Ху пиң қатарлиқлар:“гума мукуйла вәқәсидә аялларниң өлтүрүлүши хитайдики дөләт террорчилиқиниң йәнә бир испати”
Мухбиримиз меһрибан
2011.12.30
2011.12.30
Public Domain
Улар хитай һөкүмитиниң бу қилмишиниң “хитайдики дөләт террори, уйғурларға қаритилған етник қирғинчилиқниң йәнә бир испати” икәнликини тәкитлиди.
Хотәнниң гума наһийиси мукуйла йезисидин, гуминиң қоштағ йезиси арқилиқ кәшмир чегрисиға қачқан уйғурларниң, сақчилар тәрипидин оққа тутулуп өлтүрүлүш вәқәсидә аялларниңму өлтүрүлгәнлики ашкариланғандин кейин, бу вәқә хәлқарада күчлүк инкас қозғиди.
Чәтәлләрдики хитай тилидики тор бекәтлиридә вәқә һәққидә мулаһизиләр йүргүзүлүп, бу вәқәниң хитай һөкүмитиниң террорлуққа қарши турушни баһанә қилип, уйғурларға қарита қанлиқ бастуруш елип бериватқанлиқиниң йеңи испати икәнлики илгири сүрүлди.
Хитайлар арисида тонулған сиясий анализчилардин “бейҗиң баһари” вә “шәпә” журнилиниң баш муһәррирлири ху пиң вә җаң вейго әпәндиләр, радиомиз зияритини қобул қилип вәқә һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.
“бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди, өзиниң бу хәвәрни аңлиған чеғидила, хитай һөкүмитиниң уйғурларни, террорлуқ қалпиқи кийдүрүп өлтүргәнликини һес қилғанлиқини билдүрүп мундақ деди.
“хитай һөкүмити өз хәвәрлиридә, 7 террорчини өлтүрдуқ, 4ни яриландурдуқ дәп хәвәр тарқатти. Әмма әмәлийәттә хитай һөкүмити террорчи дәп атиған бу кишиләрниң диний етиқад әркинлики үчүн чәтәлгә қачмақчи болған уйғур деһқанлири икәнлики ашкариланди. Толуқ қоралланған хитай сақчилириниң пичақ билән қаршилиқ көрсәткән уйғурларни оққа тутуп, һәтта аялларни өлтүрүп балиларни яриландурғанлиқи һөкүмәтниң хәлққә қаратқан террорлуқ бастурушиниң типик мисали дейишкә болиду.”
Ху пиң әпәнди сақчиларниң бу қетим мукуйла йезисида елип барған қирғинчилиқ һәрикитиниң бу йил 18 - июл күни хотән навағ сақчиханисида 14 уйғурни террорчилиқ қилди дегән баһанидә етиветиш вәқәсигә охшаш вәқә икәнликини тәкитлиди.
Ху пиң әпәнди өз баянида, хотәндә йүз бәргән бу икки қетимлиқ вәқәдә хитай һөкүмитиниң вәқәниң әсли маһийитини хәлқарадин йошурушиниң өзила, хитай һөкүмитиниң ички җәһәттин уйғурларға қарита елип бериватқан дөләт террорлуқи арқилиқ уйғурларни бастуруп, қаршилиқ көрсәткүчиләрни қириветиш сияситини хәлқарадин йошуруватқанлиқиниң ипадиси икәнликини илгири сүрди.
“шәпә” журнилиниң баш муһәррири җаң вейго әпәнди вәқә һәққидә өз қаришини ипадиләп, хитайниң уйғурларға қаратқан сияситиниң әмәлийәттә уйғурларни террор қалпиқини кийдүрүп, нарази болғучиларни пүтүнләй қирип ташлаш сиясити икәнликини илгири сүрди.
Җаң вейго мундақ деди: “хитай компартийиси тәкитләватқан“муқимлиққа капаләтлик қилиш”сиясити, әмәлийәттә уйғурлар аптоном райониға кәлгәндә техиму қаттиқ иҗра қилинмақта. Бу сиясәт районда дөләт террорлуқи арқилиқ хәлқни бастурушқа айланди. Уларниң бу қетимқи гума мукуйла вәқәсидә, чеградин қачмақчи болған уйғурларниң ичидики аялларни өлтүрүп, нарәсидә балиларға оқ чиқирип яриландуруши, мана бу хил дөләт террорлуқи арқилиқ хәлқни бастуруватқанлиқиниң типик мисали.
Хитайниң һазирқи уйғурларға қаритиватқан бастуруш сияситидин қариғанда, хитай коммунист һөкүмитигә нарази болғанлиқи үчүн уйғурларға “террорчи”дегән қалпақни кийдүрүп, бастуруш елип бериватиду. Дуня бу хил әһвалға диққәт қилиши, хитай һөкүмитиниң террорни баһанә қилип, уйғурларни мушундақ халиғанчә қирғин қилишиға йол қоймаслиқи керәк.”
Җаң вейго әпәнди өз баянида йәнә бирнәччә йил илгири тибәттә йүз бәргән чегрида етип өлтүрүлгән тибәт балиси билән гума мукуйла вәқәсиниң маһийәт җәһәттин охшашлиқини тәкитләп, хитайниң һәқиқи қияпитини ашкарилашниң зөрүрлүкини тәкитлиди.
4 - 5 Йил илгири хәлқара мәтбуатларни зилзилигә салған, 7 - 8 яшлиқ тибәт балилириниң, пәқәт диний етиқад әркинлики үчүнла ата - анилири билән бирликтә қарлиқ тағдин артилип, һиндистанға қечиш сәпиридә, оққа тутулуп өлтүрүлүш вәқәси билән, гума мукуйла йезисида йүз бәргән уйғур деһқанлириниң нормал диний етиқад әркинликигә еришиш үчүн, аяллар һәм чоңи 17 яш, кичики 7 яшқа әмдила толған балиларни елип, кәшмир арқилиқ пакистан яки һиндистанға қачмақчи болғинида оққа тутулуп, аялларниң өлтүрүлүп, балиларниң яриландурулуш вәқәси маһийәттә охшаш вәқә. Мениңчә, гума мукуйла йезиси вәқәсиниму, әйни чағда чәтәл мухбири арқилиқ дуняға ашкариланған тибәт балилириниң чеграда оққа тутулуп, өлтүрүлүш вәқәсигә охшаш дуняға ашкарилап, хәлқара җамаәт пикри топлаш һазирқи шараитта уйғурлар үчүн толиму зөрүр.”
Ху пиң һәм җаң вейго әпәндиләр өз баянлирида йәнә, нөвәттә хитай һөкүмитиниң пәқәт уйғурларнила әмәс, бәлки тибәт, моңғул қатарлиқ башқа милләтләрниму һәр хил қалпақларни кийдүрүп бастуруватқанлиқини, әгәр бу хил бастуруш мушундақ давамлишивәрсә бундин кейин хитайда өзи арзу қилған мәңгүлүк әминлик әмәс, бәлки коммунист һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикәтлири техиму көпийип, ахирқи һесабта коммунист һакимийәтниң ағдурулушиға сәвәб болидиғанлиқини тәкитлиди.