Сәуди әрәбистанида һәдис мусабиқисидә уйғур қизи хәйрунниса мукапатлан
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2009.05.01
2009.05.01
Мусабиқидә, мәккә мукәррәмә шәһиридә торушлуқ уйғур қизи хәйрунниса абдулла иккинчи дәриҗилик мукапатқа иришкән иди.
Мусабиқиниң ғайиси вә барлиққа келиши
Әмир найиф ибни абдуләзиз намидики" һәдис вә һазирқи заман илимлири" намлиқ хәлқаралиқ мусабиқиниң асаслиқ ғайиси пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һәдислирини мусулман пәрзәнтлиригә ядқа алдуруш вә уларни пәйғәмбәрниң көрсәтмиси бойичә тәрбийиләп чиқиштин ибарәт болуп, яш өсмүрләрниң вә һәр қайси мәктәп вә мәдрисиләрдики оқуғучларниң һәдискә болған қизғинлиқини ашуруш ролини ойнап кәлмәктә. Мәзкур мусабиқә 7 йилдин бери давам қилип кәлгән болуп, 2002 - йили сәуди әрәбистани һөкүмити тәрипидин рәсмий тизимға елинған вә һәр йили бир қетим өткүзүлүши қарарлаштурулған иди. Мусабиқә найиф ибни абдуләзизниң шәхсий хираҗити билән елип берилидикән. Мусабиқигә дуняниң һәр қайси җайлиридин һәр милләт мусулманлири әркин қатнишалайду. Һазирғичә көплигән дөләтләрдин, һәтта оттиура асия җумһурийәтлиридинму келип қатнашқанларму бар икән.Мукапатқа еришкән уйғур қизи
Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридики мисфәлә мәһәллисидә олтурушлуқ ойғур қизи хәйрунниса абдулла әрәб тили вә исламий илимләр саһәсидә әлачи оқуғучиларниң бири болуп, өткән йилидин башлап, найиф ибни абдуләзиз намидики " һәдис вә һазирқи заман илимлири" мусабиқисигә қатнишип кәлгән иди. Хәйрунниса өткән йилқи мусабиқидә үчинчи дәриҗилик мукапатқа еришкән болуп, бу йил 15 - април күни мәдинә мунәввәрә шәһиридә өткүзүлгән мусабиқидә, иккинчи дәриҗилик болуп таллинип, 35 миң сәуди әрәбистан рияли( йәни 9 миң 300 америка доллири) нәқ пул мукапатиға еришиш билән уйғурлар ниң тиришчанлиқини, чәт мәмликәтләрдә аз санлиқ сүпитидә һаят кәчүрсиму, илим - мәрипәт издәш вә оқуп билим елишқа болған һәвәскарлиқи җәһәттә башқа милләтләрдин қелишмайдиған, бәлки алдиға өтүп кетидиған җәңгивар роһини пүтүн дуняға намаян қилған болди.Сәуди әрәбистаниниң һәр қайси шәһәрлиридики уйғурлар уйғур қизи хәйрунниса абдуллани тәбриклиди вә униңға зор утуқлар тилиди. Униң мундин кейинки мусабиқиләрдә биринчи орунни елишиға тиләкдашлиқ билдүрүшти. Уларниң ейтишичә, хәйрунниса абдулланиң бу қетиқми мусабиқидә мукапатқа еришкәнлики уйғурлар үчүн шан - шәрәп кәлтүридиған иш икән.