Мәсчит һәрәмдә 36 йил мудәррислик қилған уйғур алими абдузаһир
Шу заманларда уйғур өлималири мәсҗиди һәрәмдики мудәррисләрниң хели көп санлиқини игилигән икән. Бу уйғурларниң тиришчанлиқи вә көп җапа тартқан хәлқ болғанлиқтин илимниң қәдрини башқиларға қариғанда бәкрәк билидиғанлиқидин болса керәк. Әлламә абдузаһир супиму шундақ алимлардин бири икән.
Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ алим муһәммәд қасим һаҗим бу һәқтики сөһбитимизни қобул қилған иди.
Муһәммәд қасим һаҗим билән сөһбәт
Муһәммәд қасим һаҗим әлламә абдузаһир супи тоғрулуқ мундақ диди:" абдузаһир дамолла һаҗим куча шаярлиқ бир әһли илминиң балиси икән. Бу адәм заманисида қәшқәргә берип оқуған икән. Бу кишиниң тарихи мундақ, бу киши 1902 - йили дуняға кәлгән болуп, иптидаий тәлимини дадиси суфи ахунумда алғандин кейин, қәшқәр ханлиқ мәдрисигә берип мәрһум абдулқадир дамолламниң, кейинчә қәшқәрдики даңлиқ өлималарниң қолидаилим тәһсил қилған икән. Әлламә абдузаһир суфи қәшқәрдики оқушини ғәлибилик тамамлиғандин кейин, туғулған йери шаһярға берип наһийилик чоң җаминиң хәтиблиқиға вә мудәррисликигә тәйинлинип оқутуш ишлири билән шуғулланған икән. Кейинчә абдузаһир һаҗимниң аилисидә һәрәмгә чиқип кетиш истики пәйда болуп, аилиси бойичә һиҗрәт қилип, сәуди әрәбистаниға кәлгән икән."Әлламә абдузаһир суфиниң сәуди әрәбистанидики һаяти
Муһәммәд қасим һаҗимниң ейтишичә, абдузаһир һаҗим 1935 - йили аилиси билән бирликтә сәуди әрәбистаниға һиҗрәт қилип кәлгәндин тартип һаятиниң ахириға қәдәр илмий хизмәтләр билән шуғулланған. Уйғур, өзбек вә башқа милләтләрниң балилирини оқутуп тәрбийилигән.Өз вақтида униң қолида йеитишп чиққан әһли илимләр көп икән. Мәсҗиди һәрәмгә мудәррисликкә тәйинләнгәндин кейин техиму қизиқарлиқ билән ишләп мәсҗиди һәрәмдә 36 йилдин көпрәк вақит оқутуш билән шуғулланған. Униңдин башқа сәуди әрәбистанида муһаҗирәттики уйғурларниң вә башқа муһаҗир милләтләрниң мәсилилиригә зор әһмийәт берип, уларға йол көрситиш, мәслиһәт бериштәк ишларда көп әҗир сиңдүргәнликтин, уйғурлар вә башқа милләтләрниң чоң һөрмитигә еришкән кишидур.