Хәлқара кәчүрүм тәшкилати уйғур яш өсмүр нурул ислам шербазни қутқузуш чақириқи чиқарди

Хитай әдлийә даирилири "5 - июл вәқәси"гә четилип қолға елинған уйғур яш өсмүрлиридин нурул ислам шербазни "қатиллиқ қилиш вә вәқә пәйда қилиш" билән әйибләп, қамақ җазасиға һөкүм қилған иди. Мәркизи лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати сәйшәнбә күни җиддий чақириқнамә елан қилип, нурул ислам ширбазға адаләтсизлик қилинғанлиқини, хәлқара җамаәтниң мәзкур делоға арилишип, униң адил сотлинишиға капаләтлик қилишни тәләп қилди.
Мухбиримиз әркин
2010.04.21
Olumge-buyrulghan-Uyghur-305.jpg 2009 ‏- Йили 12 - өктәбир күни, хитай 6 уйғурға өлүм җазаси 1 игә муддәтсиз қамақ җазаси бәргән болуп, сүрәт, шу 7 уйғурниң бири, өлүмгә һөкүм қилинғанларниң қатаридики адил рози исимлик уйғур йашниң сот үстидики сүрити.
AFP Photo

"5 ‏- Июл вәқәси" гә бир йил болай дәп қалған болсиму, лекин хитай даирилириниң вәқәгә четилип қолға елинған уйғур тутқунлирини сотлаш вә түрлүк җазаларға мәһкум қилиш хизмити изчил давам қиливатиду. 13‏ - Април күни ақсу вилайәтлик оттура хәлқ сот мәһкимиси "5 ‏- июл вәқәси"гә четилип қолға елинған уйғур яш өсмүрлиридин нурул‏ ислам шербазни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилип, униң "5 - июл вәқәси"дә "қатиллиқ яки қатиллиқ қилишқа урунуш"шундақла "маҗираға күшкүрткүчилик қилиш җинайити" садир қилғанлиқини муқимлаштурған иди.

Лекин ақсу вилайәтлик оттура хәлқ сот мәһкимисиниң һөкүми хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирида хитай әдлийә органлириниң 5" - июл вәқәси" гә қатнашқанларни бир тәрәп қилиштики қануни етбариға нисбәтән җиддий әнсизлик яратқан. Мәркизи лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати сәйшәнбә күни мәзкур дило тоғрисида җиддий чақириқнамә елан қилип, нурул ислам шербазниң адаләтсиз сотланғанлиқини, хәлқара җамаәтчиликниң хитай даирилиригә бесм ишлитип, нурул‏ ислам шербазни хәлқара қанун өлчимигә уйғун һалда тәкрар сотлашни тәләп қилишқа чақирди.

Чақириқнамидә, хәлқара җамаәтчиликни уйғур аптоном райони юқири сот мәһкимисиниң башлиқи рози исмайил, тәптиш мәһкимисиниң башлиқи муһәммәт йүсүп вә хитай миллий ишлар комитетиниң башлиқи яң җиң қатарлиқларға хәт йезип, "нурул‏ ислам шербазниң адил сотланмиғанлиқини, сотниң һөкүми тән җазаси астида елинған иқрарни асас қилған болуши мумкинликидин әндишә қиливатқанлиқини ипадиләшкә, даириләрниң хәлқара өлчәмни асас қилип, нурул ислам шербазни өлүм җазаси берилмәслик шәрти астида тәкрар сотлашқа, униң тән җазаси вә адаләтсиз муамилигә учримаслиқиға, өзи таллиған адвокатни яллишиға капаләтлик қилишини тәләп қилиш" қа чақирди.

Мәркизи америкидики хәлқара уйғур кишилик һоқуқи вә димократийә фонди җәмийитиниң тәтқиқатчиси зүбәйрә ханим, ақсу оттура сот мәһкимисиниң қарарини тәнқидләп, хитай әдлийә органлирини 5" - июл вәқәси" гә четишлик дилоларни сиясийлаштуруш билән әйиблиди.
 
Нурул‏ ислам шербазниң 13‏ - априлдики соти аран йерим саәт давамлашқан. Бу һәрқтики хәвәрләрдә униң анисиниң сотни аңлишиға рухсәт қилинғанлиқини, лекин сотниң вақти сот ечилишниң бир күн алдида уқтуруш қилинғанлиқини, сотта һөкүмәт тәйинлигән адвокатниң шербазға вәкиллик қилғанлиқини илгири сүргән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати даириләрниң 13‏ - априлдики сотта икки синалғу көрүнүшиниң "җинайи пакит" орнида қобул қилинғанлиқини тәнқидлиди. Синалғуларниң бирси бир топ уйғурниң бир кишини уруватқанлиқиға аит болуп, униңда нурулниң бу топниң адими икәнлики яки униң қолида таш көтүрүвалғанлиқиға даир һичқандақ көрүнүш йоқлуқини, синалғуда униң пәқәт вәқә садир болған кочида турғанлиқини илгири сүргән. Йәнә бир синалғу болса, сақчиларниң уни вәқә садир қилған йәргә яллап апирип, униң шу йәрдә өзиниң адәм "өлтүргәнлики"ни иқрар қилғанлиқиға аит иди.

Хитай һөкүмити илгири5" ‏- июл вәқәси" гә арилашқанларниң қаттиқ бир тәрәп қилинидиғанлиқини җакарлап, уйғур аптоном райониниң һәр қайси җайлиридики һәр дәриҗилик тәптиш вә сот хадимлириға "5 - июл вәқәси"гә аит дилоларни қандақ бир тәрәп қилиш тоғрисида көрсәтмә бәргән шундақла тутқунларниң өзи халиған адвокат тәклип қилишини чәклигән иди.

Бейҗиңдики исмини ашкарилашни халимайдиған бир кишилик һоқуқи адвокати, "5 - июл вәқәси" гә мунасивәтлик дилоларниң бир тәрәп қилиниш усулини тәнқидләп, әдлийә тәртипиниң қандақ ишлиниватқанлиқи ениқ әмәсликини билдүрди.

У мундақ дәйду" :райондики сотларниң әдлийә тәртипи чекидин ашқан дәриҗидә бекинмә. Биз уларниң конкрет әдлийә тәртипи қандақ ишлиниватқанлиқини, адвокатларниң уларни қандақ ақлаватқанлиқини билмәймиз. Җуңго қануниға асасланғанда сот очуқ - ашкара болуши керәк. Әйибләнгүчиниң халиған адвокатни тәклип қилиш һоқуқи болуши лазим. Бу нуқтидин ейтқанда, биз у йәрдики әдлийә тәртипиниң ишләш усулидин пүтүнләй хәвәрсиз. Әйибләнгүчиләр пәқәт қанундики бәлгилимиләргә асасән сотлинип, уларниң әрзийәт һоқуқи омумйүзлүк қоғдалғандила сотниң етибари болиду."

Хитай һөкүмити һазирға қәдәр үрүмчиниң өзидә "5 - июл вәқәси" гә бағлап өлүм җазасиға һөкүм қилған уйғурларниң сани тәхминән 40 әтрапида. Лекин даириләрниң уйғур аптоном райони миқясида қанчилик уйғурни бу вәқәгә четип өлүм җазасиға буйруғанлиқи яки түрлүк қамақ җазалириға мәһкум қилғанлиқи мәлум әмәс. Зүбәйрә ханим райондики адаләтсиз сотлашниң хитай һөкүмити давраң селиватқан "милләтләр иттипақлиқи"ни илгири сүрүш әмәс, бәлки өчмәнликни чоңқурлаштуруш роли ойнайдиғанлиқини агаһландурди.

Нурул‏ ислам шиербаз 2009‏ - йили 5" ‏- июл вәқәси"дә қолға елинғанда 17 яшлардики өсмүр иди. У, қолға елинған дәскәпки 8 айни үрүмчи шисән тутуп туруш мәркизидә өткүзгән болуп, бу йил 2 ‏ - айда ақсудики бир тутуп туруш мәркизигә йөткәлгән. У, бу йил 1 ‏ - айниң 16 ‏ - күни 18 гә киргән иди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.