Һенрий шаҗәфиски: уйғурлар вә оттура асиядики уйғур мусапирлар ярдәмгә моһтаҗ

Америкидики уйғур кишилик һоқуқ программисиниң директори һенрий шаҗәфиски уйғурлар вә шаңхәй һәмкарлиқи тәшкилати һәққидә мақалә йезип, дуня җамаәтчиликини уйғурларни қоғдашқа чақирди.
Мухбиримиз җүмә
2011.07.27
shangxey-hemkarliq-teshkilati-10-yilliqi-305.jpg Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғанлиқиниң 10-йиллиқ мунасивити билән әза дөләтләр ташқи ишлар министирлири алматаға йиғилди. 2011-Йили 14-май.
AFP

Мақалә америкидин чиқидиған “очуқ демократийә” торида нәшр қилинған болуп, мақалидә аптор “оттура асиядики дөләтләр билән хитай арисида барғанчә улғийиватқан мунасивәтләрниң кишилик һоқуқ бәдилигә тохтаватқанлиқи” ни көрсәткән.

Мақалидә алди билән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға мундақ баһа берилгән: “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати хәлқаралиқ тәшкилатларниң бири болуп, униң өзи җакарлиған ғайиси көпинчә һалларда аччиқ реаллиқниң кәйнигә йошурунған болиду.”

Мақалидә бу һәқтә тәпсилий тохтилип мундақ йезилған: “бу нуқтини җанлиқ сүрәтләш үчүн мәзкур тәшкилатқа әза дөләтләр пуқралириниң кишилик һоқуқ, тәшкиллиниш вә пикир әркинликидин мәһрум һалда яшаватқанлиқини мисал қилип көрситиш купайә қилса керәк. Бу, уйғурлар шәрқий түркистан дәп атайдиған шинҗаң уйғур аптоном районида яшаватқан уйғурларниму өз ичигә алиду.”

Мәзкур мақалиниң аптори һенрий шаҗәфиски бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “мән бу мақалә арқилиқ дуняни уйғурларни унтуп қалмаслиққа чақирмақчи. Уйғурлар вә оттура асиядики уйғур мусапирлар ярдәмгә моһтаҗ. Әршидин исраил вәқәси буниң типик мисалидур.”

Мақалиниң давамида шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза оттура асия әллири вә бу әлләрдики уйғур тәшкилатлири һәққидиму бәзи учурлар берилгән. Мақалидә хитайниң өз иқтисадий әвзәлликидин пайдилинип, уйғурларниң мәзкур дөләтләрдики сиясий һәрикәтлиригә тәсир көрситиватқанлиқи илгири сүрүлгән вә мундақ дейилгән: “бу хитай үчүн елип ейтқанда, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләргә тәсир көрситип, уйғурларниң оттура асиядики тинч йосундики сиясий паалийәтлирини чәкләшкә вә уйғур мусапирларни өзи панаһланған дөләтләрдин һәйдәп хитайниң сиясийлаштурулған вә өчхор әдлийә системисиға ташлап бериштин дерәк бериду.”

Мақалидә 1991-йилидин буян оттура асияда елип берилған сиясий һәрикәтләр вә бу җәрянда оттура асия әллиридә уйғурларға қарита елинған бәзи тәдбирләр тонуштурулған.

Мақалиниң бу қисмида асаслиқи қирғизистандики уйғур иттипақи тәшкилати, 2003-йилидин кейин қирғизистан ички ишлар министирлиқиниң мәзкур иттипақниң һөҗҗәтлирини контрол қилишқа башлиғанлиқи, һүсәйин җелил вә бу йил 30-майда қазақистандин хитайға қайтуруп берилгән әршидин исраил мәсилисиму тилға елинған.

Һенрий шаҗәфиски бу һәқтә мундақ деди:“2001-йилидин буян оттура асия әллириниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати билән болған мунасивәтлириниң қоюқлишиши бу дөләтләрдә панаһланған, ашу дөләтләргә берип қалған яки шу дөләтләрдә яшайдиған уйғурларға бесимниң ашурулушиға қулайлиқ яритип бәргәнлики мени чөчүтиду.”

Мақалидә бу райондики сиясий рәһбәрләр өз һакимийитини сақлап қелиш үчүн хитайниң иқтисадий күчи билән арилишип кәткән бир партийилик сиясий әндизисигә бәкрәк қизиққанлиқи, буниң уйғурларға зулум елип кәлгәнлики көрситилип мундақ йезилған: “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин буян әза дөләтләрниң хитай билән болған сода алақиси күчәйди. Бу хил иқтисадий һәмкарлиқ вә мәсләкдаш һоқуқ идеологийиси; уйғурларға қаритилған бастурушиниң техиму күчийиши билән мас қәдәмдә илгирилиди. Уйғурлар, болупму оттура асия әллиридә панаһланған уйғурлар хәлқара җәмийәт вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға охшаш хәлқара тәшкилатларниң қарар көләңгисидә қалди.”

Һенрий шаҗәфиски оттура асия әллири, русийә вә җәнубий асияда баш көтүрүватқан юқириқи хаһишларға тақабил туруш чариси үстидә өз пикрини оттуриға қойди вә бу районларда демократийини илгири сүрүш керәкликини билдүрди.

У мундақ деди: “башқа дөләтләр бу районлардики әһвалларни көзитип туруши керәк. Афғанистанда вәзийәт муқимлашти. Шуңа америка оттура асия, җәнубий асия вә русийиләрниму өз истратегийилик тәсир даирисигә елиши керәк. Бу йәрдики әң муһим мәсилә болса, хитайчә дөләт әндизисиниң бу районларда алқишқа еришишини тосуп, демократик түзүлмини алқишқа ериштүрүш керәк”

Мақалә мундақ ахирлаштурулған: “уйғурлар хитай һөкүмитиниң қара қолидин сақлиниш үчүн, хәлқара тәшкилатларниң хитабнамилиридә көрситилгән қоғдилишқа моһтаҗ.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.