Гума мукуйла вәқәси һәққидә хәлқара мәтбуат вә органларниң инкаслири

Гума наһийисиниң мукуйла йезисида йүз бәргән вәқә хәлқара мәтбуатларда кәң орун алди. Хитай даирилири вәқәдә өлтүрүлгән кишиләрни “җиһадчилар” дәп атиған болсиму, әмма хәлқара мәтбуатларни буниңға ишәндүрәлмиди.
Мухбиримиз ирадә
2012.01.06
guma-xerite-orni-305.jpg Хәритидә гуминиң орни көрситилгән. 2011-Йили 29-декабир.
maps.google.com

Вәқәдә аялларниң вә балиларниңму барлиқи хитай һөкүмитиниң илгири сүргәнлиригә қарита гуман пәйда қилған иди. Төвәндә биз хәлқара мәтбуатларда вәқә һәққидә вә шундақла хитай һөкүмитиниң районда йүргүзүватқан сиясити һәққидики мулаһизиләрниң муһим мәзмунлирини тонуштуруп өтимиз. Буни мухбиримиз ирадә тәйярлиди

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, 28 - декабир күни кәчтә хотән гума аманлиқ сақлаш күчлири 7 уйғурни етип ташлиғандин кейин, вәқә һәққидә елан қилған баянатида, етип ташланған бу кишиләрниң чәтәлгә қечип, урушқа қатнашмақчи болған “җиһадчилар” икәнликини елан қилған иди. Әмма радиомиз йәрлик орун вә шәхисләрдин игилигән учурлар нәтиҗисидә вәқәгә аит инчикә деталлар оттуриға чиққан. Йәни, вәқәдә өлгән кишиләрниң арисида аялларниң барлиқи, вәқәдин кейин йеши 7 - яштин 17 яшқичә болған балиларниң қолға елинғанлиқи, вәқәдә балиларниңму яриланғанлиқи оттуриға чиққан иди.

Вәқә хәлқараға ашкариланғандин кейин, дуня мәтбуатлирида кәң орун алди. Хитай даирилири һәрқайси ахбарат органлирини ишқа селип буларниң террорчи икәнликини илгири сүрүшкән,һәтта хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуң лейму мухбирларға бәргән баянатида бу кишиләрниң “җиһадчилар” лиқини илгири сүргән болсиму, әмма хәлқара мәтбуатлар бирдәк, вәқәгә обиктип баһа беришкә тиришти. Бирләшмә агентлиқи, ройтерс, франсийә агентлиқи қатарлиқ хәвәр агентлиқлири һәммиси бу һәқтики хәвәрлиридә террорчи дегән сөзни қош тирнақ ичигә елип туруп ишлитип, буларниң пәқәт хитай һөкүмити тәрипидин террорчилиқи илгири сүрүлүватқан кишиләр икәнликини ипадилиди. Хәлқара ахбарат вастилири дуня уйғур қурултийиниң вәқә һәққидә бәргән учурлирини асас қилип туруп хәвәр язған вә хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний, миллий үрп - адәтлирини йоқитиш, тилини йоқитиш сиясити қоллинип кәлгәнлики, шуңа районда хитай һөкүмитиниң сияситигә нарази болған хәлқниң бу хил қаршилиқ һәрикәтлириниң давамлиқ йүз бериватқанлиқи алаһидә әскәртилди. Ройтерсниң бу һәқтики хәвиридә, мукуйла вәқәсидин илгири хотән навағ сақчиханиси вәқәси, қәшқәр йеңи базар вәқәси вә шундақла 2009 - йили йүз бәргән үрүмчи вәқәсини әслитип өтти.

юқиридики һәрқайси хәвәр агентлиқлириниң сиртида, мукуйла вәқәси һәққидики хәвәр йәнә, нюйорк вақти гезити, америка авази, с н н хәвәрлири, әнгилийә тәрәпсиз гезити, ислам тори вә шундақла вал стрит журнилиға охшаш муһим хәлқара ахбарат вастилиридә йәр алди. Буниңдин сирт, хәвәр йәнә, германийә, франсийә, австралийә, тайланд қатарлиқ дөләтләрдә хәвәр қилинди. юқиридики ахбарат вастилиридә елан қилинған хәвәрләрдә дуня уйғур қурултийиниң вәқә һәққидики баянати вә билән радиомизниң вәқә һәққидә йәрликләрдин игилигән учурлири алаһидә мисал қилип көрситилип, вәқәниң хитай һөкүмити илгири сүргәндикидәк қандақту террор вәқәси яки бу кишиләрму қандақту “җиһадчилар” әмәс, бәлки хитайниң диний бесим сияситидин қечип башқа йәргә кәтмәкчи болған, арилирида балилар вә аялларму болған бир гуруппа кишиләр икәнликини баян қилди. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң сөзигә асасән, хитай һөкүмитиниң қолида һечқандақ қорал болмиған бу кишиләргә қорал ишләткәнликини, балилар вә аялларниму оққа тутқанлиқини әскәртти.

Бу һәқтә хәлқарадики нопузлуқ журнал болған “вал ситрит журнили” да елан қилинған мулаһизә хитай һөкүмитиниң уйғур районида йүз бәргән вәқәләргә һәрхил марка чаплаш һәрикитиниң маһийити һәққидә әтраплиқ мулаһизә йүргүзгән болуп, униңда мундақ дейилгән :

1949 - Йилидин бери хитай һөкүмити уйғур елигә тохтимай көчмән йөткиши нәтиҗисдә, уйғурлар өз земинда аз санлиқлар қатариға чүшүп қелип, һәммә йәрдә кәмситилишкә учрашқа башлиди. Хитай һөкүмити болса уйғур миллий кимлики вә уларниң тинч йосундики диний паалийәтлири үстидин рәһимсизләрчә бастуруш елип барди. Бу хил әһвал тәбиий һалда районда етник сүркилишләрниң келип чиқишиға сәвәб болди.

Мулаһизидә, хитай һөкүмитиниң өз сияситигә наразилиқ билдүрүп көтүрүлгән бу хил һәрикәтләрни “террор” нами астида тәшвиқ қилғанлиқини, уларниң пакистан вә афғанистанда тәрбийиләнгәнликини илгири сүрүп кәлгәнликини баян қилғандин кейин бу һәқтә мундақ дегән:

- Тоғра, илгири уйғурларниң бир қанчә йәр асти партизан тәшкилатларни қурғанлиқи бир һәқиқәт. Әмма бу гуруппилар хитай даирилири илгири сүргәндәк “радикал исламчилиқ” идийисини өзигә чиқиш ноқтиси қилмиған. Хитай даирилири бу тәшкилатларниму бастурди. Шуңа шәрқий түркистан ислам һәрикити қатарлиқ бу хил партизан тәшкилатларниң һелиһәм мәвҗутлиқиму техи ениқ әмәс. Дектатор һакимийәтләрниң “террор” сөзигә бәргән ениқлимиси демократийилик әлләрдин пәрқлиқ. Бейҗиң һөкүмити аз санлиқ милләтләрни, өктичиләрниң һәммисини террор тайиқида һәйдимәктә.

Мулаһизидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүз бәргән вәқәләрни исламий террорға бағлап кәлгәнлики әскәртилип :“хитай һөкүмитиниң бу арқилиқ бир тәрәптин өзиниң районда йүргүзүватқан кәмситиш сияситини йошуруп қалса, бир тәрәптин хәлқарадики террорчилиққа қарши ортақ күрәштин пайдилинишни көзләватқанлиқини алаһидә әскәрткән.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, бүгүн йәнә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиму вәқә һәққидә баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин вәқәдә қолға елинған балиларниң ақивити һәққидә мәлумат беришини тәләп қилди. Тәшкилатниң асия ишлири дериктори сам зарифи баянатида, хитай сақчи даирилириниң “бу кишиләр қаршилиқ көрсәткәнлики үчүн етип ташланди” дегини вәқәдә өлүм - йетим, ярилинишниң мәйданға келишигә сәвәб болалмайду, бу кишиләр қаршилиқ көрсәткән тәқдирдиму, вәқәдә бундақ җиқ кишиниң өлүши әйни вақитта сақчилар хәлқара қанунларға хилап һалда һәддидин зиядә күч қолландиму қандақ дәйдиған гуманни пәйда қилиду. Бу бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қанунлириға хилап, хитай һөкүмити чоқум буниңға җаваб бериши керәк, деди вә хитай һөкүмитиниң шундақла вәқәдә қолға елинған балиларниң ақивити һәққидә дәрһал мәлумат беришини, керәк болса уларни давалитиши керәкликини әскәртти.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати вәқәниң келип чиқишиға алди билән сақчиларниң аялларға қопаллиқ қилиши сәвәб болғанлиқини алаһидә тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.