Йеңисар шопурлириниң әрздар һеким сийитни аптобусқа елиши чәкләнгән
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.10.21
2010.10.21

Сүрәт, Youtube.com Торидики 'йеңисар диханлириниң налиси' намлиқ син - алғудин елинди.
Йеңисар наһийисидики сақчи органлири йеңисардики аптобус шопурлириға мәхсус йиғин ечип, әрздар һеким сийитни сөгәт йезисидин башқа җайларға апармаслиқ һәққидә агаһландурған вә әгәр кимки буниңға хилаплиқ қилса, аптобусиниң номур тахтисини бир айлиқ мусадирә қилидиғанлиқини уқтурған. Буниң билән әрздар һеким сийит , бу йилниң ичидә 20 қетимдин артуқ аптобусдин чүшүрүвитилгән.
Йеңисар деһқанлириниң авази дәп нами чиққан әрздар һеким сийит алдинқи йили йеңисар наһийисики деһқанларниң мәҗбурий парник териқчилиқиға селиниш әһвали һәққидә әзр башлиған. У деһқанларниң парник етизлири вә тартқан зиянлири һәққидә мәхсус ахбарат филими һазирлап, бу филимни һәр дәриҗилик һөкүмәт органлириға йоллиған иди. У, һөкүмәт әрзигә қулақ салмиғандин кейин әһвални радиомиз арқилиқ дуняға ашкарилиған иди. Һеким сийитниң йеқинда билдүрүшичә, у әрзидә оттуриға қоюлған мәсилиләрниң көп қисми һәл болған.
Әмма, бу һәл болған мәсилиләр, йеңисар наһийисидики мәсилиләрниң һәммиси әмәс, пәқәт йүздән яки миңдән бир қисми. Шуңа йеңисар даирилири, әрздарларниң наһийидики башқа мәсилиләрниму әрз қилип көтүрүп чиқишиниң алдини елиш үчүн, йеңисарда йәнә бир қатар йеңи чәклимиләрни йолға қойған. Мана булардин бири, аптобус қатарлиқ қатнаш вастилири шопурлириниң әрздар һеким сийитни йезидин сиртқи җайларға елип меңишини чәклишидур.
Юқиридики аваз улинишидин, әрздар һеким сийитниң әрздин тохтиғандин кейин, бешиға кәлгән дәрт вә аваричилиқлири, шундақла буларниң пәқәт у тартқан мүшкүлләрниң бир түри икәнлики һәққидә бәргән мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.