Миязаки: гуәнтанамодики уйғурлар шәрқий түркистанлиқ ишсиз яшлардур

“гуәнтанамодики уйғурлар шәрқий түркистанлиқ ишсиз яшлардур” сәрләвһилик мақалида 2006-йили 5-айда америка һөкүмити гуәнтанамо түрмисидики бәш нәпәр уйғурни албанийә һөкүмитигә тапшуруп бәргәнлики һәққидики вәқә тонуштурулған.
Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2012.10.23
albaniye-tot-uyghur-305.jpg Бундин алтә йил илгири гуантанамо түрмисидин азад қилинип албанийигә йәрләшкән уйғурлар. 2012-Йили өктәбир, тирана.
RFA/Ekrem

Мәзкур мақалиниң аптори японийилик атақлиқ язғучи вә обзорчи миязаки масаһиро әйни йилларда бәш нәпәр уйғур гуәнтанамо түрмисидин гунаһсиз дәп һөкүм қилинип,албанийигә орунлаштурулғандин кейин, хитай һөкүмити изчил һалда америка вә албанийә һөкүмитигә наразилиқ билдүрүп, гуәнтанамо түрмисидики барлиқ уйғурларни өзлиригә тапшуруп беришкә қистиған болсиму, әмма америка вә албанийә һөкүмити хитай һөкүмитиниң тәклипини рәт қилғанлиқини баян қилиш билән биргә, гуәнтанамо түрмисидики уйғурларниң хәлқарадики һечқандақ террорлуқ тәшкилатларға тәвә әмәсликини, пәқәт уларниң өз тупрақлирида азаб-оқубәткә учрап, чәтәлләргә қечип чиққан шәрқий түркистанлиқ ишсиз яшлар икәнликини оттуриға қойған вә уларниң алдинип афғанистанға берип қалғанлиқини баян қилған.

Аптор мақалисидә, гуәнтанамо түрмисидики уйғурларниң америка қошунлири афғанистанға һәрбий һуҗум башлиғанда, афғанистандин пакистанға қечип кәлгәнликини вә пакистанда қолға елинип, гуәнтанамо түрмисигә йолға селинғанлиқини баян қилип, уларниң радикал мусулманлардин әмәс, бәлки нормал диндикиләрдин икәнликини қәйт қилған. Мақалидә йәнә,албанийә һөкүмити илгири хитай һөкүмити билән йеқин мунасивәттә болғанлиқини, югославийә парчилинип 6 дөләткә бөлүнгәндин кейин, албанийә әркин дөләткә айлинип америкиға йеқинлишип, хитайдин йүз өрүгәнликини баян қилған.

Аптор мақалисиниң ахирида албанийидики уйғурларниң албанийигә орунлишиши толиму тәскә тохтиғанлиқини, америка бу бәш нәпәр уйғурни бирәр дөләткә маканлаштуруш үчүн йүздин көпрәк дөләт билән сөһбәтләшкәнликини баян қилип, бу бәш нәпәр уйғурни албанийә һөкүмити қобул қилғанлиқини, һазир уларниң албанийидики көчмәнләр идарисиниң мәркизидә туридиғанлиқини, һечқандақ бирәр иш билән шуғулланмайдиғанлиқини, уларға көчмәнләр идариси тәрипидин ейиға 30 доллар пул берилидиғанлиқини билдүргән. Мақалидә “улар пат-пат вәтәндики аилисидикиләр билән телефонда сөзлишиду. Улар пәқәтла қуран оқуш биләнла шуғуллиниду. Башқа һечқандақ иши йоқ, көпинчә вақитлирини зерикишлик ичидә өткүзиду вә уларниң алған 30 долар ярдәм пулиму, уларниң турмушиға аранла йетиду” дәп баян қилған.

Биз бу һәқтә техиму чоңқур мәлуматларға еришиш үчүн һазир албанийидә яшаватқан қериндишимиз абабәкри әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.