Уйғур елиниң бәзи җайлирида һиҗап кәйгән аялларниң аптобус вә таксиға чиқиши чәклимигә учримақта

Өзи ишәнгән дин вә өзи тәвә милләтниң өрп - адәтлири бойичә яшаш, кишиләрниң әң әқәллий инсаний һәқлиридиндур; мусулман аяллириниң һиҗап кийиши вә личәк артишиму буниңдин мустәсна әмәс.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.12.09
Uyghur-ayallar-kiyinishi-romal-chumbel-yaghliq-305 Сүрәт, уйғур елиниң мәлум шәһридики кочиларниң биридә кетип барған уйғур айаллири кийинишлиридин бир көрүнүш.
RFA Photo

Уйғур аяллириниң диний вә миллий йосунда кийиниш һоқуқиниң чәклимигә учриғанлиқи, һәтта дәпсәндә қилинғанлиқи, ақсуниң сайрам базирида өткүзүлгән “икки хил модел” көргәзмисидә ялиңач һалда ашкариланған иди. Бүгүн игиләнгән бир қисим учурлардин қариғанда, мәзкур вәзийәт, уйғур елиниң башқа җайлиридиму давам қилмақта. Бүгүн ашкариланғини һиҗаплиқ аялларни тәшвиқат арқилиқ қамчилаш әмәс, бәлки аптобус вә таксиға алмаслиқтур.

5 - Июл вәқәсидин кейин, үрүмчидә хитай таксичилар уйғурларни, уйғур таксичиларму хитайларни таксисиға алмаслиқ әһваллири көрүлгән; бу һәтта хели бир мәзгилгичә омумлишип қалған иди. Йеқинда радиомизға кәлгән инкаслардин мәлум болушичә, нөвәттә, уйғур елиниң бәзи җайлирида һиҗап кәйгән аялларниң аптобус вә таксиға чиқиши чәклимигә учримақта: йеқинда мәлум бир наһийә базирида, һиҗап кәйгән бир аилә кишилири аптобусға чиқирилмиған.

Ислам дини уйғурлар үчүн өз миллий кимликлирини қоғдашта қорал вә қорғанлиқ рол ойнимақта. Шуңа хитай даирилириниң районниң аталмиш муқимлиқини қоғдашта, диний затларға, диний паалийәтләргә вә диний етиқади мустәһкәм кишиләргә алаһидә диққәт қиливатқанлиқи, уларниң иш - һәркәтлирини назарәт қилиштин башқа, уларниң пәйда қилғуси вәқәлиридин қоғдиниш үчүн бир қатар бихәтәрлик тәдбирлирини йолға қоюватқанлиқи мәлум. Уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, һиҗаплиқ аялларни аптобусға алмаслиқ әнә шу бихәтәрлик тәдбирлидин бири болуши вә бу, бәзи җайларда синақ тәриқисидә йолға қоюлуватқан болуши мумкин. Өткән айда йәнә шу наһийә базирида, 4 нәпәр һиҗап кәйгән уйғур аял, 3 саәт сақлиған болсиму таксиға чиқалмиған. Бәзиләр тохтиған болсиму, уларниң кийимлиригә диққәт қилғандин кейин, уларни алмастин йүрүп кәткән.

Нөвәттә, хитай һөкүмитиниң һиҗап кәйгән аялларни аптобусға чиқармаслиқ һәққидә мәхсус уқтуруш тарқатқан - тарқатмиғанлиқи ениқ әмәс; әмма хитай көчмәнлирини өз бихәтәрликини қоғдаш, болупму уйғурларниң һуҗумидин қоғдиниш һәққидә агаһландуруватқанлиқи, бу тоғрида мәхсус тәшвиқат хәвәрлири ишләштин башқа, бәзи чағларда уқтуруш вә һөҗҗәт тарқитиватқанлиқи мәлум. Бу йил 7 - айниң 18 - күни хотәндә бир гуруппа пидаийлар навағ сақчиханисиға һуҗум қилған мәзгилдә, хитай һөкүмити хотәндики хитай кадирлирини ялғуз йол маңмаслиқ, кәчқурунлири сиртқа чиқмаслиқ қатарлиқ мәзмунларда тәлим берип уқтуруш тарқатқан. Мәлум хитай таксичиниң ашкарилишичә, һиҗаплиқ аялларниң аптобус вә такисиға елинмаслиқиға хитайниң тәшвиқат хәвәрлири сәвәб болған.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилири йиллардин бери дуня җамаитигә уйғур елида милләтләр мунасивитиниң хәтәрлик бир басқучта туруватқанлиқини, икки милләт арисида өз - ара ишинишниң пүтүнләй йоқалғанлиқини, хитай вә уйғурдин ибарәт икки милләтниң бирликтә яшаш муминчилики қалмиғанлиқини изчил баян қилип кәлгән. юқириқи вәқәләр, әнә баянларниң тоғрилиқини испатлимақта.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.