Һиндиистан мавчиларға қарши һәрикәт башлиди, хитай чегриға әскәр көпәйтти
Мухбиримиз вәли
2009.06.29
2009.06.29
Һинидстан 'асия хәвәр агентлиқи'ниң баян қилишичә, һинидстан бихәтәрлик қисимлириниң бомбай мәркизи 6 - айниң 30 - күни һәрикәт башлиған, қалған 3 райондики бихәтәрлик мәркизи 7 - айниң 1 - күнидин башлап һәрикәткә өтидикән.
Һинидстан һөкүмити 6 - айниң 22 - күни һиндистандики мав зедуңчиларни террорчи тәшкилат дәп җакарлиған иди
'Австралийә радио станси'ниң хәвәр қилишичә, һинидстан һөкүмити 6 - айниң 22 - күни һиндистандики мав зедуңчиларни террорчи тәшкилат дәп җакарлиған иди. Америка авазиниң хәвәр қилишичә, һинидстан һөкүмити мавчиларниң һинидстан территорийиисдә һәрикәт қилишини мәни қилған вә өзиниң бихәтәрлик қисимлириға һиндистан территорийисидики һәр қандақ мав зедуңчи тәшкилатниң әзалирини яки униңға алақидар шәхсләрни қолға елишқа һоқуқ бәргән.Һинидистан 'бомбай вәқәси'дин кейин, бихәтәрлик қисимлирини пүтүн мәмликәткә орунлаштуруш лазимлиқини һес қилған
Шинхуа агентлиқиниң 'хәлқара авангарт гезити' дә баян қилинишичә, һинидстан һөкүмити бултур 11 - айда бомбайда террорлуқ вәқәси йүз бәргәндин кейин, өзиниң бихәтәрлик қисимлирини пүтүн мәмликәткә орунлаштуруш лазимлиқини, һәр қандақ җайда террорлуқ вәқәси йүз бәрсә, униңға тез инкас қайтуруш лазимлиқини һес қилған.Һиндистан хәлқи өзиниң бихәтәрлик қисимлиридин 'тез инкас қайтуралмиди' дәп нарази болған иди
Хәвәрдә ейтилишичә, һиндистан бихәтәрлик қисимлири 1986 - йили қурулғандин кейин, гәрчә 1994 - йили 4 - айниң 24 - күни һинидстанниң шималидики амулиз айродромида йүз бәргән айрупилан булаш вәқәсини бир тәрәп қилған.2008 - Йили 11 - айниң 26 - күни бомбайда йүз бәргән террорлуқ вәқәсидә 8 нәпәр террорчини етип ташлап, террочилар гүрөгә еливалған көп адәмни қутқузған болсиму, әмма һиндистан хәлқи йәнила улардин, учтумтут йүз бәргән һадисигә инкас қайтуруши тез болмиди, дәп нарази болған иди.
Бу қетим мавчиларға зәрбә беридиғанлар һинидстанниң пәвқуладдә қисимлири
Әмма бу қетим төт районда һәрикәт елип беришқа орунлаштурулған һинидстан бихәтәрлик қисимлири террорчиларниң учтумтут қозғиған һуҗумиға тақабил туруш, террорчилар гүрөгә еливалған кишиләрни қутқузуш, террорчилар орунлаштурған партлатқучларни байқаш вә бир тәрәп қилиш җәһәтләрдә, юқири өлчәм буйичә мукәммәл һәрбий тәлим көргән пәвқуладдә қисимлар икән.Хитай һазир һиндистан чегрисиға әскәр көпәйтмәктә
Бүгүн ' бошүн тор бети' дә баян қилинишичә, гәрчә хитай - һинидстан чегриси тинчтәк көрүнсиму, әмәлийәттә һазир чегрида җиддийлик башланди. Һиндистан йеқинда өзиниң бихәтәрлик қисимлириға 60 миң адәм қошқандин кейин, хитайниң чегриға әскәр көпәйтип уруш һалитигә өтөш аламәтлири көрүлмәктә.Хәвәрдә ейтилишичә, хитай - һинидстан чегрисидики һәрбий күч селиштурмиси җәһәттә хитай һазир үстүнлүккә игә. Һазир хитайниң төмүр йол арқилиқ һәрбий әшя йөткиши қолай болупла қалмай, бәлки хитайниң тебәтниң али районида қурған йолвас болақ айродроминиң айрупилан учуруш йоли 4500 меитр, бу айродромға хитайниң сухүй - 27, бомбардиманчи - 6, йүкчи - 8 бәлгилик айрупиланлири қоналайду. Демәк, һинидстанниң шимал тәрипидики миң километирлиқ даирә һазир хитай һава армийисиниң зәрбә берәләйдиған даириси ичидә.
Буниңдин башқа, хитай - һинидстан чегрисиниң ғәрбий қисмиға хитайниң 13 чегра полки вә тибәт егизликидә уруш қилидиған 52 - вә 53 - пиядә қисим беригадиси, шәрқий қисмиға болса 13 - бирләшмә армийисиниң 149 - девизийиси орунлаштурулуп болған. Хитай һазир йәнә 21 - бирләшмә армийисниң 61 - девизийисини дәрһал тибәткә ярдәмгә беришқа тәйярлап қойған.
Давасерин: хитай тибәтниң дөләтлик салаһийитини етирап қилмай туруп чегра мәсилси һәл болмайду
Һазир тәйвәндә туруватқан тибәт зиялийси давасеринниң баян қилишичә, тибәт өзи мустәқил бир дөләт болуп туруватқан йилларда, тибәт билән хитай оттурисида түзүлгән келишимләрни хитай һазир етирап қилмайду, әмма һинидстан етирап қилиду. Тибәтниң тарихтин қалған дөләтлик салаһийитини етирап қилиш - қилмаслиқ мәсилиси, һазир хитай билән һиндистан оттурисидики чегрида җиддийлик келип чиқишқа сәвәбчи болуватқан мәсилиләрниң бири.Давасеринниң қаришичә, һазирқи шараитта, хитай тибәтниң тарихтин қалған дөләтлик салаһийитини етирап қилмай туруп, хитай билән һиндистан оттурисидики чегра мәсилисиниң һәл болуп кетиши мумкин әмәс.