Һәҗ паалийити тоғрисида қисқичә мәлумат
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2009.11.23
2009.11.23
Һәҗ ибадити худди намаз, роза, закатқа охшаш бурунқи самавий динлардиму буйрулуп кәлгән қәдимий ибадәттур. Һәҗ паалийәтлири ибраһим әләйһиссаламниң заманидин башлап һазирқи тәртипи бойичә давам қилған болсиму, заманларниң өтүши билән ибраһим әләйһиссаламниң диниға хурапат вә бутпәрәслик адәтлири арилишип бузулуши түпәйли, буддист әрәбләр һәҗ паалийәтлириниң шәклиниму өзгәртивәткән. Һәтта кәбиниң ичигә һәр қәбилә өзлириниң бутлирини тизивалған. Ислам дини дуняға келип, миладийә 630 - йили мәккә пәтһи қилинип мусулманларниң қолиға өткәндин кейин, кәбиниң ичидики бутлар чеқип ташлинип кәбә тазилиниду. Шуниңдин бир йил кейин, 631 - йили һәҗ ислам дининиң 5 - пәрзи болуп бәлгилиниду вә һәҗ паалийәтлириниң қаидә - тәртиблири ибраһим әләйһиссаламниң дини болған һәнифи (һәқ) динидики әсли шәклигә қайтурилиду. Шундин бири һәҗ паалийәтлири шу бойичә давам қилип кәлмәктә.
Пакистандики хәлқара ислам университетини пүттүргәндин кейин, сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридики дарулһәдис билимгаһида илим тәһсил қиливатқан уйғур оқуғучи абдулкерим һаҗимға бу һәқтә бирқанчә соал билән мураҗиәт қилған идуқ.
Абдулкерим һаҗим билән сөһбәт
Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ яш алим абдулкерим һаҗим һәҗ ибадити һәққидә тохтилип мундақ деди: "аллаһ таала өмүр ичидә бир қетим һәҗ пәрзини ада қилишни иқтисади йетәрлик болуп, һәҗ сәпиригә қадир болалиған мусулман кишиләргә пәрз қилип бәлгилиди. Аллаһ таала мундақ дәйду: " қадир болалиған кишиләрниң аллаһ үчүн кәбини зиярәт қилиши уларға пәрз қилинди". Пәйғәмбәр әләйһиссалам ислам дининиң асаслиқ ибадәтлирини баян қилип мундақ дегән: " ислам дини бәш нәрсиниң үстигә қурулған, улар: аллаһ тааладин башқа илаһий мәбуд йоқлуқиға, муһәммәд әләйһиссаламниң аллаһ тааланиң һәқ пәйғәмбири икәнликигә гуваһлиқ бериш, намаз оқуш, роза тутуш, закат бериш вә бәйтуллаһни һәҗ қилиш". Бу һәдистин мәлумки, қадир болалиған кишиләрниң өмри ичидә бир қетим һәҗ қилиши пәрздур."Һәҗ кимләргә пәрз болиду?
Һәҗ кимләргә пәрз болиду дегән соалға җаваб берип абдулкерим һаҗим йәнә мундақ деди: "һәҗ қилиш ақил, балиғ вә һәҗ қилиш чиқимлириға вә сәпәргә күчи йетидиған һәр қандақ мусулман кишигә өмүр ичидә бирла қетим пәрздур. Бир қетимдин артуқ қилинған һәҗ нәпли йәни ихтиярий ибадәт болуп санилиду. Буниңға бинаән, бир қетим һәҗ пәрзини ада қилип болған кишиләрниң иккинчи яки үчинчи қетим қайта һәҗ қилимиз дәп һәҗ үчүн пул сәрп қилғинидин көрә, вәтәндики еһтияҗлиқ кишиләргә ярдәм қилғини, оқушқа чүшәлмигән балиларниң оқушиға маддий ярдәмдә болғини әвзәлдур."Һәҗ ибадитиниң башқа ибадәтләрдин қандақ пәрқи бар?
Һәҗ ибадитиниң башқа ибадәтләрдин қандақ пәрқи бар ? дегән соалға җаваб берип абдулкерим һаҗим йәнә мундақ деди: "һәҗиси қобул болған киши гунаһлири ююлуп, худди анисидин әмди туғулған бувақтәк пак болиду. Чүнки һәҗ паалийәтлири тоғрилиқ издәнгән киши һәҗниң пәқәт инсанларни гүзәл әхлақлар билән тәрбийиләп йетиштүридиған, тәқвадарлиқни ашуридиған вә яхшилиқ сүйәрләрдин қилип чиқидиған тәрбийә характерлик ибадәт икәнликини чоқум тонуп йетиду. Һәҗ ибадити мусулманларниң йиллиқ чоң қурултийидур. Мусулманлар һәҗдин ибарәт бу чоң қурултайда, дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән мусулман қериндашлири билән учришиш арқилиқ бир бири билән тонушиду, исламий қаидә йосунларни, гүзәл әхлақларни бир биридин өгиниду. Исламий қериндашлиқниң күчлүк риштини һес қилиду. Дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән һаҗиларниң әқидиси бир, илаһи бир, ибадәтлири бир, "әссаламу әләйкум - сизгә аллаһниң аманлиқи болсун " дин ибарәт тили бир вә апақ еһрамдин ибарәт кийиниши бир хил болуп, улар ислам динидики бирлик вә баравәрликниң әмәли үлгисини бу җайда көриду. Бу җайда байдин гадайни, падишаһтин пуқрани айривалғили болмайду. Һәммиси бирхил қияпәттә болуп, аллаһниң алдида шундақ һәммә охшашла бәндә икәнликини изһар қилиду."Һәҗиси қобул болған адәм пүтүн гунаһлиридин пак болиду
Абдулкерим һаҗим немә үчүн қилған һәҗиси қобул болған адәм пүтүн гунаһлиридин паклинип, худди мәсум бувақтәк пак болиду? немә үчүн башқа ибадәтләрни қилғанларму бир күндила шундақ пак болмайду? дегән соалға җаваб берип мундақ деди: "һәҗ ибадити мәнивий җәһәттин тәрбийилиниш пурсити болуп, дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән һаҗилар бу ибадәт җәрянида өзлириниң роһий мәнивийитини йүксәлтиш, тәқвадарлиқини ашуруш вә әхлақини ислаһ қилиш пурситигә еришиду. Һәҗиси қобул болған кишиниң етиқадида, әхлақида вә башқа тәрәплиридә җиддий өзгиришләр пәйда болиду. Чүнки һәҗ шуни тәқәзза қилиду. Мундақ кишиниң имани йеңидин җанлиниду, әхлақи йеңидин гүзәллишиду, ихласи йеңидин күчлиниду, мундин башқа униң йүрүш турушлири, һәрикәтлири, кишиләргә қилидиған муамилилири, гәп сөзлири яхшилиққа, такамуллуққа қарап өзгириду, худди у анисидин әмди тоғулған мәсум буваққа охшаш йеңидин дуняға кәлгәндәк болуп өзгириду. Шуңа мундақ кишиниң пүтүн гунаһлиридин пак болуп, мәсум бувақтәк болуши әҗәплинәрлик әмәс. Чүнки бу пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һәдислири арқилиқ испатланған мәсилидур."Абдулкерим һаҗимниң ейтишичә, әгәр һаҗиниң қилған һәҗисиниң тәсири униң ички вә ташқи дунясида пәвқуладдә бир өзгириш пәйда қилалмиған, униң иманини күчләндүрәлмигән, әхлақини яхшилиялмиған вә башқа тәрәплирини бурунқисидин яхшилиққа өзгәртәлмигән болса, бундақ һәҗниң саяһәттин пәрқи болмай қалиду. Һәрәмгә кәлгән адәм кишиләрниң нәзәридә һаҗи боливериду. Әмма керәк болғини аллаһ тааланиң нәзәридә һаҗи болуштур. Һәқиқий һаҗи хушпурақ гүлгә охшаш болуп, өзиниң йеқимлиқ мәниви һиди билән хәлқигә гүзәл әхлақ вә есил пәзиләтләрниң пурақлирини чачиду. Хәлқи униңдин мәнпәәтлиниду. Һәқиқий һаҗи мусулманлиқта, вәтәнпәрвәрликтә, гүзәл әхлақта вә башқиму барлиқ яхшилиқларда хәлқигә үлгә болиду.