Һәҗ қилиш үчүн пакистанға чиққан һәҗ кандидатлири ечинишлиқ әһвалларға дуч кәлмәктә
2006.12.13
Хитай даирилири изчил түрдә уйғурларниң диний әркинликини қаттиқ контрол қилип кәлмәктә. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң бу һәрикитини тәнқитләп, пуқраларға диний әркинлик беришни тәләп қилған болсиму, хитай һөкүмити өзлириниң һечқачан диний әркинликкә тосқунлуқ қилмиғанлиқини, әксичә пуқраларниң диний әркинликигә кәң имканлар яритип бериватқанлиқини тәкитлимәктә.
Әслидә имканийити яр бәргән һәр қандақ бир мусулман, һәҗ қилиш арзусини тосалғусиз әркин - азадә әмәлгә ашуруши керәк иди, бирақ хитай даирилири һәр йили наһайити аз сандики бир қисим адәмләрниң һәҗ қилишиға йол қоюп, қалған нурғун кишиләрниң һәҗ қилиш арзусиға тосқунлуқ қилмақта.
Бу һәқтә, мухбиримиз әқидәниң пакистанда яшаватқан уйғур абдуқәйюм әпәнди вә һәҗ қилиш мәқситидә пакистанға келип, нурғун күлпәтләрни бешидин кәчүргән һәҗ кандидатлири билән өткүзгән сөһбитидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистандики уйғурлар һәҗ қилиш үчүн тәйярланмақта
- Уйғурлар пакистандики сәуди әрәбистан әлчиханиси алдида намайиш өткүзди
- Уйғур һаҗи намзатлири қаттиқ бесимға дуч кәлмәктә
- Уйғурлар рамизан ейини қандақ өткүзүватиду?
- Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида уйғурларниң диний әркинлик мәсилиси нуқтилиқ тилға елинди