Уйғур елидә һашар тохтимай давамлашмақта


2007.03.01

Илгири хитай һөкүмити уйғур елидә деهқанлар зиммисидики һашар әмгикини 2005 - йилиниң ахириғичә пүтүнләй бикар қилидиғанлиқини елан қилған иди. Әмма уйғур деهһқанлиридин радиомизға кәлгән инкаслар һәмдә йеқинда уйғур елиниң бәзи йезилириға қаратқан телефон зиярәтлиримиздин, қәшқәр, хотән ақсу қатарлиқ җайларда болупму намрат уйғур йезилирида һашардин ибарәт мәҗбури түс алған һәқсиз әмгәкниң еғир дәриҗидә йәнила мәвҗут икәнлики мәлум.

Хитай һөкүмитиниң уйғур елида йәр ислаһати елип барғандин буян, нәччә он йилдин бери давамлишип келиватқан бикарға ишлитиш, уйғур деһқанларниң зиммисидики йүкини техиму еғирлитип кәлгән. Болупму асасий қатламда деһқанлар еғир әмгәккә мәҗбури һәқсиз тутулғандин башқа йәнә һашарни түгитәлмисә еғир иқтисади җәриманигә учримақта.

Йеқиндила қәшқәрниң һөкүмәт тор бетидин ашкариланған, поскам наһийисидә йәнә 2800 деһқанниң һашарға тутулғанлиқи һәққидики хәвәргә асасән қәшқәр йезилириға қарита телефон зиярити елип барғинимизда уйғур елидә мәҗбури һهашарниң бир күнму тохтимиған һалда давамлишиватқанлиқи мәлум болди.

Биз буниңдин икки йил илгири йәни 2005 - йили 2 - айниң 4 - күни деһқанларниң һашарға қарита наразилиқ пикирлириға асасән, уйғур аптонум районлуқ әмгәкчиләр назаритиниң партком ишханисиға телефон қилғинимизда, бир кадир һашар һәққидә сориған соалимизға җавабән: "илгири бар иди, асасән йезиларда, чүнки уйғур елидә боз йәр ечиш шамили билән бу хил әмгәк бар иди, деهдеһқанларниму бу һәқтә пикирлири болғачқа, биз йезиму- йеза, кәнтму -кәнт мәхсус тәкшүрүп, бир тәрәп қилип түгитиватимиз йәнә тәкшүриватимиз, асасән һазир һашар қалмиди, деهһқанларниң турмуши барғанчә яхшилинип аң сәвейисиму өсти " дегән иди.

Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрәдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.