Һүсән һәсән: икки уйғур қәһриман уйғурни дуняға тонутти
2012.08.03
Абдурахман азад вә қурбанҗан һемитлар 2008 - йили бейҗиң олимпик йиғинидин төт күн илгири, хитайниң қәшқәрдики чегра мудапиә сақчи әтритигә һуҗум қилип, 17 сақчини өлтүрүп, 15 сақчини яриландурған иди. Дуняниң көзи хитайға тикилгән бир чағда йүз бәргән бу вәқә, әйни чағда ғәрб ахбарат саһәсидә зор ғулғула қозғиған. Бу вәқәдин кейинла, 12 - авғуст яманяр вәқәси, 27 - авғуст қизилбуя вәқәси, 29 - авғуст миша вәқәлири йүз берип, көп санда хитай сақчилири һәм пуқралири өлгән иди. Униңдин кейинки йилларда уйғур диярида бу икки пидаийниң йолини үлгә қилған қаршилиқ һәрикәтлири көпләп йүз бәрди. Чәтәлдики бәзи уйғурлар әнә шундин бери бу икки уйғур пидаийни қәһриманлиқниң үлгиси санап, һәр йили уларни әсләп, хатириләп кәлмәктә.
Австралийидики уйғур зиялийси һүсән һәсән әпәнди абдурахман азад вә қурбанҗан һемиттин ибарәт бу икки пидаийниң иш - излириға юқири баһа берип келиватқан шәхсләрниң биридур. У сөзидә, бу икки пидаийниң уйғурларниң роһини, ғурурини ойғатқанлиқини тилға алди.
4 - Авғуст сәмән йоли вәқәсиниң төт йиллиқ хатирә күнидә, бу күнни һөрмәт билән яд етиватқан авистралийидики уйғур зиялийси һүсән һәсән әпәндиниң қарашлирини диққитиңларға сундуқ.