Гумидики вәқәгә аит тәпсилатлар мәхпий тутулмақта

Мутәхәссисләр адәттә аптомобилларниң тоңлап қелишиниң алдини алидиған суюқлуқларниң адәм өлтүридиған дәриҗидә зәһәрлик болмайдиғанлиқини билдүрмәктә.
Мухбиримиз ирадә
2011.08.23
achchiqsu-zeherlinish-guma-305.jpg Гума наһийисидики “зәһәрлик аччиқсу” нурғун җанға замин болған. 2011-Йили 22-авғуст.
www.guardian.co.uk

Алдинқи пәйшәнбә күни йәни 20-чесла хотәнниң гума наһийисигә қарашлиқ санҗу йезисида йүз бәргән зәһәрлиниш вәқәсидә 200 дин артуқ адәм зәһәрләнгән вә 11 адәм өлгән иди. Бу кишиләр санҗу базиридики бир ләңпуңханидин ләңпуң йегәнлики вә у ләңпуңчиниң аччиқсүйини ишләткәнлики үчүн зәһәрләнгән. Түнүгүн игилигән учурлиримиздин, бу базадики ләңпуңчиниң шу йезидики уйғурлар әң көп ләңпуң йәйдиған орунлуқи, пәйшәнбә күни шу ләңпуңчида ләңпуң йегән нурғун кишиниң қаттиқ қорсақ ағриш, баш қейиш, қусуш қатарлиқ аламәтләр билән йезилиқ дохтурханиға барғанлиқи, йезилиқ дохтурханидин әһвали еғир болғанларни наһийилик дохтурханиға йөткигәнлики ениқланған иди. Бүгүн игилигән учурлиримизда, бәзи кишиләрниң дохтурханиға беришқиму үлгүрмәйла өйидә җан үзгәнлики вә бәзи кишиләрниң хотән вилайәтлик дохтурханида һелеһәм қутқузулуватқанлиқи мәлум болди.

Хитай ахбарат васитилири вәқәгә алақидар тарқатқан учурида зәһәрлинишкә сәвәб болған аччиқсуниң адәттә аптомобилларниң тоңлап қелишиниң алдини елиш үчүн ишлитидиған суюқлуқ тошулған бакларда тошулғанлиқтин, зәһәрлинишкә сәвәб болғанлиқини ейтқан болсиму, әмма зәһәрлинишкә сәвәб болған вә бир қанчә саәттила җан алидиған бу өткүр химийивилик маддиниң зади немиликини ениқ ашкарилимай кәлмәктә. Биз бүгүн гума наһийилик дохтурханиға телефон қилғинимизда хитай даирилириниң вәқәгә алақидар тәпсилий мәлуматларни дохтурлардинму мәхпий тутуватқанлиқи мәлум болди.

Телефонни алған нөвәтчи дохтур бизгә һазир вәқәгә алақидар барлиқ учурларниң хотән вилайәтлик һөкүмәткә кәткәнлики, буларниң мәхпий тутулидиғанлиқини ейтти.

Нөвәттә хитай даирилириниң вәқәгә алақидар тәпсилатларни мәхпий тутуши һәм гумидики хәлқ арисида түрлүк сөз-чөчәкләрниң йейилишиға сәвәб болған болса һәм чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири арисида наразилиқ пәйда қилмақта. Улар мустәқил бир сәһийә оргининиң гумидики бу зәһәрлик аччиқсуни тәкшүрүшини тәләп қилмақта. Шинхуа агентлиқи илгири сүргән аптомобилларниң тоңлап қелишиниң алдини алидиған бу хил суюқлуқ адәм җениға замин боламду? биз буниңға җаваб тепиш үчүн америка коломбийә университетиниң теббий пәнләр доктори мәмтимин әпәндидин соридуқ. У адәттә хәлқара өлчәм бойичә алғанда бундақ суюқлуқниң адәмниң җенини алғудәк дәриҗидә зәһәрлик болмайдиғанлиқини ейтти.

Бүгүн истансимизниң гуаңдуң бөлүминиң гумидин игилишичә, санҗу базиридики бу ләңпуңчи хотәндики мәлум бир кичик аччиқсу завутиниң аччиқсүйини әкелип ишләткән болуп, бу аччиқсу завути аччиқсу тошушқа ишләткән баклар һәммиси шәндуңдики бир химийә завутиға аит баклар икән. Вәқә йүз бәргәндин кейин хотән һөкүмәт даирилири дәрһал уқтуруш тарқитип, барлиқ туңлуқ аччиқсу сатидиған орунларни печәтлигән. Ашханиларға кирип, улар тамақ әткәндә ишлитидиған аччиқсуларниң охшаш йәрдин кәлгән-кәлмигәнликини тәкшүргән. Бүгүн бошунда тарқалған хәвәрләрдә, хитайниң гуаңдуң өлкисидиму зәһәрлик аччиқсуларниң байқалғанлиқи хәвәр қилинди. Көзәткүчиләр, гумидики вәқәниң нурғун соалларни пәйда қилидиған бир сирлиқ вәқә болуш билән бирликтә, хитай һөкүмитиниң йемәкликләр бихәтәрлики мәсилисидики мәсулийәтсизликини йәнә бир қетим испатлайдиған бир вәқә икәнликини ейтип, гумидики вәқәдә хитай сәһийә тармақлириниң қаттиқ мәсулийити барлиқини ейтмақта.

Санҗу йезисидики бу вәқә руқийә абләт исимлик бир университет оқуғучиси, патигүл мәтреһим исимлик бир йеза кадири қатарлиқ 11 кишиниң җениға замин болди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.