Уйғур һаҗи намзатлири қаттиқ бесимға дуч кәлмәктә
2006.09.27

Уйғурларниң диний әркинликиниң, хитай һөкүмити тәрипидин түрлүк васитилар арқилиқ қаттиқ контрол қилиниватқанлиқини тәкитләп келиватқан хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири болупму нөвәттә уйғурларниң һәҗ қилиш қийинчилиқиға дуч келиватқанлиқини билдүрмәктә.
Ислам динидики муһим бәш пәризниң бири һесабланған һәҗ қилиш паалийити, мусулманлар үчүн интайин улуғ вә шәрәплик бир вәзипә болуп, һәр қандақ бир мусулман өзиниң һәҗ қилиш арзуйиға йетишни үмид қилиду.
Хитай һөкүмити, уйғурларниң һәҗ қилишиға чәклимә қоюп, йилиға чәклик сан бекитиш арқилиқ, наһайити аз бир қисим кишиләрниң һәҗ қилишиға йол қойиду. Шуңа һөкүмәтниң һәҗ қилиш имтиязиға еришәлмигән уйғурлар көп иқтисад вә җапалиқ йоллар билән, һәҗ қилиш мәқситини ишқа ашуруш үчүн тиришчанлиқ көрситип, пакистан, дубәй вә түркийә қатарлиқ дөләтләргә чиқип, һәҗ визисини елиш йолини издәп кәлмәктә. Бирақ хитай, өз хираҗити билән һәҗ қилишни арзу қилған һәҗ намзатлирини, кәйнидин қоғлап йүрүп, уларниң һәҗ паалийитини тосмақта икән.
Инкасларға қариғанда, бу йилму хитай даирилири мәхсус адәм тәйинләп, юқирида тилға елинған дөләтләргә шәхси хираҗити билән чиққан һаҗи намзатлириниң қайтип кетишини, әгәр дәрһал қайтип кәтмисә қаттиқ җазаға тартилдиғанлиқи һәққидә бесим ишләткән.
Биз бу һәқтики инкаслар тоғрисида мәлумат игиләп беқиш үчүн, пакистандики қәшқәр рабатқа телефун урдуқ. Қәшқәр рабаттин бизгә мәлумат бәргән икки киши, һәқиқәтән һазир хитай бихәтәрлик хадимлириниң һәтта, һаҗи намзатлириниң аилисигә бесим ишлитиш арқилиқ, қайтип кетишкә мәҗбурлаватқанлиқини ейтип бәрди.
Уйғурларниң милли рәһбири, кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим зияритимизни қобул қилип, уйғурларниң һәҗ қилишқа охшаш диний әркинликидин мәһрум қилиниватқанлиқини билдүрди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғурлар рамизан ейини қандақ өткүзүватиду?
- Қазақистанлиқ мусулманлар мустәқиллиқтин кейин диний әркинликтин кәң бәһриман болмақта
- Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида уйғурларниң диний әркинлик мәсилиси нуқтилиқ тилға елинди
- Уйғур һаҗиларниң сәпири пакистанда хитай даирилириниң тосалғусиға учриди
- Рабийә қадир ханим уйғурларниң һәҗ тавап қилиш мәсилиси һәққидә тохталди
- 1000 Әтрапида уйғур сәуди әрәбистан әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзди
- Һәҗигә бәриш учун пакистанға кәлгән 2000 уйғурниң виза тәлипи рәт қилинған
- Сақчилар пакистанда уйғур бовайниң пулини булиған кишини давамлиқ издимәктә
- Һәҗ паалийитидә һадисә йүз берип 300 дин артуқ адәм һаятидин айрилди
- Тайланд, түркийә вә дубәйдики бир қисим уйғурлар һәҗгә баралмиди