Һиҗрийә йилнамиси һәққидә қисқичә мәлумат

Һиҗрийә йилнамиси ислам йилнамиси дәпму атилиду. У әслидә әрәбләрниң йил, ай вә күнләрни айниң һәрикити бойичә һесаблайдиған қәмәрийә йилнамиси асасида барлиққа келип, һиҗрәт ( муһәммәд әләйһиссаламниң мәдинигә көчкән) йилини баш йил қилған бир хил йилнамә болуп, ислам дини арқилиқ дуня мусулманлири арисида омумлашқан бир хил йилнамидур.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2008.12.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Сәуди әрәбистанниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ яш алим абдулла һаҗим бу һәқтики сөһбитимизни қобул қилған иди.

Абдулла һаҗим билән сөһбәт

Абдулла һаҗим һиҗрийә йилнамисиниң бекитилиши һәққидә тохтилип мундақ деди:" һиҗрийә йилнамиси муһәммәд әләйһиссалам ислам динини әрәб йерим арилида ислам динини дәвәт қилишқа башлиғандин тартипла қоллинилған әмәс, бәлки ислам дини әрәб қәбилиләр арисида дәвәт қилинип 30 йилдәк вақитқичә ( йәни миладийә 610 - йилидин 639 - йилиғичә) йәнила әрәбләрниң әнәниви йилнамиси қоллинип келингән иди. Ислам дини әрәб йерим арилида ронақ тепиштин илгири, әрәбләрниң икки хил йилнамиси болуп, униң бири, деһқанчилиқ ишлирида қоллинидиған, вақитни қуяшниң һәрикити бойичә һесаблайдиған шәмсийә йилнамиси, йәнә бири, диний паалийәтләр вә тарихий вәқәликләрниң вақтини һесаблашта қоллинидиған, вақитни айниң һәрикити бойичә һесаблайдиған қәмәрийә йилнамиси бар иди. Әрәб йерим арилида ислам һакимийити мустәһкәмлинип, чәтәлләргичә кеңийип, 3 - хәлипә өмәр ибни хәттабниң дәвригә кәлгәндә, дуняға әң зор нопузға игә болған ислам дининиң өзигә хас паалийәтлирини, вәқәликләрни һесаблайдиған, дунядики мусулманлар ортақ қоллинидиған мәхсус йилнамиси болуши лазимлиқи һес қилинған вә рәсмий оттуриға қоюлған. Ислам йилнамисида қайси вақитни йил беши қилиш мәсилисидә түрлүк лайиһиләр чүшкән. Бәзиләр муһәммәд әләйһиссаламниң туғулған күни 571 - йилни ислам йилнамисиниң баш йили қилиш пикрини оттуриға қойса, бәзиләр әләйһиссалам пәйғәмбәр болған 610 - йилни йил беши қилиш пикрини оттуриға қойған. Көпчилик муһәммәд әләйһиссалам мәккидин мәдинигә һиҗрәт қилған 622 - йилни ислам йилнамисиниң баш қилиш пикрини оттуриға қойған. Чүнки бу һиҗрәт вәқәси ислам дини тарихида һәл қилғуч бурулушни һасил қилған улуғ вәқә иди. Шуниң билән пүтүн мусулман өлималарниң бирдәк иттипақи билән муһәммәд әләйһиссаламниң мәккидин мәдинигә һиҗрәт қилип барған йилини ислам йилнамисиниң баш йили қилишни вә бу йилнаминиң намини 'һиҗрийә' дәп аташни бәлгилигән."

Һиҗрийә йилнамисиниң уйғур елигә кириши

Абдулла һаҗим һиҗрийә йилнамисиниң уйғур елигә кириши һәққидә тохтилип мундақ деди:" уйғур елидә һиҗрийә йилнамисини қоллинишқа өтүш тарихи уйғурларниң ислам динини қобул қилған дәсләпки чағлириға берип йетиду. 9 - Әсирниң ахирлирида, ислам дини уйғурлар арисиға тарқалғандин кейин, болупму қараханийлар сулалисидин султан сутуқ буғрахан ислам динини қобул қилип, дөләт тәвәликини исламлаштуруп вә кейинчә ислам дини қилинип бекитилгәндин кейин, һиҗрийә йилнамиси пүтүн системиси бойичә уйғур әнәниви йилнаминиң орнини елип, диний ишлар һәм динға мунасивәтлик ишлар, шундақла турмуш саһәлиридиму бу йилнамә қоллинилидиған болған.Уйғурлардин чиққан нурғун алимлар - тарихчилар, тилшунаслар, әдибләр, пәйласоплар, тивиплар, нәғмә - сәнәтчиләрму өз әсәрлиридә вақитни һиҗрийә йилнамиси бойичила баян қилидиған болған. Пәқәт йеқинқи заманға кәлгәндила, миладийә йилнамиси уйғур вә башқа милләтләр арисида тарқилип, асасий орунни игилиди. Әмма диний саһәләрдә, болупму һейт - айәмләрниң вақтини һесаблашта, йәнила һиҗрийә йилнамиси қоллинилмақта."

Һазир ислам - әрәб әллири, болупму әрәб әллири диний саһәләрдила әмәс, бәлки пүтүн саһәләрдә, һәтта адәттики турмуштиму һиҗрийә йилнамисини қолланмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.