Б д т ниң мәҗбурий әмгәк һәққидики доклати вә уйғур елидики һашар
2005.05.16
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хәлқара әмгәкчиләр уюшмиси йеқинда бир парчә доклат елан қилип, дуняда һазир һәр хил шәкилдә мәҗбурий әмгәккә селиниватқан әмгәкчиләр саниниң аз дегәндә 12 милйон 3 йүз миңға йетидиғанлиқини һәмдә бу әһвалниң асияда алаһидә еғир икәнликини мәлум қилди.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәлқара әмгәкчиләр оюшмисиниң "хәлқара бирликтә мәҗбурий әмгәккә қарши туруш" дегән темида чиқарған бу доклати, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң һазирғичә мәҗбурий әмгәк һәққидә елан қилған тунҗи қетимлиқ доклати болуп һесаблиниду.
Униңда көрситилишичә, дунядики мәҗбурий әмгәккә селиниватқан 12 милйон 3 йүз миң әмгәкчиниң 9 йерим милйони асия- тинч окян районида болуп, бу, дуня бойичә мәҗбурий әмгәккә селиниватқанларниң 84٪ ини игиләйдикән. Буларниң арисида 2/3 қисми шәхсий игидарчилиқидики иқтисадий саһәләрдә ишлитилгән болса, қалған 1/5 қисими һөкүмәтниң езиши астида мәҗбурий әмгәккә селиниватқан икән. Кейинки бу әһвал асаслиқи хитай билән бермида алаһидә еғир икән.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати, әмгәкчиләрниң һоқуқини қоғдаш һәмдә уларниң мәҗбурий әмгәккә селинишиға қарши турушқа чақириқ қиливатқан мәзгилдә, уйғур деһқанлири давамлиқ түрдә "һашар" дәп атилип кәлгән мәҗбурий әмгәккә селинмақта.
Бу һәқтики тәпсилий мәлуматларни, мухбиримиз пәридәниң бу һәқтики программисидин аңлаң.