Гуантанамо түрмисидә йезилған бир парчә шеир 'музлиди'
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.11.20
2009.11.20
RFA Photo / Shohret Hoshur
Улар америка әскәрлиригә әсиргә чүшкән чеғида, өзлириниң америка билән һечқандақ маҗираси болмиғанлиқи, болупму америка инсан һәқлири мәсилисини қаттиқ тәкитләп келиватқанлиқи үчүн, америкидин өзлиригә чоң зиян кәлмәйдиғанлиқини тәхмин қилған.
Әмма дуняниң қәйиридә болса болсун, түрмә түрмидур; уларниң түрмидики бир қисим кәчүрмишлири, болупму гунаһсиз дәп елан қилинғандин кейинму давамлиқ қамилип туруши, уларни америка адалитидин үмидсизләндүргән.
Өзиниң америка тәсирати һәққидә тохталған адил нури мундақ дәйду: "биз алди билән инсан, шуңа һәқсизлиққа учриған вақтимизда ғәзәплинимиз, әтиварланған чеғимизда , адаләтниң нурини көргән чеғимизда хуш болимиз."
Адил нури түрмидики чеғида музлиди намлиқ бир парчә шеирни язған.
Америка, гуантанамо түрмисидики уйғурлардин һазирға қәдәр 15 нәпирини әркинликкә қоюп бәрди вә орунлаштурди. Мәтбуат хәвәрлиридә баян қилинишичә, 6 нәпәр уйғурниң палавға орунлишиш хираҗити 8 милйон доллар болған.
Гуәнтанамодики уйғурлар 8 йил бигунаһ қамалғини үчүн америка һөкүмитидин нарази, шуниң билән биллә, америка һөкүмитиниң хитайниң гуәнтанамодики уйғурларни қайтуруп әкитиш тәлипини рәт қилғини үчүн мәмнун. юқиридики шеир уларниң гуантанамо түрмисидә америка адалитидин үмидсизләнгән чағлиридики һессиятиниң ипадисидур.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.