Һәҗ яки өмрә сәпиригә атланғучилар қилидиған муһим ишлар

Мәлумки, һәҗ ибадити күчи йәткән кишигә өмүр ичидә бир қетимла қилиш буйрулған ибадәттур. Өмүр ичидә бирла қетим нәсиб болидиған бу чоң ибадәтни орундаш үчүн кәлгүчиләр мәккә мукәррәмә вә мәдинә мунәввәрәгә келиш йолида көплигән қийинчилиқларға учрайду вә көп пул хәрҗ қилиду. Тапқан ‏- тәргәнлирини бу йолға атайду. Мусулманлар бу улуғ сәпәр үчүн һечнәрсисини айимайду.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2010.11.10
Hej-paaliyiti-2009-305.jpg Сүрәт, мәккидики һәҗ паалийитидин бир көрүнүш.
www.english.globalarabnetwork.com Дин елинди.

Лекин көплигән мусулманлар һәҗ сәпиригә атлиништин бурун орундашқа тегишлик болған муһим ишларни анчә билип кәтмәйду. Шуңа уларға һәҗ яки өмрә сәпиригә атлиништин илгири юртида қилишқа тегишлик муһим ишларни қисқичә хатирилитиш пайдилиқ иштур.

Муһәммәд нияз һаҗим билән сөһбәт

Төвәндә сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридики ислам университетиниң талиби муһәммәд нияз һаҗим билән  бу һәқтә елип барған сөһбитимизни диққитиңларға сунимиз:

Муһәммәд  һаҗим мундақ деди: "һәҗ яки өмрә сәпиригә атланмақчи болған киши үчүн төвәндикиләрни орунлаш тәвсийә қилиниду: алди билән һәҗ яки өмрә қилмақчи болған һәр қандақ бир адәмниң бу ибадәтләр билән пәқәт аллаһ тааланиң разилиқиға еришишни мәқсәт вә ғайә қилиши шәрттур. Бу дуняда "һаҗи" дегән атақни елиш яки дунялиқ мәнпәәт көрүшни нийәт қилип бу сәпәргә атланғанлар өзлири мәқсәт қилған ғайисигә йетиштин башқа һечнәрсигә еришәлмәйду. Аллаһ таала қуран кәримдә мундақ дегән: "(қилған яхши әмәллири билән пәқәт) һаятий дуняни вә униң зибу зиннитини (йәни дуняниң немәтлирини) көзләйдиған кишиләргә уларниң әмәллириниң әҗрини бу дунядила толуқ беримиз, дуняда уларниң әҗридин һеч нәрсә кемәйтилмәйду. Бундақ кишиләргә ахирәттә дозахтин башқа нәрсә йоқтур, уларниң қилған ишлири йоққа чиқирилиду, қилған (яхши) әмәллири һесабқа елинмайду". Бала - чақилириға шәриәт әһкамлириға риайә қилиш, аллаһ таала буйриғанларни толуқ орунлаш вә тосқанлирини тәрк етиш һәққидә вәсийәт қилиш. Үстидә төләшкә тегишлик қәрзләр болса төләш, бала - чақилири вә уруқ - туғқанлири билән разилишиш. Башқилардин елиши болса бала - чақилириға йезип вә гуваһчиларни гуваһ қилип қалдуруш, вәсийәтлири болса қиливелиш."

Һаҗиларниң һәҗ қилиш қаидилирини өгиниш зөрүрийити

Муһәммәд  нияз һаҗим йәнә мундақ деди: "һәҗ вә өмрә қилишниң қаидә - тәртиплирини яхши өгиниш, һәҗ қолланмисидин бирни пүтүн сәпири бойичә өзигә һәмраһ қилиш, билмигәнлирини билгәнләрдин сорап өгиниш, пүтүн гунаһлири вә хаталиқлири үчүн тәвбә қилиш, һәрәмгә берип кәлгүчилик барлиқ чиқимлар үчүн һалал пул ишлитиш. Чүнки һәҗ вә өмрә сәпири баштин ‏- ахир ибадәттур. Ибадәткә һалал малдин башқиси яримайду. Пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән:" бирав һәҗ қилиш үчүн һалал малдин хәрҗ қилип йолға чиқип " ләббәйкәллаһуммә ләббәйкә" йәни (и аллаһ! сениң әмриңни орунлашқа һазирмән)ни башлиғинида, асмандин бир пәриштә нида қилип ' хуш кәлдиңиз, бәхтлик болдиңиз, бу сәпәр үчүн атиғанлириңиз һалалдин, чиқим қилғанлириңиз һалалдин, сизниң қилған һәҗҗиңиз қобул болиду' дәйду. Бирав һарамдин тапқан малдин хәрҗ қилип йолға чиқип ﴿ләббәйкәллаһуммә ләббәйкә﴾ йәни (и аллаһ! сениң әмриңни орунлашқа һазирмән)ни башлиғинида, асмандин бир пәриштә нида қилип ' хуш кәлмидиң, бәхтлик болмидиң, тапқанлириң һарамдин, бу йолға чиқим қилғанлириң һарамдин, сениң қилған һәҗҗиң қобул әмәсдәйду."

Тазилиққа, пакизлиққа зор әһмийәт бериш. Өмүр ичидә бирла қетим нәсиб болидиған бу улуғ сәпәргә кийим - кечәкләрниң әң есиллирини кийип чиқиш, кийим кона болсиму ююп пакиз қилип кийиш, хушбуй нәрсиләрни өзигә вә кийимлиригә чечип туруш. Пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдисидә: "аллаһ таала пактур, паклиқни яқтуриду. У пакиздур, пакизлиқни яқтуриду" дегән. Һәҗ яки өмрә сәпиридә "өлүма, тәқвадар, әхлақлиқ кишиләр билән һәмсәпәр болуш. Пасиқ, әхлақсиз кишиләрдин йирақ туруш керәк вә башқилар."

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.