиларға пакитни сүрүштүрәләйдиғанлиқини, лекин сот дилоға гүәнтанамо һәрбий сот коллигийисиниң һөкүми тоғра, дегән нуқтинәзәрдә муамилә қилиш керәк, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән. Америка криштайн вә юң қанун мулазимәт ширкитиниң ярдәмчи адвокати нури түркәлниң бу талаш - тартиш тоғрисида пикирлирини оттуриға қойди.Бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда , бу һәқтики талаш - тартиш йеқинда федератсийә әрзийәт сотчиси мәррик гарланд билән америка әдлийә министирлиқи адвокати грегорий катзас оттурисида йүз бәргән муназиридә өз ипадисини тапқан. Хәвәрдә сотчи мәррик гарланд грегорей катзасдин һөкүмәтниң бу мәсилидики бир - биригә зит мәйданиға изаһат беришни тәләп қилғанлиқини, грейгорий катзас болса һөкүмәтниң мәйданида зитлиқ барлиқини рәт қилғанлиқини язди.
Буш һөкүмитиниң бу мәсилидә зиддийәткә дуч келиватқанлиқини, һөкүмәт сотчиларниң гүәнтанамодики тутқунлар делосиға арилишишини халимисиму, лекин америка сотчилириниң бу дилоға арилишиш һоқуқини тосалмайдиғанлиқини илгири сүргән.
Пәрһатниң адвокати : у түрмидә ятмаслиқи керәк
Америка асаси қанунида тутқунларниң қолға елиниш сәвәбини билиш, өзини адаләтсиз тутқун қилиндим, дәп һесаблиса, сот мәһкимисигә әрз қилиш һоқуқи бар болуп, бу ангило - саксун қанун сестимисиға 14 - әсирдә киргән бир уқумдур. Нөвәттики бәлгилимидә гүәнтанамодики тутқунлар әрзини пәқәт америкиниң вашингтон -колумбийә алаһидә районидики федератсийә әрзийәт сот мәһкимилиригә суналайду. Америка алий сот мәһкимиси алдимиздики 6 - айда бу бәлгилиминиң "хебис корпус" қануниға хилап яки әмәслики үстидә сот ечиши мумкин.Хузәйфа пәрһатниң әрзи мана мушу мәзгилдә әрзийәт сот мәһкимисигә сунулди. Хәвәрдә пәрһатниң америкиға қарши уруш қилмиғанлиқини, буш һөкүмити униң америкиға қарши уруш қилиш нийити барлиқини испатлайдиған пакит тапалмиғанлиқини, лекин пәрһатниң 6 йилдин бери шәрқий түркистан ислам һәрикити билән болған алақиси түпәйли гүәнтанамодики лагирда тутуп турулуватқанлиқини билдүрди. Пәрһатниң адвокати сәйбин виллет, пәрһатниң вашингтон федератсийә әрзийәт мәһкимисидики сотида шәрқий түркистан ислам һәрикитиниң әл-қаидә яки талибанлар билән мунасивити барлиқини рәт қилиду.
Пәрһатниң сотида һөкүмәтниң адвокати сотчиларниң өткүр соаллириға дуч кәлгән . Болупму , пәрһатни немә үчүн тутуп туруватқанлиқи, һөкүмәтниң қолида пәрһатниң ш т и һәрикитигә әза икәнлики, ш т и һәрикитиниң әл-қаидә билән мунасивити барлиқини испатлайдиған пакит бар - йоқлуқи тоғрисидики соаллириға дуч кәлгән иди.
Криштайин вә юң қанун мулазимәт ширкитидики нури түркәл, әрзийәт мәһкимисиниң пәрһат һәққидики һөкүми алий сотниң 6 - айдики қарариға мунасивәтлик болуп қалғанлиқини билдүрмәктә. Америка әдлийә министирлиқиниң адвокати паул климент 2007 - йили 12 - айда сотчи җон стевенскә бәргән бир җавабида , қанунниң сотчиларға тутқунларниң әрзини пүтүнләй көрүп чиқиш һоқуқи тонуйдиғанлиқини илгири сүргән.
Бирләшмә ахбарат агентлиқи бу һәқтики хәвиридә пәрһатниң әһвали униң муддәтсиз түрмидә йетишиға йетәрлик асас болаламду, дәп сорайду вә пәрһатниң адвокатиниң паул климентниң 2007 - йили 12 - айда тәкитлигән шәртләргә асасланғанда у түрмидә ятмаслиқи керәк, дәп җаваб бәргәнликини язиду.