' Алтун һилал ай ' уйғур вәтинигә қара сайә ташлимақта
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.07.02
2009.07.02
RFA Аңлиғучиси тәминлигән.
Болупму бу, асаслиқ зәһәр кириш мәнбәси болған илгирики "алтун үч бурҗәк" райониниң орнини нөвәттә "алтун һилал ай " аталған афғанистан, пакистан қатарлиқ җайларниң игилиши, уйғур елиниң зәһәр киридиған җайдин зәһәр истимал қилинидиған чоң районға айланғанлиқини, шундақла уйғур елиниң зәһәрлик чекимлик вәзийитиниң интайин җиддийликини көрситип турмақта.
Алтун һилал ай уйғур диярини сетиш базиси қиливалди
Уйғур елидә йүз бериватқан зәһәргә четишлиқ қилмишларниң йүз бериш әһвалидин қариғанда, бу йил киргәндин буян " алтун һалал ай " зәһириниң уйғур елигә сиңип кириш вәзийити йәниму җиддийләшкән. Зәһәр түрлириму барғанчә көпәйгән. Зәһәр сетиш мәсилиси гәвдилик болған. Чегра, таможна, таш йол, һава қатнаш һәм пойизға охшаш түрлүк қатнаш трансипорт йоллири арқилиқ " алтун һилал ай" дин кирип паш болған зәһәрниң миқдари 5.788 Килограмға йәткән.Шундақла бу йил январдин һазирға қәдәр болған йерим йилға йәтмигән вақит ичидә пүтүн уйғур елидә зәһәр делосидин 749 и паш болған, 9 килограмға йеқин зәһәр қолға чүшүрүлгән. Бу җәрянда 740 җинайәт гумандари тутулған. Бу һечқачан уйғур елидә зәһәр чәкләшниң яхши үнүм бәргәнликини көрситип бәрмәйду әлвәттә, һалбуки уйғур елидики алақидар статистикилиқ мәлуматлардин ашкарилинишичә, 2000 - йили уйғур елидә тизимға елинған зәһәр чәккүчиләр 12 миң 590 болған болса, бу йил бу сан 26 миң 765 кә йетип тоққуз йилдин буянқи әң йеңи рекортни яратқан.
Чүнки афғанистандики алтун һилал ай зәһәр ишләпчиқириш базисиниң дунядики чоң зәһәр ишләпчиқириш орниға айлиниши вә зәһәр әткәсчилириниң асия қитәлиригә туташқан зәһәрлик чекимлик тошуш йолиниң биринчи өткили уйғур ели болғачқа, уйғур ели һәм уйғурлар алтун һилал айниң әң зор зийиниға учриған, йәни бу дияр алтун һилал айдин зәһәр киридиған вә йәнә истимал қилинидиған җайға айланған.
Уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назарити зәһәр чәкләш баш әтрити мәсулиниң билдүрүшичә, алтун һилал ай зәһәр әткәсчилик гуруһлириниң һәрикити чегридин шәһәрләргә йөткәлгәчкә, вәзийәт техиму кәскинләшкән.
Қәшқәрдики мәлум сақчиханиға телефон қилғинимизда, зәһәргә өгинип қелип оғрилиқ қилған бир уйғур яшни сорақ қиливатқан бир уйғур сақчи вәзипә үстидә соаллиримизға қисқила җаваб берип зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң барғанчә көпийиватқанлиқини билдүрди:
Зәһәр чәккәнләрниң зәһәр артуқ кетип өлүш һадисиси көпәймәктә
Зәһәрниң адәмгә болған зийини көп тәрәплимә, физиологийилик җәһәттин у зәһәр чәккүчини аҗизлаштуруп пүтүн бәдән органлирини еғир зәхмиләндүрсә, йәнә бир тәрәптин роһий җәһәттин чүшкүнләштүрүп, беқиндүрүп пүтүнләй башқа мәхлуққа айландуралайду.Зәһәр чекиштики юқири хәтәрлик қилмиш, башқилар ишләткән шприсни яки йиңнини ортақ ишлитиш, буниң зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң әйдиз вә башқа кесәлләр билән юқумлиништики әң асаслиқ амил болуватқанлиқи һәммигә мәлум, буниңдин башқа йәнә, зәһәрлик чекимликни окул қилип томурдин уридиғанларда йүз бериватқан йәнә бир юшурун хейимхәтәр болса зәһәр чекип қетип қелиш, йәни зәһәр артуқ кетиш һадисисидур.
Йеқинқи йиллардин буян уйғур җәмийитидә "палани зәһәр чекип қетип қапту" дегән сөз, зәһәрни окул қилип томуриға уруп туюқсиз һаятидин айрилғанлиқ һәққидә тарқилидиған омумлашқан шум хәвәрниң бири болуп қалди.
Зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрдә көрүлүватқан бу хил қетип қелиш адәттә зәһәр миқдари артуқ кетиш дәпму атилиду, зәһәрлик чекимлик миқдари бәдәнниң бәрдашлиқ бериш чекидин көп ешип кәткәндә йүз беридиған еғир аламәтләр яки өлүш һадисисини көрситиду. Демәк бу бир хил бәдәнниң зәһәрлиниши.
Уйғур елидә зәһәрниң барғанчә ямришидики асаслиқ сәвәб немә?
Ундақта немә үчүн бу артуқ кетиш хәтири йеқиндин буян пәвқуладдә көпәйди? мәлуматларға асасланғанда, нөвәттә алтун һилал айдин бивастә кириватқан зәһәрниң саплиқ миқдари илгири хитайдин йәни алтун үч бурҗәк районидин уйғур елигә киргән зәһәр йәни хироинниң саплиқ миқдариға нисбәтән юқири болуп, алтун һилал ай хроинлири уйғур елидики зәһәрлик чекимлик қараңғу базарлириға еқип кириши билән зәһәр чәккүчиләр арисида қетип қелиш вә буниң билән өлүш һадисилири көпәймәктә икән.Зәһәрлик чекимликтин зәһәрлиниш вәқәлиридә вақтида бир тәрәп қилинмиғанлиқтин өлүм һадисиси келип чиқиду. Уйғурларниң инкаслириға қариғанда, уйғур елидә зәһәргә өгинип қалғучиларниң көпинчиси яш өсмүрләр, шундақла улар хәтәрлик, йочун җайларда кишиләрдин, сақчилардин йошурунуп йүрүп ялғуз һалда зәһәр чекидиған болғачқа, көпинчә һалларда зәһәр чәккүчиләр зәһәр артуқ кетип қетип қалғандин кейин йәни өлүп кәткәндин кейин байқалмақта.
Зәһәр артуқ кетиш вә бу хил әһвалда қандақ қилиш, һазирқи уйғурларниң зәһәрлик чекимликкә өгинип қелиш әһваллири һәққидә үрүмчидики хроин чәккүчиләрни детадон билән қамдап давалаш амбулаторийисиниң тәҗрибилик мутәхәссислиридин дохтур ғәни, бир қанчә йиллиқ хизмәт тәҗрибисигә асасән соаллиримизға җаваб бәрди.
Гәрчә хитай даирилири, уйғур елигә зәһәрлик чекимликниң тәсири рәсмий көрүлгән 10 йилдин буян зәһәрлик чекимликләргә қаттиқ зәрбә берип келиватқанлиқини тәшвиқ қилип келиватқан болсиму, радиомиз игилигән мәлуматлар һәмдә уйғурларниң инкаслириға қариғанда, хитай һөкүмити зәһәрлик чекимликләрни чәкләштә асаслиқ күчини йәнила зәһәр чәккүчиләрни тутуш вә вақитлиқ тизгинләшкә қаритип, зәһәрниң кириш мәнбәси йәни тарқилишини чәкләшкә сәл қаримақта.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит илгири хитай һөкүмитиниң уйғур елидики зәһәр чәкләшкә сәл қараватқанлиқиға қарита наразилиқ баянати берип, "хитайниң пүтүн күчи пәқәт уйғур елиниң муқимлиқини қоғдашқа қаритилған, әгәр хитай һөкүмити уйғур елидә зәһәрлик чекимликни һәқиқәтән чәкләймән десә, әнә шу муқимлиққа аҗратқан күчиниң интайин аз қисми арқилиқла чәклийәлигән болатти, һалбуки хитайниң зәһәрлик чекимликниң уйғур елигә ямришиға тутқан позитсийиси, әмәлийәттә зәһәргә йол ечип бериватқанлиқидин дерәк бәрмәктә," дегән иди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.