Гума вәқәси хәлқара мәтбуатларда
Ихтияри мухбиримиз әкрәм
2011.12.30
2011.12.30
AFP
Б б с, франсийә ахбарат агентлиқи, германийә ахбарат агентлиқи қатарлиқ хәлқаралиқ ахбарат вастилиридә 12 - айниң 28 - күни кәч гума наһийисидә йүз бәргән вәқә тоғрисидики хәвәрләр охшимиған көләмдә елан қилинди. Хәвәрләрдә чегридин қачмақчи болғанларниң җәмий 15 киши икәнлики, 7 кишиниң хитай қораллиқ қисимлири тәрипидин етип ташланғанлиқи, 8 кишиниң қолға чүшкәнлики, уларниң ичидики төт нәпириниң яриланғанлиқи көрситилди. Тоқунушта бир нәпәр сақчи башлиқиниң өлүп, йәнә бирсиниң яриланғанлиқи тилға елинди. Бу ахбарат вастилириниң һәммисила хитай һөкүмәт даирилиридин яки вәқә йүз бәргән нәқ мәйдан районидин мәлумат елишқа теришип көргән болсиму, мәқситигә йетәлмигәнликини тәкитләшти.
Мәзкур вәқә, 2009 - йили 5 - июл үрүмчидә йүз бәргән уйғур - хитай оттурисидики қанлиқ тоқунушларни, бу йил 7 - айда хотәндә навағ сақчиханисиға һуҗум қилиш вәқәсини вә қәшқәрдә йүз бәргән йеңибазар вәқәлирини әслитип өтүшкә сәвәб болди. Хәвәрләрдә, уйғурларниң хитай һөкүмранлиқидин нарази икәнлики, бу наразилиқни тинчлиқ вастилиригә тайинип ипадиләш әркинликидин мәһрум қилинған уйғурларниң зораванлиқ вастилиригә мураҗиәт қилишқа мәҗбур болғанлиқи тәкитләнди.
Д у қ баш шитабида хизмәт қиливатқан қурултай программа йитәкчиси җана брандт ханим, хәлқара ахбарат вастилириниң гума вәқәси тоғрилиқ әтраплиқ мәлумат игиләш үчүн қурултай баш шитабиға үзмәй телефун қилип туруватқанлиқини ейтти. У сөзидә, ғәрб ахбарат хадимлириниң ялғуз гума вәқәсигила әмәс, уйғурларниң нөвәттики омумий вәзийити тоғрисидики учурларғиму қизиқиватқанлиқини тәктлиди.
Франсийә ахбарат агентлиқи гума вәқәси тоғрилиқ 30 - декабир елан қилған хәвиридә, хитай һөкүмитиниң уйғурлар райониға көпләп әскири, сақчи күчлирини йәрләштүргәнликини, бу районда миллий бөлгүнчиләр, радикал диний унсурлар вә террорчиларға қарши туруштин ибарәт үч хил күчләрни бастуруш һәрикитиниң давамлишиватқанлиқини, мол тәбиий байлиққа игә болған бу земин аһалисиниң иқтисадий ислаһаттин мәнпәәткә еришәлмәй кәлгәнликини, болупму хитай һөкүмитиниң миллий мәдәнийәт таҗавузчилиқи һәм диний реҗимлиридин уйғурларниң қаттиқ нарази икәнликини илгири сүрди.
Германийә ахбарат агентлиқи өз хәвиридә, уйғурларниң түркий тиллиқ мусулман милләт икәнликини, уларниң узун йиллардин буян хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ һәрикәтлирини қанат яйдуруп келиватқанлиқини, 5 - июл үрүмчи вәқәсидә уйғурлар билән хитайлар арисида тоқунуш йүз берип, 200 дин артуқ адәмниң өлгәнликини, 7 - айда қәшқәр вә хотәндики тоқунушларда йәнә 50 тин артуқ адәмниң өлгәнликини, уйғурларниң хитай һөкүмитиниң миллий бастурушлириға қарши әркинлик йолида күрәшлирини давамлаштуриватқанлиқини баян қилди.
30 - Өктәбир күни б б с қанили, йеқинқи икки йилдин буян уйғурлар районида миллий қаршилиқ һәрикәтлириниң алаһидә җанлинип, қораллиқ һәрикәтләрни асас қилған қаршилиқ басқучиға көтүрүлгәнликини, гума вәқәсиниң уйғур аптоном райони әмәлдари җаң чүншйән 2012 - йили қаттиқ зәрбә бериш долқуни қозғашни тәшәббус қилған бир вақитта пәйда болғанлиқини язди.
Йәршари вақт гезити, 29 - декабир бу һәқтики хәвиридә, гума вәқәсини пәйда қилған бу 15 нәпәр уйғурниң җиһат идийиси билән қоралланған яшлар икәнликини, бу вәқәниң алаһидә арқа көрүнүши йоқлуқини елан қилди.
29 - Декабир күни германийә долқунлири радиоси д у қ баянатчиси дилшат решит вә д у қ ниң яврупа парламентидики вәкили мәмәт тохтини зиярәт қилип, уйғур вәтинидики миллий тоқунушларниң сәвәблирини мәлум дәриҗидә әкис әттүрди. Дилшат решит сөзидә, хитайниң террорчилар икки адәмни тутқун қилди, дегән гепиниң ялғанлиқини, улар 7 нәпәр уйғурни етип ташлиғандин кейин, бу бастуруш һәрикитини қануний асасқа игә қилиш үчүн ойдурма пәйда қилғанлиқини тәкитлигән. Мәмәт тохти әпәнди болса, хитайниң уйғур вәтинидики һәрқандақ зораванлиқ вәқәлирини чәтәлдики милий бөлгүнчиләргә артип келиватқанлиқини, әмәлийәттә бу қаршилиқ һәрикәтлирини хитайниң миллий зулумлири кәлтүрүп чиқириватқанлиқини тилға алған.