Һиндистан баш министири америкидики зияритини башлиди

Америка президенти барак обама сиңни дөләт зиярити берип күтүвалди. Сиңниң америка зиярити президент обаманиң хитай зияритидин кейин мәйданға кәлди. Һиндистан, шәрқий җәнуби асиядики әң чоң демократик дөләт һәмдә асия қитәсидики хитай вә пакистанниң риқабәтчиси.
Мухбиримиз җүмә
2009.11.24
Obama-Hindistan-bash-ministiri-bilen-305.jpg Сүрәт, 24 - нойабир күни, президент обама билән һиндистан баш министири манмахан сиң ақ сарайда мухбирларниң соаллириға җавап бериватқан көрүнүш.
AFP Photo

Ундақта сиңниң америка зиярити, америка- һиндистан, америка- пакистан вә америка-хитай мунасивәтлиригә қандақ тәсири көрситиду?

Америка президенти барак обама америкида зиярәттә болуватқан һиндистан баш министири манмахан сиңни ақсарайда қобул қилди вә сөһбәт елип барди.

Бу һиндистан баш министири манмахан сиңниң обама америка президенти болуп сайлиғандин буянқи тунҗи америка зиярити болуп, қобул қилиш мурасимида барак обама америка- һиндистан достлуқини илгири сүрүшниң муһим әһмийәткә игә икәнликни оттуриға қойди. У, "сизниң бу тарихи дәқиқиләрдә қилған зияритиңиз, дөләтлиримиз арисида 60 йил бурун түзүлгән мунасивәтләрни 21 ‏- әсирдики әң дәвр бөлгүч һәмкарлиқлардин биригә айландурушниң кәлгүсини шәрһләйду" деди.

У йәнә һиндистанниң һөрлүк, мустәқиллиқ вә демократийә үчүн елип барған күрәшлириниң америка бесип өткән тарихи қәдәмләр билән охшашлиққа игә икәнликини көрсәтти. Һиндистан билән америкини " икки әң бүйүк җумһурийәт" дәп атиди.

Обама йәнә мундақ деди: "бизниң дуняға йетәкчилик қиливатқан дөләтлиримиз, башқа дөләтләргә һөкүмранлиқ қилишини әмәс, бәлки дунядики барлиқ әлләргә парлақ кәлгүси яритишни чиқиш нуқтиси қилған дөләтләрдур."
 
Манмахан сиңму нутқида өзиниң һиндистандики бир милярдтин артуқ һиндистан хәлқиниң салимини елип америкиға кәлгәнликини илгири сүрди.

У, гәрчә америка вә һиндистан җуғрапийилик арилиқ җәһәттин айрилип туридиған болсиму, әмма демократик қиммәт қарашлири билән җипсилишип туридиғанлиқини көрсәтти. У мундақ деди: " әмма биз демократийә қиммәт қариши, көп мәдәнийәтлик дөләт түзүми, қанун билән идарә қилиш вә негизлик кишилик әркинликкә болған һөрмәтләрдин ибарәт қиммәт қарашлири билән чәмбәрчас бағлинип турмақтимиз."

У ахирида, өзиниң бу нөвәтлик америка зияритидә, бу икки дөләт арисидики шу хил қиммәт қарашлири асасиға қурулған мунасивәтлирини техиму күчәйтиш үчүн америкиға кәлгәнликини илгири сүрди.

Бу һәқтә тохталған түркийә һаҗитәпә университетидики асия истратегийә мутәхәссиси доктур әркин әкрәм, америкиниң һиндистан мунасивәтлирини илгири сүрүш арқилиқ асиядики күч тәңпуңлуқи һасил қилишни көзләватқан болуши мумкинликини илгири сүрди.

Манмахан сиңни қарши елиш мурасимидин кейин, бу икки дөләт рәһбәрлири сөһбәт елип барди. Сөһбәттин кейин елан қилинған бирләшмә баянатта улар, мәзкур икки дөләт рәһбәрлириниң, ядро қораллирини қисқартиш, ядро қораллири кеңийип кетишиниң алдини елиш, дуня хәвпсизлики мәсилиси, хизмәт пурсити яритиш вә йәршари килимат өзгириш мәсилиси қатарлиқ җәһәтләрдә пикир бирлики һасил қилғанлиқини оттуриға қойди.

Президент обама, өз һөкүмитиниң һиндистан билән түзүлгән ядро енергийә келишимини толуқ иҗра қилидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: " һөкүмитимиз, америка- һиндистан хәлқ ишлириға ишлитидиған ядро келишимини толуқ иҗра қилиш ирадисигә кәлди. Бу америкиниң експорт миқдарини өстүрүпла қалмай, һәр икки дөләттә хизмәт пурсити яритиду."

Һиндистан баш министири сиңму өзиниң ядро қораллириниң кеңийип кетишиниң алдини елиш җәһәттә һәрикәт қоллинидиғанлиқини билдүрди.

Һиндистан баш министириму бу нөвәттики америка зияритидә йәнә, район бихәтәрлики мәсилисиму муһим темиларниң бири болған. Америка президентни обама, һиндистан баш министири билән дөләт һалқиған тәһдитләргә ортақ тақабил туруш җәһәттә пикир бирлики һасил қилғанлиқини билдүрди.

Президент обама откән йили бомбайда йүз бәргән террорлуқ һуҗумини тилға алғандин кейин мундақ деди: " шундақ һуҗумларниң йәнә йүз берип қелишниң алдини елиш үчүн, биз қанун иҗра қилиш вә ахбарат топлаш органлиримизни техиму йеқиндин һәмкарлаштурушқа келиштуқ. Булар учур-мәлуматларда ортақлишиш қатарлиқларни өз ичигә алиду."

Обама йәнә, һиндистанниң афғанистанға бериватқан иқтисади ярдәмлиригә юқири баһа бәрди. Обама афғанистанда елип бериватқан талибанға қарши урушни аяғлаштуридиғанлиқини билдүрди вә мунуларни қошумчә қилди: "биз уларниң барлиқ иқтидарлирини парчилаймиз вә ахирлаштуримиз һәмдә ахирида уларниң торини бузуп ташлаймиз."

Әркин әкрәмниң қаришичә, америка, афғанистан вә район бихәтәрлики җәһәттә һиндистанниң ярдимигә моһтаҗ болғандин башқа йәнә, һиндистанму хитайниң асияда күнсайин ешип бериватқан тәсири түпәйлидинму америка мунасивәтлирини илгири сүрүшкә моһтаҗ икән.

Әркин әкрәмниң билдүрүшичә, манмахан сиң бу нөвәтлик америка зияритидә йәнә, һиндстан-хитай чегра ихтилапини обаманиң сәмигә салған.

Әркин әкрәмниң билдүрүшичә йәнә, америкиниң дөләт мәнпәәтини қоғдаш вә хитайниң һинди окянға қарап кеңийип кетишиниң алдини елиштиму америка йәнила һиндистан билән болған мунасивәтлирини яхшилашқа еһтияҗлиқ икән.

Президент обама сәйшәнбә күни кәчтә ақсарайда, һиндистан баш министири манмахан сиңниң шәрипигә катта дөләт зияпити бәрди.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.